• Әхбаратлар еқими
  • 06 Қазан, 2016

Шәһәр күни нишанланди

Бийил Алмута вилайити мәркизиниң турғунлири Талдиқорған күнини дәсләпки қетим «Жастар» йеңи истираһәт беғида нишанлиди. Бу йәрдә улар үчүн көңүллүк конкурслар вә мусабиқиләр уюштурулуп, шәһәрниң утуқлири һәм униң тәрәққият планлири тоғрилиқ һекайә қилидиған көргәзмиләр уюштурулди.Болупму мәхсус мошу күнгә мунасивәтлик пиширилгән 100 метрлиқ алма пироги һәмминиң қизиқишини һасил қилип, көңлидин чиқти. Уни пиширишкә 450 килограмм алма, 390 килограмм ун, 177 килограмм қәнт, 90 литр сүт, 70 килограмм май, 5 килограмм ечитқу вә 300 тухум ишлитилди.

Мошу әҗайип мәйрәм билән талдиқорғанлиқларни Алмута вилайитиниң һакими Амандық Баталов тәбриклиди. — Бийил биз шәһәр мәйримини Мустәқилликниң 25 жиллиғида нишанлаватимиз. Мәмликәт Президентиниң Пәрмани билән 2001-жили Талдиқорған шәһири вилайәт мәркизи болди вә Дөләт рәһбириниң мошу қарари билән шәһәр тарихида йеңи басқуч, униң тиклиниши башланди. Президентимизниң дана сәясити түпәйли бүгүнки күндә Талдиқорған өз тарихини, надирлиғини вә мәмликәтниң әң йешил шәһири мәртивисини сақлап қалған, җошқун тәрәққий етиватқан заманивий шәһәр болуп һесаплиниду. Йеңи иҗтимаий вә санаәт объектлири селиниватиду, инфрақурулум тәрәққий етиватиду, йеңи турушлуқ өйләр пайдилинишқа  берилип, заманивий дәм елиш җайлири пәйда болуватиду, — дәп тәкитлиди вилайәт һакими вә жиғилғанларни шәһәр күни билән тәбрикләп, уларға паравәнлик һәм утуқ-муваппәқийәт тилиди. Андин кейин әнъәнә бойичә «Әң яхши участкилиқ инспектор», «Әң яхши пәтир егилири кооперативи», «Үлгилик өй», «Әң яхши җәмийәтлик транспорт һайдиғучиси», номинациялири бойичә һәр жили өткүзүлидиған конкурсларниң ғалиплири мукапатланди. Амандық Баталов шундақла көрнәклик қазақ шаири Муқағали Мақатаевниң бюстини ечиш мәрасимиға қатнашти. У «Жастар» истираһәт беғида Шәһәр күни шәрипигә орнитилди. Вилайәт һакими жиғилғанларға мураҗиәт қилип, улуқ шаир исминиң Қазақстанниң сиртиғиму яхши тонуш екәнлигини, шуңлашқиму униң бюстиниң орнитилиши пүткүл Алмута вилайити турғунлири үчүн чоң мәдәний вақиә болуп һесаплинидиғанлиғини тәкитлиди. Бу күни шундақла Рио-де-Жанейро шәһиридә өткән Паралимпиада оюнлирида спортниң пауэрлифтинг түри бойичә күмүч медальға сазавәр болған Раушан Қойшибаеваға алаһидә һөрмәт билдүрүлди. Вилайәт һакими Амандық Баталов униңға автомобиль вә 11,5 миллион тәңгиниң сертификатини тапшурди. Бу оюнларда 7-орунни егилигән Гүлбану Әбдихалиқоваму соғисиз қалмиди – униңға 1,5 миллион тәңгиниң сертификати тапшурулди. Спортчиларниң мәшиқләндүргүчилириму баһалиқ соғилар билән тәғдирләнди.

676 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы