• Әхбаратлар еқими
  • 07 Маусым, 2018

Кардиологлар баш қошти

Алмутида Дуниявий саламәтликни сақлашниң дәсләпки медицинилиқ-санитарлиқ ярдәм бойичә Алмута декларациясиниң 40 жиллиғиға даир Кардиологлар ассоциациясиниң X конгресси вә Қазақстан Җумһурийити терапевтлириниң V қурултийи, Түрк дунияси Кардиологлар ассоциациясиниң IX конгресси вә “Ипәк йоллири әллири аритмологлар җәмийитиниң” конференцияси өтти.Қазақстан Җумһурийити Саламәтликни сақлаш министрлиги Кардиология вә ички ағриқлар илмий тәтқиқат институтида һәм “Rixos” меһманханисида маһарәт дәрислири уюштурулди. Шундақла кардиология вә терапия хизмитини уюштуруш мәсилилири, жүрәк-қан томурлар ағриқлирини һәм ички ағриқларни ениқлаш, давалаш вә алдини елишқа беғишланған йеңи усуллар, шундақла Дуниявий саламәтликни сақлаш тәшкилатиниң дәсләпки медицинилиқ-санитарлиқ ярдәм бойичә Алмута декларациясиниң утуқлири тәһлил қилинди. Қелиплашқан әнъәнә бойичә Европа Кардиологлар җәмийити вә Европиниң Жүрәк хизмитиниң йетишмәслиги бойичә ассоциацияси билән бирләшкән сессия өтти. Конгресс даирисидә “Ипәк йоли әллириниң жүрәк ритми” җәмийити билән бирләшкән сессия вә Европа Кардиологлар җәмийитиниң тромблар бойичә иш топи билән бирләшкән мәҗлис өтти. Форум ишиға жирақ вә йеқин чәт әлләрдин алимлар, елимизниң барлиқ регионлириниң саламәтликни сақлаш системисиниң рәһбәрлири, баш мутәхәссисләр, кардиологлар, аритмологлар, кардиохирурглар, терапевтлар қатнашти. Конгресс вақтида дора-дәрмәкләр, диагностикилиқ аппаратлар, давалаш җабдуқлири, заманивий әхбаратлиқ технологияләр вә ихтисаслаштурулған медицинилиқ нәширләрниң көргәзмиси уюштурулди.

447 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы