• Әхбаратлар еқими
  • 15 Тамыз, 2018

Китапханида баш қошти

Сабирәм ӘНВӘРОВА, “Уйғур авази” Йеқинда Уйғур наһийәлик китапханида “дүгләк үстәл” әтрапида баш қошуш болуп өтти. Униңға Индустриялик тәрәққият вә санаәт бехәтәрлиги комитети Алмута вилайәтлик департаментиниң баш мутәхәссиси Амантай Мухамедкаримов билән Алмута вилайәтлик әмгәк инспекцияси башқармисиниң инспектори Рүстем Омаров, наһийәлик карханилар рәһбәрлири йеза округлириниң йетәкчи мутәхәссислири қатнашти.Баш қошушни наһийә һакиминиң орунбасари Алимҗан Хусуров киришмә сөз билән ечип, жирақтин қәдәм тәшрип қилған меһманлар билән тонуштурди. Андин кейин сөз новитини алған Амантай Мухамедкаримов күн тәртивидики мәсилә бойичә өз ой-пикирлири билән ортақлашқач, Қазақстан Җумһурийитиниң Әмгәк кодексиға тәпсилий тохтилип өтти. “Һәрбир мутәхәссис хизмәт бабида өз бехәтәрлигини сақлиши үчүн әң алди билән гражданлиқ һоқуқни мукәммәл билиши шәрт”, дәп атап алаһидә өткән Амантай Ғафиз оғли иш орнида пәвқуладдә әһваллар йүз бәргән һаләттә қолға елинидиған чариләр билән тонуштуруп, қайси саһада ишлишимиздин қәтъий нәзәр, бехәтәрлик мәсилисигә бепәрва болмаслиғимиз керәклигини алаһидә тәкитлиди. Шуниңдин кейин “дүгләк үстәл” иштракчилири күн тәртивидики мәсилиләрни муһакимә қилди.

487 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы