• Әхбаратлар еқими
  • 15 Тамыз, 2018

Бир достлар бар...

Һаятниң қануни шундақму, билмидим, йешимизға яш қошулғансири қешимиздики достлиримиз бара-бара азийип, пәқәт әң йеқинлирила илғинип қалидекән. Балилиғимизда достлиримиз көп болғини билән, улар вақит әглигидә тасқилип, күндин-күнгә биздин жирақлишип кетидекән.Болупму бүгүнки заманда дост тапмақ қийин. «Әң яман дүшмән – әң йеқин достуң» дәп даналар ейтқандәк, бәзидә һәммидин бурун ишәш қилған адәмлиримиз биздин тез үз өридекән. Бир достлар бар, бешимизға ғәм чүшсә көрмәскә селивалидиған, ойнап-күлгәндила қешимиздин тепилидиған. Бир достлар бар, мал-дунияримиз үчүнла қешимизда жүргән билән, баримиздин айрилсақ издәпму қоймайдиған. Бир достлар бар, шан-шөһритимиз, мәнсивимиз өскәндила пәйда болидиған, бир достлар бар, қийинчилиққа дуч кәлсә, ярдәм сорап келидиған, амма қилған яхшилиғиңни тезла унтуп кетидиған. Бир достлар бар, дурус йолға башлайдиған, бир достлар бар, йерим йолда ташлайдиған. Бир достлар бар, пулимиз барда яқлайдиған, пулсиз қалғинимизда биз униңға өзлүгимиздин яқмайдиған. Бир достлар бар, жирақ жүрсиму йөләйдиған, бир достлар бар, яманчилиқ тиләйдиған. Бир достлар бар, яхши болсақ күнләйдиған, түп-түз йолда жиқитишни көзләйдиған. Бир достлар бар, қолумизни қоймайдиған, бир достлар бар, өзинила ойлайдиған. Бир достлар бар, бир көрүнүп йоқайдиған, бир достлар бар, пат-пат келип йоқлайдиған. Мәлумки, һәқиқий достлуқниң һули – садақәт, меһир-муһәббәт, ишәнчә һәм адиллиқта. Чин достлуқни һечқандақ боран-чапқун ғулиталмайду. Һәқиқий достлар худди ай билән күн кәби бир-бирини толуқтуруп туриду. Таза достлуқ риштиси һечқачан үзүлмәйду. Һәммимиз «Йүз тәңгәң болғичә, йүз достуң болсун» дегән мақални ядлап өстуқ. Хулләс, йүз достумиз болмиған һаләттиму, һәм шатлиғимизға, һәм қайғумизға ортақлишидиған һәқиқий достлар көп болсун! Сабирәм ӘНВӘРОВА.

459 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы