- Әхбаратлар еқими
- 09 Маусым, 2016
Шох жигитләр» чоң сәһнигә чиқти
Қазақстанда һаят кәчүрүватқан барчә милләт вәкиллири өз тилини, мәдәнийитини, урпи-адәтлирини сақлап, уни риваҗландуруш һоқуқиға егә. Шу милләт вәкиллири қатарида биз, йәни уйғур хәлқи, үчүнму барлиқ мүмкинчиликләр яритилғанлиғи һечкимгә сир әмәс.Бийил елимизниң барлиқ җайлирида Қазақстан Җумһурийити Мустәқиллигиниң 25 жиллиғиға беғишланған көплигән тәнтәнилик мәрасимлар уюштурулуватиду. Шу җүмлидин А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназиясидиму көплигән чарә-тәдбирләр уюштурулмақта. Улар мәктәп оқуғучилириниң паал қатнишиши билән өтмәктә. Әнди йеқинда болса, мәктәптики «Шох жигитләр» топиниң әзалири – Илмудин Музәппәров, Имран Иминҗанов, Абдурасул Абдумаҗитов, Ислам Варисов вә Рамзат Мамутов Уйғур театри сәһнисидә ата-анилириниң қоллап-қувәтлиши билән Мустәқилликниң 25 жиллиғиға беғишланған «Мустәқилликтә яңриған аһаңлар» намлиқ һесават концертини өткүзди. Сәвәви, шу балиларниң үчи бу жили ана мәктәптин учум болуш алдида туриду.
Концерт мабайнида «Шох жигитләрниң» орунлишида Вәтәнгә болған муһәббәт, Улуқ Ғалибийәт, ана мәктәп, хәлиқ, баһар, муһәббәт, достлуқ вә балилиқ охшаш кәң даирилик мавзудики нахшилар яңриди.Сабирәм ҖӘМИЕВА.
Алмута шәһири.687 рет
көрсетілді0
пікір