• Әхбаратлар еқими
  • 05 Желтоқсан, 2016

Достлуқ фестивали болуп өтти

Һазир елимиз миқиясида Қазақстан Җумһурийитиниң 25 жиллиғиға беғишланған һәрхил тематикилиқ чарә-тәдбирләр өткүзүлмәктә. Шундақ чарә-тәдбирләрниң бири йеқинда Алмута шәһиридики М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназиядиму болуп өтти. Қазақстан хәлқи достлуғиға беғишлинип “Бир шаңирақ астида” мавзусида өткән наһийәлик миқиястики мәрасимға устазлар, оқуғучилар вә чәттин кәлгән меһманлар иштрак қилди. Дәсләп оқуғучилар тарихта өткән қазақ хан-бийлириниң, даналириниң, Улуқ Вәтән урушиға қатнашқан қәһриманлириниң образлирини сәһнигә елип чиқип, Қазақстан тарихиға қисқичә обзор қилинди. Андин қазақ, уйғур, рус вә корей хәлиқлири дәп төрт топқа бөлүнгән фестиваль иштракчилири өзлири «вакаләтлик қилған» хәлиқләрниң урпи-адәт, миллий кийим вә саз-нәғмилирини тонуштурди. Шундақла шу хәлиқләрниң миллий таамлириниму намайиш қилди. Наһайити қизиқ өткән чарә-тәдбиргә жуқури баһа бәргән қазилар топиниң рәиси, мәктәп мудириниң тәрбийә ишлири бойичә орунбасари Майгүл Һезбақиева һәрбир синипниң өзлиригә жүкләнгән вәзипилиригә җавапкәрлик билән яндишип, фестивальға пухта тәйярланғанлиғини тәкитлиди вә оқуғучиларға Пәхрий ярлиқларни тапшурди. Фестиваль иштракчилирини, шундақла чәттин кәлгән меһманларни улуқ мәйрәмләр – Тунҗа Президент күни вә Қазақстан Җумһурийитиниң 25 жиллиғи билән тәбрикләп, оқуғучиларға оқушида утуқ қазинишини тилиди. Нусрәт МӘСИМОВ, 101-мәктәп-гимназияниң муәллими. Алмута шәһири.

634 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы