• Әхбаратлар еқими
  • 28 Шілде, 2016

Қериндашларға ярдәм

Җәнубий Қазақстан вилайити Моңғулстанниң Баян-Өлгий өлкисигә гуманитарлиқ ярдәм әвәтти. Улар шу йәрдә яшаватқан қандашлирини әйнә шундақ қоллап-қувәтләш қарариға кәлди. Мәлумки, мошу өлки­дә яққан қаттиқ ям­ғур пәйда қилған су ташқини адәмләрни баш-панасидинла әмәс, бәлки йемәк-ичмәктин,биринчи новәттә, лазим болидиған турмуш буюмлиридин мәһ­рум қилған еди. Мәхсус һесап-чот ечилип, барлиқ халиғучилар ахчилирини шуниңға әвәтти. Мәсилән, вилайәт һакими Бейбит Атамқуловниң тә­шәббуси билән вилайәтлик һакимийәт аппаратиниң ха­димлири биркүнлүк иш һәққини әвәтти. Шун­дақла регион рәһбири гуманитарлиқ ярдәмни йәт­күзүш үчүн транспорт мәсилисини һәл қилишқа, бажхана һөҗҗәтлирини рәс­мийләштүрүшкә вә башқа мәсилиләрдә ярдәм қилди. Умумән, Баян-Өлгий өлкисигә 7 тонна ун, 1 тонна макарон, 5 миң җүп пайпақ, миң банка чилиған көктат вә башқиму лазим болған нәрсиләр әвәтилди.

699 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы