• Әхбаратлар еқими
  • 07 Желтоқсан, 2017

Исмайилҗан Исаев — биринчи орунда

БАРИКАЛЛА, АҚСАҚАЛ!/ Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази»/ Йеқинда «Нур Отан» партиясиниң уюштуруши билән Алмута шәһиридики 1-клиникилиқ ағриқханиниң қурулғиниға 30 жил толушиға беғишланған шахматтин турнир болуп өтти. Униңға яшлар билән бирқатарда яшанғанларму иштрак қилди.  Турнирниң рәсмий ечилишидин авал мәрасим меһманлири ағриқхана рәһбәрлигини бүгүнки мәйрими билән сәмимий тәбрикләп, уларниң инсан саламәтлигидәк жуқури җавапкәрликни тәләп қилидиған хизмитигә утуқ тилиди. Андин турнир қатнашқучилири яш җәһәттин топларға бөлүнүп, өзара күч синашти. Тәкитләш лазимки, мәзкүр турнирға исми хәлқимизгә тонулған композитор Исмайилҗан Исаевму қатнашқан еди. У өзиниң барлиқ рәқиплирини йеңип, яшанғанлар арисида І орунға егә болди. Композиторлиқтин ташқири, шахматни дост тутқан Исмайилҗан Исаев «Нур Отан» партияси тәсис қилған мәхсус медаль, Пәхрий ярлиқ билән тәғдирлинип, 40 миң тәңгә миқдарида ахчилиқ мукапат алди. Композитор акимизни бу утуғи билән сәмимий тәбрикләп, униңға утуқ-амәт вә мустәһкәм саламәтлик тиләймиз.

943 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы