• Әхбаратлар еқими
  • 16 Сәуір, 2015

Аһали хизмитидә болди

Очуқ ишикләр күни/ Түнүгүн С.Асфендияров намидики Қазақ миллий медицина университетиниң бирләшкән клиникисида Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Алмута шәһәрлик кативатиниң, «Этнос-форум» җәмийәтлик фондиниң, «Нур отан» партияси вә Алмалы наһийәси һакими аппаратиниң уюштуруши билән ҚХАниң 20 жиллиғиға беғишланған «очуқ ишикләр» күни өтти.Мәлумки, мәзкүр клиника университет йенидики көпсаһалиқ вә заманивий давалаш усуллири бойичә паалийәт елип бериватқан диагностикилиқ мәркәздур. Бу йәрдә өз кәспиниң һәқиқий маһирлири әмгәк қилиду. Мәрасим давамида клиника хадимлири ярдәм сорап мураҗиәт қилғучиларға һәммә саһалар бойичә һәқсиз мәслиһәт бәрди, айрим хизмәт түрлиригә 50 пайизлиқ имтияз берилди. — Көпмилләтлик Қазақстан хәлқи арисидики достлуқни техиму риваҗландуруш вә милләтләрара разимәнликни сақлашқа қаритилған чарә-тәдбирләр қатариға саламәтлик саһасиниму җәлип қилишни мувапиқ көрдуқ, — деди Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң җәнубий регион бойичә вәкили Ғәбит Нурәдил. — Шуниң билән биллә, аһалиниң бу саһаға еһтияҗи дайим жуқури, шуңлашқа уларға алий дәриҗилик дохтурларниң хизмитини көрситиватимиз. Андин тәшкилий топ әзалири билән меһманларниң бир топи клиника мудири Жанар Губайдулинаниң қобулханисида баш қошти. Униңда Ингуш этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Султан Оздоев вә «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов «очуқ ишикләр» күнини уюштурғучиларға миннәтдарлиқ билдүрүп, ишлириға утуқ тилиди.

Мәшүр САСИҚОВ.

626 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы