• Әхбаратлар еқими
  • 26 Қазан, 2017

Меморандум имзаланди

Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази»/ «Нур Отан» партияси Әмгәкчиқазақ наһийәлик шөбисиниң «Мөтивәрләрни қәдирләйли» лаһийисини әмәлгә ашуруш мәхситидә наһийәлик ички сәясәт, иш билән тәминләш вә иҗтимаий программилар, һәрбий комиссариат, ағриқхана, шундақла «Атамекен» тиҗарәтчиләр палатасиниң Әмгәкчиқазақ наһийәлик шөбисиниң рәһбәрлири учришип, өзара һәмкарлишиш тоғрилиқ меморандумға қол қойди. Мәзкүр меморандумниң мәхсити – Улуқ Вәтән урушиниң иштракчилири билән накалириға, арқа сәп ветеранлириға, умумән, пенсия йешидики адәмләргә роһий вә маддий җәһәттин ярдәм қилиштин ибарәт. — Наһийәдә 14 Улуқ Вәтән урушиниң ветерани бар, — деди «Нур Отан» партияси наһийәлик шөбиси рәисиниң орунбасари Қуат Байғазжаев. — Шундақла 52 ялғуз қалған яшанғанларни ғәмхорлуққа алдуқ. Уларни отун-көмүр билән тәминләшму партия назаритидә болиду. Бу мәсилини ата-анилиримиз яш вақтида ишлигән кархана вә мәһкимиләргә мураҗиәт қиливедуқ, улар илтимасимизни иҗабий һәл қилип бериватиду. Ата-бовиларниң әмгигини баһалап, уларға һөрмәт билдүрүшни, өсүп келиватқан әвлатниң борчи һәм пәрзи дәп чүшинимән. Учришиш давамида башқа иштракчиларму өз ой-пикирлири билән бөлүшүп, «Мөтивәрләрни қәдирләйли» акциясини һәртәрәплимә қоллап-қувәтләйдиғанлиғини изһар қилди.   Әмгәкчиқазақ наһийәси.

907 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы