• Әхбаратлар еқими
  • 17 Қыркүйек, 2015

Тәзийә телеграммисини әвәтти

Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев Сәүдийә Әрәпстаниниң Короли Салман бен Әбдел Әзиз Әл Саудқа Мәккә шәһириниң «Әл Һарам» мечитида болған қайғулуқ вақиәгә мунасивәтлик тәзийә телеграммисини әвәтти, дәп хәвәрлиди Президентниң мәтбуат хизмити.Телеграммида Дөләт рәһбири нурғунлиған адәм вапат болған вә җараһәт алған қайғулуқ вақиә тоғрилиқ хәвәрни чоң қайғу илкидә қобул қилғанлиғи ейтилған. Нурсултан Назарбаев шәхсән өзиниң вә Қазақстан хәлқиниң намидин йеқинлиридин айрилған аилиләргә тәзийә билдүрди, шундақла зәрдап чәккәнләрниң тез сақийип кетишини тилиди.

781 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы