- Әхбаратлар еқими
- 17 Қазан, 2016
Тәсирлик өткән тәнтәнә
Йеқинда Яркәнт гуманитарлиқ-техникилиқ колледжиниң устазлири 1,2,3,4-курс студентлириниң уюштуруши вә қатнишиши билән устазлар күнигә беғишланған тәнтәнә болуп өтти.Униңға илгири уйғур бөлүмидә билим бәргән һәм һазир билим бериватқан устазлар вә студентлар қатнашти. Учришиш студентлар тәрипидин тәйярланған концертлиқ программа билән башланди. Кәчни төрт риясәтчи: 2-курс студенти Диләрәм Әмәтова вә 1-курс студентлири Ильяр Абдримов, Гүлинур Низамова вә Қәлбинур Әжиевалар төрт тилда елип маңди. Концертқа пухта тәйярланған студентлар шеир вә монологларни ипадилик оқуп, көңүлләрни тәврәткән болса, көрүнүш вә юморлири билән дилларға хуш дәм беғишлиди. Шуниң билән бирқатарда әвришим уссуллар билән шох нахшилар кәчкә техиму җан киргүзди. Өз новитидә, пешқәдәм устазларму өзлириниң мошу дәргаһта ишләш җәриянида бешидин өткән қизиқарлиқ вә мәзмунлуқ дәмлирини әскә елип, студентлар тәрипидин қоюлған һәрхил соалларға мәзмунлуқ җавап бәрди. Студентлар билән бирликтә шеирларниму оқуди. Учришиш ахирида новәт билән сөз алған Һосманҗан Мөрдинов, Нариман Тохтаев, Яқупҗан Абдуқадиров, Асийәм Мирзабарат қизи, Һакимҗан Һәмраев вә колледж мудириниң тәрбийә ишлири бойичә орунбасари Айгүл Аблан қизи бу учришишниң наһайити қизиқарлиқ вә тәсирлик өткәнлигини ейтип, билим еливатқан студентларға утуқ тиләп, миннәтдарлиғини изһар қилди.
Молутҗан ТОХТАХУНОВ,
Яркәнт гуманитарлиқ-техникилиқ колледжиниң оқутқучиси.
Яркәнт шәһири.628 рет
көрсетілді0
пікір