• Әхбаратлар еқими
  • 26 Сәуір, 2018

Мәхсәт — әвлатлиримизни миллий роһта тәрбийиләш

Шәмшидин АЮПОВ, «Уйғур авази»/ Җәнубий пайтәхттики уйғурлар зич орунлашқан Көктобе мәһәллисиниң адәмлири өм, бир-бири билән қувалишип, урпи-адәтлиримизни, миллий әнъәнилиримизни, диний етиқатлиримизни сақлап, җамаәт болуп яшимақта. Йүзгә йеқин уйғур аилиси яшайдиған ушбу мәһәллиниң жигитбеши Турсунҗан Нурдинов турғунлар арисидики өзара инақлиқ билән бирликни мустәһкәмләш охшаш ишлар билән җиддий шуғуллинип кәлмәктә. «Уйғур авази» гезитиға муштири топлаш йолидиму мәхсәтчанлиқ билән иш елип бериватиду. Умумән, у өзигә тапшурулған вәзипини чоң җавапкәрлик турғусида атқуруп, тәвә җамаәтчилиги һаятида көплигән өзгириш-йеңилиқларниң йүз беришигә дәвәтчи болуп, урпи-адәт, рәсим-қаидиләрниң йолға қоюлушиға, җамаәтни умумий бир мәхсәткә сәпәрвәр қилишқа салмақлиқ үлүшини қошуп кәлмәктә. Жигитбешиниң тилға алса, еғиз толғидәк соваплиқ ишлири, жутниң бәрикитини тәминләватқан чарә-тәдбирлири аз әмәс. Йеқинда беваситә жигитбешиниң тәшәббуси билән башқа жутларға үлгә боларлиқ йәнә бир изгү иш әмәлгә ашурулди. У мәһәллидики 10 — 17 яш арилиғидики яшларни шәһәрдики «Сибарит» кафесиға жиғип, «Әвлатлар варислиғи» намлиқ учришиш өткүзди. Бу чарә-тәдбирни өткүзүштики мәхсәт – яш әвлат арисидики достлуқ, бирлик билән инақлиқни мустәһкәмләш, ата-анини һөрмәтләш, урпи-адәтләр билән ана тилини сақлап, яшларни миллий роһта тәрбийиләштин ибарәт. Шу күни баш қошқан оттузға йеқин бала бир-бири билән йеқиндин тонушуп, өзара пикирләшти. Турсунҗан Нурдинов ушбу баш қошушниң асасий мәхсәт-муддиасини чүшәндүргәч, яшларға миллитимизгә хас урпи-адәтлиримиз билән рәсим-йосунлиримиз тоғрилиқ қисқичә чүшәнчә берип, уларниң чоң әвлатниң мунасип избасарлиридин болуп, жутиниң бәрикитини тәминләйдиған соваплиқ ишларниң тәшәббускарлиридин болушқа чақирди. Жигитбеши шундақла чоңларға салам бериш, нәзир-чирақларда қолға су елиш, дәстиханда олтириш вә мурдини дәпин қилишниң тәртип-қаидилири тоғрилиқ әтраплиқ тохтилип өтти. Өз новитидә баш қошуш иштракчилири сөз болуватқан мәсилиләр әтрапида өз ой-пикирлири билән ортақлишип, жутиниң аброй-шәнини көтириш үчүн дайим өмлишип һәрикәт қилидиғанлиғиға вәдә беришти. Хуласә шуки, яшлиримизда меһриванлиқ, шәпқәтлик охшаш инсаний хисләтләрни ойғитишқа, муһими, миллий роһни көтиришкә көңүл бөлидиған мошу хилдики соваплиқ чарә-тәдбирләр уйғурлар зич яшаватқан башқиму мәһәллиләрдә пат-пат өткүзүлүп турса, нур үстигә нур болатти. Шу арқилиқ немә қиларини билмәй қаймуқуп жүргән яшлиримизниңму ата-бовилиримиздин давамлишип келиватқан урпи-адәтлиримиз вә рәсим-йосунлиримизға һөрмәт билән қарап, миллий мәдәнийитимизгә болған иззәт-еһтирами ашар еди. Муһими, әтики күндики варислиримиз буниңдин кейинки паалийәтлиридә чоңларға һөрмәт билән муамилә қилидиған, ана тилини қәдирләйдиған мәдәнийәтлик һәм көпчилик билән ишләшни билидиған әзимәтләрдин болуп йетилгән болар еди. Әйнә шу чағда диний мунасивәтлиримизму чечилматти, дилму бузулматти һәм суслишишқа йүзләнгән миллий роһму күчийәтти.

477 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы