- Әхбаратлар еқими
- 07 Сәуір, 2016
Өзара мунасивәтләр даириси кәңийиду
Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев 2-апрель күни Кубаниң пайтәхти — Гавана шәһиригә кәлди. Бу — Қазақстан Президентиниң Әркинлик арилиға қилған дәсләпки сәпири. Бу йәрдә Президент Куба Дөләт кеңишиниң вә Министрлар кеңишиниң рәиси Рауль Кастро билән учрашти.Қазақстан Президенти Нурсултан Назарбаев Гаваниға қилған дәсләпки рәсмий сәпирини Куба хәлқиниң даңлиқ оғли, шаир, мошу дөләтниң миллий-азатлиқ һәрикитиниң әрбаби Хосе Мартиниң мемориалиға гүлчәмбәрләрни қоюштин башлиди. Дөләт рәһбири бу рәсмийәт аяқлашқандин кейин мемориал мирасгаһини арилап, һөрмәтлик меһманлар китавиға имзасини қалдурди.
Қазақстан Президенти билән Куба рәһбири учришиш давамида иккитәрәплимә һәмкарлиқни кәңәйтиш, сода-ихтисадий, билим бериш, мәдәнийәт, спорт, йеза егилиги саһалиридики мунасивәтләрни илгирилитиш мәсилисини муһакимә қилди.
Нурсултан Назарбаев билән Рауль Кастро саламәтликни сақлаш, фармацевтика вә биотехнология саһалиридики өзара һәрикәт мәсилиригә мәхсус тохталди. Мошу саһада қазақстанлиқ вә кубалиқ мутәхәссисләрниң тәҗрибә алмаштуруши муһим екәнлиги тәкитләнди.
Дөләт рәһбириниң Кубаға болған рәсмий сәпири даирисидә бирқатар меморандумлар имзаланди. Җүмлидин Қазақстанниң Энергетика министри Қанат Бозымбаев билән Кубаниң Энергетика вә тағ-кан санаити министри Альфредо Лопес Вальдес энергетика саһасидики һәмкарлиқ тоғрилиқ меморандумға қол қойди.
Шундақла Қазақстан Җумһурийитиниң Саламәтликни сақлаш вә иҗтимаий тәрәққият министрлиги билән Кубаниң Әмгәк вә иҗтимаий һимайә қилиш министрлиги арисида иш билән тәминләш, иҗтимаий һимайә қилиш саһасида меморандум түзүлди.
561 рет
көрсетілді0
пікір