• Әхбаратлар еқими
  • 07 Наурыз, 2018

Мусулман алимлириниң форуми

Астанада Қазақстан Мусулманлири диний башқармисиниң уюштуруши билән Евразия мусулман алимлириниң форуми болуп өтти. Форумниң ишиға Европа вә Мәркизий Азияниң 21 мәмликитидин 40қа йеқин делегат, җүмлидин алий муфтилар, диний әрбаплар, ислам тәшкилатлири вә иттипақлириниң рәһбәрлири, зиялилар вәкиллири, язғучилар, диншунас алимлар қатнашти. Хәлиқара форумниң мәхсити Мәркизий Азия тарихий диний мәктивини аммибаплаштуруш арқилиқ диндарларниң диний саватини ашуруш, Евразия әллири пәтвалириниң умумий базисини вуҗутқа кәлтүрүшни муһакимә қилиш, шундақла 2018-жили Қазақстанда өтидиған Дуниявий вә әнъәнивий динлар рәһбәрлириниң новәттики қурултийи үчүн тәклипләрни тәйярлаштин ибарәт. Форумда Қазақстан Парламенти Сенатиниң рәиси Қасым-Жомарт Тоқаев тәбрик сөзгә чиқти. У хәлқимизниң миң жилдин ошуқ вақиттин буян мусулман цивилизацияси тәркивигә киридиғанлиғини тәкитлиди. Ислам мәмликитимиздә мәдәнийәтниң, билимниң вә илим-пәнниң гүллинишигә ярдәм қилди. – Шәриқниң Абу Насир әл Фараби, Йүсүп Баласағуний, Махмут Қәшқәрий охшаш улуқ алимлири мусулман гуманизми әнъәнилириниң шәкиллинишигә чоң һәссә қошти. Ислам Қазақстан дөләтчилигиниң шәкиллинишидә муһим роль ойниди. Қазақ хәлқиниң роһий дунияси Абай, Шәкәрим, Мәшхур Жүсип арқилиқ ислам тәлимати түпәйли шәкилләнди, – деди Қасымжомарт Тоқаев. Парламент Сенатиниң рәиси шундақла Қазақстанниң Конституцияси бойичә зайирлиқ дөләт болуп һесаплинидиғанлиғини, бирақ шуниңға қаримай, мәмликитимиздә 2,5 миңдин ошуқ мечит болуп, аһалиниң 75 пайизға йеқининиң ислам диниға етиқат қилидиғанлиғини тәкитлиди. Форумда шундақла Қазақстан Җумһурийити дин ишлири вә гражданлиқ җәмийәт министри Нурлан Ермекбаев, Россия Федерацияси Мусулманлири диний башқармисиниң рәиси, Россия Муфтилар кеңишиниң рәиси Равиль Гайнутдин сөзгә чиқти.

464 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы