• Әхбаратлар еқими
  • 01 Наурыз, 2018

Әтиязниң әгиз сулири ховуп туғдурмақта

Йолдаш МОЛОТОВ, “Уйғур авази”/ Һазир күн иссишқа башлиғандин кейин елимизниң җай-җайлирида йеңи ховуп пәйда болмақта. Йәни күнниң иссишидин қишта яққан қелин қар тез еришқа башлиди. Шу сәвәптин су бесиш әһваллири һазирниң өзидила йүз бәрмәктә. Өткән дүшәнбә күни Алмутидики Б.Момышулы кочисиниң төвән тәрипидики (автоЦОН әтрапи) айрим йәрләрни су бесип кәткән. Дөләт органлири бу әһвалға тез арида риайә қилип, чоң ховупниң алдини елишқа муйәссәр болди. Су бесиш әһвалиға сәвәпчи болған әхләтләргә толуп кәткән ериқлар тазилинип, су чоң йолдин шоритилди. Сешәнбә күни Талдиқорған шәһири әтрапидики Ынтымақ йезисини су бесиш ақивитидин чошқа қораси ғулап бирнәччә чошқа өлгән. Бәхиткә яриша, адәм чиқими болмиди. Әнди Хәшкиләң шәһириниң Суюнбай кочисидики 28 өйниң һойлиси су астида қалған. Шундақ вақиәләр Қарасай наһийәсиниң Ақтерек, Батан йезилиридиму йүз бәргән. Җамбул наһийәсиниң Узунағаш йезисида сәккиз кочини су бесип, 122 өй қораси су астида қалди. Бу йәрдә суниң егизлиги 15 сантиметрға йәткән. Талғир наһийәсигә қарашлиқ Туздыбастав вә Бесағаш йезилиридиму шу әһвал. Бесағаш жутиниң турғуни Турғанҗан Сулаймановниң ейтип беришичә, жуттики Бурабай, Сәтбаев, Терешкова кочилирини һәм йеза төвинидики коттеджлар шәһәрчисини су бесип қалған екән. Сешәнбә күни кәчқурунлуғи саат онларда Туздыбастав йезисиниң төвәнки тәрипидә 50 кубометр су жиғилип, 25 өйниң турғунлири, миңға йеқин адәм көчирилди. Бу ишқа йәттә автобус җәлип қилинди. Турғунлар Талғир шәһиридики икки мәктәп вә медколлеж беналириға орунлаштурулди. Талғирда болса, бир өй өрүлүп кәткән. Тез ериған қар вә ямғур ақивитидин Әмгәкчиқазақ наһийәсидики Алмута – Көкпек – Көктал җумһурийәтлик дәриҗидики йолниң 30 километри, Талғир наһийәсидики Алмута – Талғир йолиниң 64-километри, Җамбул наһийәси Алмута – Ташкәнт йолиниң 134 километри су астида қелип, вақитлиқ һәрикәт тохтитилди. Бу җайлардики әһвални әслигә кәлтүрүш ишлирини «Қазавтодор» ширкити әмәлгә ашурмақта. Алмутида болса, сешәнбә күни күчлүк ямғур йеғишқа башлиди. Ямғур қарниң еришини техиму чапсанлатмақта. Демәк, әтиязниң әгиз сулириниң ховупи техиму ашмақта. Шуңлашқа шәһәрдики барлиқ ериқларни әхләтләрдин тазилиш, су ақидиған җайларни рәткә кәлтүрүш ишлири башланди. Келип чүшүватқан рәсмий мәлуматларға асаслансақ, су бесиш ақивәтлиридин вапат болғанлар йоқ. Һазир ховуплуқ җайларда қутулдуруш вә әйнә шундақ әһвалларниң алдини елиш ишлири әмәлгә ашурулмақта.

550 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы