• Әхбаратлар еқими
  • 21 Маусым, 2018

БМТ тапшуруш башланди

Түнүгүн елимиздә Биртуташ миллий тест (БМТ) башланди. У 20-июньдин 1-июльғичә 167 БМТ тапшуруш пунктида өтиду.Шундақ қилип, БМТ елимиздә он биринчи қетим өтүватиду. Мошу жиллар мабайнида униңға 1,5 миллиондин ошуқ учумкар қатнашти. 2017-жилғичә БМТ үч вәзипини орунлиди. Мәсилән, 11 жиллиқ оқушни аяқлаш йәкүни сүпитидә мәктәп тамамлаш емтиһани, алий оқуш орунлириға чүшүш емтиһани вә учумкарларға дөләт грантлирини бәлгүләш механизми вәзипилирини атқурди. Мәлумки, өткән жилдин башлап БМТниң йеңи шәкли җарий қилинди. Униңға бенаән хуласә аттестацияләш яки мәктәпни тамамлаш емтиһанлири билим дәргаһлирида өткүзүлидудә, БМТ алий оқуш орниға чүшүш вә дөләт грантлирини бәлгүләш емтиһани сүпитидә қалди. Бийил БМТ шәклидә өзгириш йоқ. Тест соаллириниң болса, 50 пайизи йеңиланди. Бийил Биртуташ тестқа қатнишиш үчүн әризә бәргән учумкарларниң сани 102 442 адәмни, йәни уларниң 70 пайизини тәшкил қилиду. Униң ичидә 77 миң (76 пайиз) учумкар қазақ тилида, 25 миң (24 пайиз) учумкар рус тилида тапшуриду. Әнди өткән жил билән селиштурғанда, БМТ тапшуруш хаһишини билдүргән учумкарларниң сани 10 миң адәмгә көпәйди. Бийил мәктәп тамамлиғучиларға дәсләпки қетим тестни инглиз тилида тапшуруш мүмкинчилиги берилди.

448 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы