• Әхбаратлар еқими
  • 02 Тамыз, 2018

Бир чақиримға – бир тәңгә

Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази» Йеқинда Әмгәкчиқазақ наһийәси Челәк йеза округиниң һакимийитидә «Ғәрбий Европа – Ғәрбий Хитай» автомагистралиниң Алмута – Қорғас қисмини һәқ төләп меңиш системиға йөткәшкә бағлиқ жиғин болуп өтти. Униңға наһийә һакиминиң биринчи орунбасари Нуржан Қудайбергенов, «ҚазАвтоЖол» миллий компанияси Тиҗарәтчиликни тәрәққий әткүзүш башқармисиниң башлиғи Ернар Төлегенов, мәтбуат хизмитиниң башлиғи Бауыржан Серикбаев, «Алматыжоллаборатория» җумһурийәтлик мәһкимисиниң вәкили Мақсут Такеев иштрак қилип, жиғин қатнашқучилириға йолдики һәқ төләш системиси һәққидә чүшәнчә бәрди.– Ушбу йолниң узунлуғи 304 чақиримни тәшкил қилиду. Магистраль арқилиқ меңиш йеник автомобильларға қариғанда жүк автомашинилири үчүн бирқәдәр қиммәт. Мәсилән, йеник автомобильларниң егилири йолниң 1 чақиримиға 1 тәңгә төлисә, жүк вә йолувчиларни тошиғучи автобуслар салмиғи, йолувчилар орунлириниң саниға қарап төләйду. 15 тоннидин ошуқ жүки яки четилмиси бар транспортларниң егилири 304 чақиримни бесип өтүш үчүн 7610 тәңгә төлиши керәк. Һазир Алмута шәһири билән Қорғас йезисида төләм қобул қилиш пунктлириниң қурулуши башланди. Шундақла мошу арилиқтики йол бойида 6 видеокамера орнитилған, – деди «ҚазАвтоЖол» миллий компанияси Тиҗарәтчиликни тәрәққий әткүзүш башқармисиниң башлиғи Ернар Төлегенов. Натиқниң тәкитлишичә, ушбу йолниң бойиға җайлашқан 4 наһийәниң турғунлири һәрбир йеник автомашиниси үчүн жилиға 1000 тәңгилик абонентлиқ төләм төлисә болғини. Бирақ бу төләм пәқәт магистральниң Алмута – Қорғас арилиғидила күчкә егә. “Мән автобан арқилиқ маңмаймән, пәқәт баридиған йеримгә йетиш үчүн магистральниң 1-2 чақириминила бесип өтүшкә тоғра келиду. Шуниңғиму пул төләймәнму?” дегән соал қойди йеза турғунлириниң бири жиғин җәриянида. «ҚазАвтоЖол» вәкиллириниң ейтишичә, турғунлар йолниң пәқәт өзлири истиқамәт қилидиған наһийәгә қарашлиқ бөлигидила һәқсиз маңалайду. Әнди жүргүзгүчиниң күндики йоли хошна наһийә территорисини бесип өтүшкә тоғра кәлсә, ундақта биржиллиқ абонентлиқ төләм қолайлиқ. Мабада, абонентлиқ төләм болмай, хошна наһийә территориясини бесип өтсә, дәсләпки қетим әскәртиш алиду. Униңға қулақ салмиған жүргүзгүчиләр 5 айлиқ һесап көрсәткүчи көләмидә жәриман төләйду. Юридик шәхсләргә болса, 10 АҺК көләмидә жәриман селиниду. Машининиң яқа наһийәләр территориясини бесип өткәнлиги видеокамерилар арқилиқ ениқлиниду. – Һазир Астана – Бурабай йоли йолувчиларға һәқлиқ хизмәт көрситиватиду. Дөләт плани бойичә, бийил Астана – Темиртау, Алмута – Қапчиғай, Алмута – Қорғас йоллири, 2023-жилғичә умумән 5 000 чақирим йол һәқлиқ болиду. Төләмни кассилар, төләм картилири яки Интернет арқилиқ төләш мүмкин. Бу лайиһә бийил сентябрьда башлинип, 3-4 ай тәҗрибә сүпитидә, кейинки жили болса, толуқ күчигә кириду, – деди Бауыржан Серикбаев. Мошу йосунда турғунлар автомагистральдики апәтләр һәққидә сөз қозғиди. «ҚазАвтоЖол» мәһкимисиниң вәкиллири йол бәлгүлири билән йолдики илдамлиқни рәтләйдиған орунларниң бар екәнлигини тәкитлиди. Уларниң ейтишичә, йолдики тәртипни назарәт қилидиған хизмәтниң хадимлири пат-пат рейдқа чиқип туриду. Бирақ турғунлар гайида йолда апәт йүз бәргән йәргә полиция, «Тез ярдәм» хадимлири билән қутқарғучилар 1 сааттин артуқ вақитқа кечикип келидиғанлиғи һәққидә ейтти. Уларниң бу шикайитигә: «Йол бойида камерилар орнитилғанда, бу камчилиқлар рәтлиниду» дәп җавап бәрди меһманлар. «Ғәрбий Европа – Ғәрбий Хитай» автомагистралиниң ечилиши Ғулҗа йоли бойидики һәрикәтни йеникләштүргәнлиги һәқиқәт. Амма ушбу йолниң ечилиши билән йол апәтлириниң саниму өсти. Жуқурида ейтилған лайиһә әмәлгә ашса, пажиәләрниң азийиши сөзсиз. Униңғичә йолда жүргән қериндашлиримизға ақ йол тиләймиз. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

435 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы