• Әхбаратлар еқими
  • 07 Маусым, 2018

Рәмзләр – суверенитет асаси

Дөләт кативи Гүлшара Әбдиқалықованиң рәислигидә Дөләт рәмзлири вә геральдика, идарилик һәм уларға тәңләштүрүлгән башқа мукапатлар мәсилилири бойичә җумһурийәтлик комиссияниң мәҗлиси болуп өтти.Комиссия ишиға Парламент депутатлири, мәркизий вә йәрлик иҗраий органларниң рәһбәрлири, атақлиқ җәмийәт әрбаплири, алимлар қатнашти. Гүлшара Әбдиқалықова мәҗлисни ечип, қатнашқучиларни Қазақстан Җумһурийитиниң Дөләт рәмзлири күни билән тәбриклиди вә мәзкүр мәйрәмниң бийил мәмликәт мустәқиллигиниң рәмзи болған Астананиң 20 жиллиғиға тоғра келиватқанлиғини тәкитлиди. Дөләт кативи өз сөзидә Нурсултан Назарбаевниң “Мустәһкәм Дөләт рәмзлири – дөлитимизниң, суверинетимизниң бузулмас асаслириниң бири. Улар Вәтән мустәқиллигиниң муқәддәс бирләштүргүчи обризини билдүриду, чүнки биз дөләтниң мустәқиллигини милләтни сақлап қелишниң муһим асаси сүпитидә, һәл қилғучи қәдрийәт сүпитидә қобул қилимиз”, дегән сөзлирини кәлтүрди. Мәҗлистә Әхбарат вә коммуникацияләр министрлигиниң, Астана шәһәрлик, Қизилорда вә Ақтөбә вилайәтлик һакимийәтләрниң дөләт рәмзлирини тәрғип қилиш һәм қоллиниш саһасидики иш әһвали тоғрилиқ һесаватлири тиңшалди. Шундақла мошу саһада нормативлиқ-һоқуқ һөҗҗәтлирини мукәммәлләштүрүш мәсилилири қаралди. Комиссия ишиниң йәкүни бойичә Гүлшара Әбдиқалықова дөләт органлириниң рәһбәрлиригә дөләт рәмзлирини тәрғип қилиш вә қоллиниш, шундақла мошу саһада қанунларға риайә қилиш мәсилилири бойичә бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди.

420 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы