• Әхбаратлар еқими
  • 12 Сәуір, 2018

«Хапилиғи бир қәдәм балилар»

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази»/ Мана мошундақ нам билән йеқинда «Асыл кітап» нәшриятидин Қасим Исмайиловниң новәттики топлими йоруқ көрди. Униңда язғучиниң балиларға беғишланған һекайә, мәсәл, чөчәклири билән тепишмақлири орун алған. Уларниң тәрбийәвий әһмийити жуқури вә шундақла өсмүрләр һаятида пат-пат учришидиған муһим вақиәликләр әтраплиқ баян қилиниду. Мәлумки, балиларниң өзара мунасивитидә алаһидиликләр чоңларға қариғанда тамамән башқичә болиду. Шуңлашқа қәләм саһиби уларни бала тилида йәткүзгән һалда, бир-бирини тоғра чүшәнмәслик, рәнҗиш вә хапичилиқларниң узаққа созулмайдиғанлиғини маһирлиқ билән көрситип бериду. Сүпәт җәһәттинму һәрқандақ оқурмәнни бирдин җәлип қилидиған топлам муәллипиниң көп издәнгәнлиги ениқ билинип туриду. Қисқиси, балилар әдәбиятида тинимсиз әмгәк қиливатқан Қасим Исмайиловниң ушбу топлими оқурмәнләр тәрипидин иллиқ қарши елинидиғанлиғи шүбһисиз.

475 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы