• Әхбаратлар еқими
  • 07 Маусым, 2018

Қазақстанни йеңилашниң ишәшлик таянчиси

Нурсултан Назарбаев өткән һәптидә “Нур Отан” партияси Сәясий кеңишиниң кәңәйтилгән мәҗлисини өткүзди. Униңға Сәясий кеңәш әзалири – Һөкүмәт, Парламент, Президент Мәмурийитиниң рәһбәрлиги, дөләт кативи, партияниң Мәҗлистики фракциясиниң депутатлири, мәркизий вә йәрлик иҗраий органларниң рәһбәрлири қатнашти.Әнди видеоконференцалақә тәртивидә болса, униңға мәмликәтниң барлиқ регионлириниң вәкиллири – вилайәтләр һакимлири, вилайәтлик мәслиһәтләрниң катиплири, “Нур Отан” партияси вилайәтлик шөбилири рәислириниң орунбасарлири қошулди. Мәҗлистә икки мәсилә – партияни техиму системилиқ йеңилаш вә Президентниң Бәш иҗтимаий тәшәббусини әмәлгә ашуруш үстидин җәмийәтлик назарәтни уюштуруш – муһакимә қилинди. Дөләт рәһбири кеңәшмини ечип, Сәясий кеңәшниң өткән жили ноябрьда болуп өткән мәҗлисидә партия паалийитини җанланлуруш бойичә бирқатар ениқ тапшурмиларни бәргәнлигини әслитип өтти. Мәлумки, у чағда партияниң умуммиллий күн тәртивини шәкилләндүрүшкә паал қатнишиши, йеңилашниң асасий һәрикәткә кәлтүргүчи күчлириниң бири болуши керәклиги тоғрилиқ сөз болған еди. Шундақла “Нур Отан” партиясигә кадрлар иқтидариға, партия әзалириниң саниға әмәс, бәлки сүпитигә көпирәк диққәт бөлүшиниң зөрүр екәнлиги тоғрилиқ ейтилип, Президент партиявий ишта йеңи технологияләрни актив пайдилиниш, яшлар билән ишни җанландуруш, аналитикилиқ тәтқиқат вә партиявий билим мәсилилири билән җиддий шуғуллиниш вәзиписини қойди. – Мошу тапшурмиларниң һәммисиниң маһийити “Нур Отан” партиясиниң мәмликәттики йетәкчи сәясий күч, Қазақстанни йеңилашниң ишәшлик таянчиси сүпитидики орнини техиму күчәйтиштин ибарәт, – дәп тәкитлиди Президент. Нурсултан Назарбаев униңдин ташқири партиягә қазақстанлиқларниң турмуш сүпитини яхшилашқа қаритилған муһим программиларниң бирини – “Президентниң Бәш иҗтимаий тәшәббусини” әмәлгә ашуруш үстидин җәмийәтлик назарәтни уюштуруш вәзиписиниң жүкләнгәнлигини қәйт қилди. Президентниң тәкитлишичә, бүгүнки күндә “Нур Отан” партияси пәқәт йетәкчи сәясий күчла әмәс, у шундақла өзини ениқ ишлар партияси сүпитидә көрсәтти вә дөләт мәнпийити үчүн нәтиҗидарлиқ ишни давамлаштуруши керәк. – Биз әмәлгә ашурушни планлаватқанниң һәммиси өзимизниң риқабәткә тақабил турушимиз үчүн керәк. Ихтисатни Үчинчи йеңилаш, “100 қәдәм” Милләт плани бизниң немә қилишимиз керәк екәнлигини толуқ бәлгүләйду, – дәп билдүрди Нурсултан Назарбаев. Дөләт рәһбири шундақла аграр-санаәт комплексини тәрәққий әткүзүш мәсилилиригә тохтилип, йеза егилигиниң елимиз ихтисадини илгирилитиш үчүн әң истиқбаллиқ саһаларниң бири екәнлигини тәкитлиди. Қазақстан өсүмлүк вә чарвичилиқ, шундақла Хитай, Россия, Парс қолтуғи әллири охшаш мәһсулат сетиш базириға чиқиш үчүн чоң мәйданға егә. Шуниң билән биллә моҗут имканийәтлиригә қаримай, йеза егилигидики әмгәк үнүми төвән пети қалмақта, экспорт көләми тоғрилиқму шундақ дейишкә болиду. Президент аграр-санаәт комплексиға көп диққәт бөлүшкә, әмгәк үнүмини ашуруш үчүн йеңи технологияләрни пайдилинишқа чақирди. Нурсултан Назарбаев сөзиниң ахирида Һөкүмәт вә “Нур Отан” партияси алдида туруватқан йеңи лайиһиләр билән вәзипиләрни нәтиҗидарлиқ әмәлгә ашурушниң муһим екәнлигини атап көрсәтти. – Дөләт мәмликәттә иҗтимаий әһвал яхши болған әһвалда утуқлуқ иш ишләйду. Бу – Һөкүмәтниң асасий вәзиписи. Дөләт әмәлгә ашуруватқан һәммә нәрсә хәлиқ үчүн молҗаланған, – дәп тәкитлиди Нурсултан Назарбаев. Кәңәйтилгән мәҗлистә “Нур Отан” партияси Рәисиниң биринчи орунбасари Мәулен Әшимбаев Дөләт рәһбиригә партияниң сүпәтлик йеңилинишини тәминләш үчүн қандақ ишларниң жүргүзүлүватқанлиғи тоғрилиқ доклад қилди. Мәҗлистә шундақла Астана шәһириниң һакими Әсет Исекешев, Қизилорда вилайәтлик тиҗарәтчиләр палатисиниң мудири Ғалымбек Жақсылықов, “YBYRAI яш программистлар лигиси” җәмийәтлик фондиниң рәһбири Азиза Шужеева, Премьер-министрниң орунбасари Ерболат Досаев сөзгә чиқти.

455 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы