- Әхбаратлар еқими
- 03 Желтоқсан, 2015
Әнди һәқ төлимәйду
Мәлумки, бийил 1-ноябрьдин башлап Алмута кочиларда машинини вақитлиқ қойғини үчүн һәқ елиш мәнъий қилинди. Бу шәхсий территорияләрдә һәқ елиш мәнъий қилинғанлиқни билдүрмәйду. Әнди шәһәр һакимийити машина қоюшқа ярдәмлишидиған шәхсләргә айлиқ мааш төләш үчүн мәбләғ бөлди, һазир улар рәсмий ишқа орунлаштурулуп, мааш алидиған болиду. Улар кийгән мәхсус кийимләрдә «һәқсиз» дегән йезиқлар бар вә уни ишқа алған мәһкиминиң телефон номерлири көрситилгән.
Тәкитләш лазимки, Алмута шәһириниң һакимийити мошу иш билән шуғуллиниватқан шәхсләр алдиға жүргүзгүчиләргә һәқсиз хизмәт көрситиш вәзиписини қойди. Әнди жүргүзгүчиләр өзлириниң хаһиши билән пул бәрсә, һечқандақ чәклимиләр йоқ.
Әң муһими, машиниларни қоюшқа ярдәмлишидиған шәхсләр һәқ тәләп қилишқа һоқуқи йоқ. Әгәр мошундақ әһвал йүз бәрсә, гражданлар «109» номери арқилиқ хәвәрлишип, шикайәт қилиши мүмкин. Һазир «Алматы спецтехпаркинг» ширкити бу мәсилини рәтләшни өз қолиға алмақта.
Һазир рәсмий мәлуматлар бойичә, Алмута кочилирида 53 машина қоюш орни бар, уларда 80 хадим хизмәт қиливатиду. Келәчәктә «Алматы спецтехпаркинг» мәһкимиси шәһәр кочилирида автоматлаштурулған паркоматларни орнитишни мәхсәт қиливатиду.
Йолдаш МОЛОТОВ.
583 рет
көрсетілді0
пікір