• Әхбаратлар еқими
  • 08 Қараша, 2018

Түркий хәлиқләрдики миллий роһниң асаслири асаслири

Йүсүпҗан ЯСИН Миллий роһ яки униң әмәлий һаяттики ипадиси болған милләтпәрвәрлик яки милләтчилик – бир кишиниң өз миллитигә шу милләтниң тарихини һәм тарихта яратқан маддий вә мәнивий җәһәттики қиммәт өлчәмлирини һимайә қилған һалда, һөрмәт, ишәнчә, садәқәт, мәсъулийәт, назарәт вә пидакарлиқ туйғуси билән бағлиниши, шундақла милләтни йүксәлдүрүш үстидә издиниш вә күч чиқириш роһидур. Түркий милләтләрдә, җүмлидин уйғурларда исламийәттин бурун вә исламийәтниң дәсләпки мәзгиллиридә миллий роһ күчлүк түрдә гәвдилинип, милләт әзалириниң ортақ шиариға вә һәрикәт өлчимигә айланған. Бу хил мәдәний һаләт уйғур мәдәнийитигә мәнсүп һәрқандақ бир мәнивий вә маддий бәлгүләрдә толуқ әкис әткән. Болупму Батур Тәңриқут, Чичи, Атилла, Түркшад, Тунюқуқ, Билгә Қаған, Бүгү вә Алп Арсланниң мәшһур нутуқлири миллий роһниң йүксәк үлгисини гәвдиләндүрүштәк характери билән түркий милләтләрниң сәясий һаятини күчлүк асаслар билән тәминлигән. Тәңрини «Түрк тәңриси», дәп аташ арқилиқ «Миллий тәңри» чүшәнчисини яратқан көктүркләр болса өзиниң сәясий, һәрбий вә мәдәнийәт җәһәттики бирқатар утуқлири билән миллий роһтин тарих яритишниң умумий һалитини намайән қилип, инсанийәтниң сәясий идеологиясигә йеңи роһ вә йеңи мәзмун қошқан. Башқа милләт муәллиплириму түркий милләтләрниң алаһидилигини миллий роһқа бағлап чүшәндүргән. Әрәпләрдин Җаһизи, Мәсъуди, Мубарәкшаһгүри, Қутәйбә ибни Муслим, парслардин Шәмси Қашани, Һәмдулла Казвини вә Хатиқи қатарлиқ алимлар вә қоманданлар түркий милләтләрдики миллий роһниң һәрқандақ бир милләт түркүмигә селиштурғанда, толиму үстүн орунда туридиғанлиғини қәйт қилип өткән. Заман җәһәттинму һәрқандақ бир милләтниң тарихиға селиштурғанда, әң қедимийликкә егә бу миллий роһ тарихимизда “Көк бөридин” ибарәт рәмзлик образ арқилиқ бир хил мәдәнийәт типини шәкилләндүрүп, милләтниң моҗутлуқ вә тәрәққиятиға, шундақла үмүт, ғурур вә шәрәп билән яшишиға асас вә көрсәтмә болуп кәлди. «Көк бөрә» обризида рәмзлик шәкилдә әкис әткән миллий роһ алди билән түркий милләтләрниң уюшуш-бирлик еңиниң күчлүклүгидә көрүлгән бу хил роһ «һун», «түрк», «уйғур», «оғуз» дегән милләт намлиридиму ипадиләнгән. Бу намларда умумән уюшуш-бирлик вә униңдин һасил болған күч-қувәт вә сәясий ихтидар мәнаси әкис әткән «Оғузнамә» дастанидики Оғузханниң дадиси вә тағилириға қарши уруш қилғанда, униң әтрапиға өз ихтияри билән топланғанларға «уйғур» дегән намниң берилгәнлиги тоғрисидики мәлуматлар бизгә уйғурлардики миллий роһниң мәнбәсиниң бир шәхсниң яки бир әсәрниң вә мәлум бир сәясий груһниң мәхсәтлик тәрғибати нәтиҗисидә пәйда болған бир сүнъий һалдики миллий роһ болмастин, бәлки ирқий амилдин мәнбәләнгән вә миллий характерға айланған бир хил психикилиқ бәлгү екәнлигини чүшәндүрүп бериду. Түркий милләтләрдики уюшуш-бирлик роһи уларда мәлум бир сәясий күчниң йетәкчилигидә тәшкиллик вә тәртиплик яшаш қаришини яратқан. Шу сәвәплик уларниң қурған дөләтлири қандақту-бир груһниң қурал күчигә тайинип тиклигән диктатуриси болмастин, бәлки өз ихтияри билән уюшуп, һөкүмдар билән бирләшкән вә уни қобул қилған кәң хәлиқниң ғәйрити вә төһписи билән шәкилләнгән сәясий тәшкил еди. Түркий милләтләрниң ана китави һесапланған «Орхон абидилиридә” Көктүрк қағанлириниң шәриқтә Қидирқан тағлиридин, ғәриптә Төмүр қовуққичә болған җайларда яшайдиған түркий милләтләрни Көктүрк һакимийити астиға мәркәзләштүрүш үчүн күрәш қилғанлиғи тәкрар тилға елиниду. Уйғурларниң уюшуш вә уюштуруш күчи техиму күчлүк болди. Уйғурлар еғир сәясий вә башқа һадисиләр түпәйлидин қаттиқ вәйран болған чағлиридиму ассимиляция вә йоқилишқа қарап йүзләнмәй, бәлки қайтидин баш көтирип, йеңи һакимийәтләрни бәрпа қилишқа тиришқанлиғи уларниң уюшуш-бирлик роһи билән мунасивәтлик еди. Һазир уйғурларниң турмуш усулида уюшуш-бирлик, өмлүк һәммидин көпирәк тәкитлиниду вә «Инақ болса әл, һәммә болар тәл» дәп тәмсил қилиниду. Шу сәвәплик миладийә VIII әсирдин XII әсиргичә болған мәзгилдә Оттура Азиядики барлиқ түркий қәбилиләр вә иран нәсиллик бәзи хәлиқләр уйғурлар әтрапиға уюшуп, «уйғур» намида атилидиған һаләт шәкилләнди. Шундақ қилип, «уйғур» дегән нам гәрчә «түрк» дегән нам билән тәңдаш орунда өткән вә униңдинму көпирәк тәсиргә егә болған болсиму, мәшһур буддизм тәрҗимани Сиңқу Сәли Тутуң өз тилини «түрк тили» яки «түрк-уйғур тили» дәп атиғиниға охшаш, уйғурлар йәнила өзини авал «түрк», андин «уйғур» дәп аташни һимайә қилди. Түркий милләтләрниң қедимийда сәясий вә һәрбий җәһәттин үстүнлүк қазинишниң мәнбәсиниң уларниң уюшуш-бирлик роһида екәнлигини ят милләтләрму толуқ чүшәнгән. Шу сәвәплик ят милләтләр түркий милләтләрниң күчи вә тәсирини чәкләш үчүн, һәммидин авал сәясий яки һәрбий васитидин бөләк, тәшвиқат вә башқа чариләр арқилиқ уларниң уюшуш-бирлигини парчилашни әң асасий васитә қилип таллиған вә шу арқилиқ көзлигән мәхситигә йәткән. Нәтиҗидә һунлар дәвридин башлап бу милләтләрниң һаятидики әң еғир тарихий қисмәтләр уюшуш-бирлик парчиланғанда йүз берип кәлди. Һунларниң мәшһур даһиси Атилла бир милләтниң моҗутлуғи, тәрәққияти вә шан-шәрипи үчүн уюшуш-бирликниң әң муһим амил екәнлигини көрситип мундақ дегән: «Бир һун һәммидин авал садақәтмән болуши керәк. Қәбилә, әвлат, туққандарчилиқни дәп айримчилиқ қилған, қәбилиләргә зиянлиқ һәрикәтләргә қатнашқан вә бу һәрикәтләрни тәшвиқ қилған һун – асийдур... Пүткүл һунларниң һәрикәт вә тәдбирлиридә бирлик роһи әң муһимдур. Бирла парчилансақ, ят дөләтләргә әсиргә чүшимиз. Пүтүн һунлар вә бизгә қетилғанлар әнъәнимизни үгиниши керәк. Әгәр һун болмайдекән, ундақларни җасус дәп билип диққәт қилинсун! Бир әҗдатқа вә бир ириққа таянған милләт зәйиптур. Мәхситимизгә қетилмақчи болған барлиқ ятларға қучақ ечиш, уларға тилимиз вә урпи-адитимизни үгитиш мәҗбурийитимиз бар. Моҗут пәриқлиримиз ортақ тиришиш вә ортақ нишанниң башқурушида болуши керәк. Түрлүк қәвимләрдин тәркип тапқан күчлүк хәлқимизни бирпүтүн һун миллити сүпитидә бир йәргә җәм қилған әнъәнилиримизни уларға үгитиш вә тәдбиқләш интайин муһимдур. Болмиса хәлқимиз салаһийитини йоқитиду». “Оғузнамидә” Оғузханниң оғуллириға оқ билән яниң бирикишини мисал кәлтүрүш арқилиқ милләтниң йетәкчилириниң уюшуш-бирлик роһини қоғдаштики ролини образлиқ шәкилдә көрсәткәнлиги тилға елиниду. “Орхон абидилиридә” уюшуш-бирликниң парчилиниши милләткә вә дөләткә хаинлиқ қилиш дәп характерлиниду. Маһмут Қәшқәрий түркләрниң сәясий ихтидаридин сөз ачқанда, уларниң дунияға һөкүмдар болуш үчүн яритилғанлиғини тилға алиду. Йүсүп Хас Һаҗип бу ихтидарни түркләр арисида Афрасиаб дәвридин бери давамлишип келиватқан «миллий қудрәт» сүпитидә тәсвирлигән. Әмәлияттиму Оттура Азиядә апиридә болған вә авуған түркий милләтләр түрлүк дәвирләрдә бу тупрақтин алқип чиқип, Азия, Европа вә Африкидин ибарәт үч қитъәгә кәңийип, мошу үч қитъәдә яшиған милләтләрниң һаятиға күчлүк тәсир көрсәткән чоң бир ириқниң вә мәдәнийәт системисиниң вәкиллиригә айланған. Шүбһисизки, бу һаләтни улардики миллий роһниң түрткисидин айрип қариғили болмайду. Бу җәриянда улар 120гә йеқин сәясий тәшкил (һакимийәт, дөләт, империя) қуруп, җуғрапийәлик даирә вә сәясий тәсир җәһәттин тарихтики һәрқандақ бир милләт түркүмидин алқип кәтти. “Оғузнамидә” «Мән уйғурларниң хақанимән, мән пүтүн җаһанниң хақани болушим керәк, мән силәрниң маңа бойсунушиңларни сораймән» дейилиду. Мәлумки, дастан вәқиәлиги бир милләтниң сап һаяти күчини вә миллий роһиниң пүткүл тәрәплирини толуқ ипадиләп бериду. Дастанда миллий роһниң бәлгүси сүпитидә гәвдиләнгән йүксәк дөләтчилик еңи тарихшунаслар тәрипидин «түркий милләтлири ғуруриниң илаһий йүксәклиги» дәп тәриплинидиған “Орхон абидилиридә” «үстимиздики көк асман билән астимиздики қоңур йәр яритилғанда, иккисиниң арисида инсан балиси яритилипту. Инсан балиси үстидә ата бовам Бумин қаған билән Истәмий қағанлар олтирипту» дегән баянлар арқилиқ иптихарлиқ билән тилға елинған үстүнлүк туйғуси Көктүрк қағанлириниң йәр йүзидики инсанларни идарә қилиш ихтидари вә салаһийитини толуқ һазирлиған идеал һөкүмдарлардин екәнлиги тоғрисидики чүшәнчә билән бириккән һалда оттуриға қоюлған. Шуниң билән биллә бу абидиләрдә миллий тарих йезиш, милләткә хитап қилиш вә милләт билән дәртлишиш усули билән миллий роһниң маһийәтлик хусусийәтлири көрситилгән. Әзәрбәйҗан алими, тилшунас А.Жафәр оғли Қараханийлар дәвридики алимлар һәққидә тохтилип, «Булар Оттура Азияниң түрлүк мәдәнийәт мәркәзлиридә һәммидин көпирәк миллий пәлсәпә вә филология охшаш пәнләр биләнму мәшғул болғанди» дәп тоғра көрсәткинидәк, Маһмут Қәшқәрий билән Йүсүп Хас Һаҗипниң әсәрлирини шу дәвирниң тарихи вә мәдәнийәттики йүзлиниш нуқтисидин күзәткәндә, күчлүк миллий роһниң мәһсули, шундақла миллий роһниң икки хил шәкилдә ипадилиниши болуп һесаплиниду. Қараханийларниң тәғдири боһран вә сиртқи мәдәнийәтниң хирис қилишиға вә истила қилишиға дуч кәлгән мәзгилдә оттуриға чиққан бу икки әсәрдә икки алим сәясий вә тилшунаслиқ нуқтисидин миллий мәдәнийәткә күчлүк түрдә бағлиниш йоли билән «түрк үстүнлүгини” тикләшкә тиришқан. Улар дунияни идарә қилиш һоқуқиниң Тәңри тәрипидин пәқәт түркий милләтләргә берилгән салаһийәт вә һоқуқ екәнлигини көрситиш арқилиқ, түрк роһиниң, түрк миллий мәдәнийитиниң қудритини қоғдиған вә уни күчлүк түрдә тәрғип қилған. Бу йәрдә шуниму тилға елиш зөрүрки, улуқ әллама Әлишер Наваийниң қиммити вә шөһритиму униң әдәбий камалитидин бәкирәк түркий тилға садиқ болуп, униң һөкүмранлиғини тикләш үчүн тиришқанлиғини көрситиду. Әрәп муәллипи Ибни Һассулму «түркләрниң әң чоң характери бир милләткә һөкүмранлиқ қилиш җәһәттики истедатлиридур. Улар туғулушидинла һөкүмдар вә қомандан сүпитидә буйруқ бериш вә милләтләрни идарә қилиш үчүн яритилған», дәп көрситиш арқилиқ түркий милләтләрдики миллий роһниң сәясий-һоқуқ саһасидики әң жуқури ипадисини көрсәткән. Милләт әзалирини мутлақ һалда һур вә мустәқил яшайдиған муһит билән тәминләш, милләтниң вә дөләтниң моҗудийитини сиртқи әлләрниң тәсири яки тәсири астиға чүшәрмәслик түркий милләтләрдики миллий роһниң сәясий саһадики йәнә бир муһим бәлгүси һесаплиниду. Мәлумки, дуниядики һечбир милләт түркий милләтләрдәк һурлуққа мәптункар болған әмәс. Улар өлүмни һурлуқ йолидики күрәшниң муһим бир бәлгүси қилған. Бу тоғрисида Мәрвизий мундақ язған: «Түркләр һур инсанлардин болуп, өзигә өзи ғоҗа. Улар һечбир кишиниң яки милләтниң өзигә зорлуқ қилишиға йол қоймайду. Бир иш үчүн тутуш қилса, чоқум өзиниң ирадиси бойичә қилиду». Түркий милләтләр миллий роһни дөләт сәяситидә тәдбиқләшкә һәммидин бәкирәк урунғанди. Билингинидәк, дөләттә һәқиқий мустәқиллик ялғуз идарә қилғучи груһниң арзуси биләнла әмәс, бәлки йәнә хәлиқниңму әшу арзу ичидә болуши, йәни истиқлал-мустәқиллик чүшәнчисиниң милләтниң барлиқ әзалириниң ортақ арзусиға айланған болушида ипадилиниду. Мундақ ортақ бир шиар түркий милләтләрниң җәмийитидә, дөлитидә наһайити қедимдин бери һәр вақит моҗут болуп кәлгән. Түркий милләтләрниң көчүп барған һәрқандақ бир йеридә һур-әркин яшашқа вә мустәқил сәясий тәшкил (ханлиқ, дөләт) бәрпа қилишқа тиришиши буни көрситип бәргинидәк, түрлүк өлкә вә мәмликәтләрдә буниңға муваппәқ болғанлиғиму уларниң истиқлал-мустәқиллик чүшәнчисидә қәтъий турғанлиғиға далаләт болиду. Түркий милләтләрдә сиртқи мәдәнийәтниң бәлгүлиригә муамилә қилишта вә уни қобул қилишта униң милләтниң тәғдири вә дөләтниң мустәқиллигигә болған тәсири мәсилисигә қаттиқ диққәт қилинған. Бу җәһәттин көктүркләр инсанийәт үчүн бир үлгә тиклигән. Болупму һәрбий алим вә сәясәтшунас Тунюқуқниң будда динини рәт қилиш тоғрисидики бир нутқи бу роһни гәвдиләндүргән. Тунюқуқ көктүркләр билән Таң сулалисиниң нопуси, қиммәт қариши, турмуш усули, яшаш адити, күч нисбити вә сәясий-дипломатия җәһәтләрдики бир-бири билән болған мунасивитини нәзәргә елип туруп, будда динини қобул қилип етиқат вә турмуш адитини өзгәрткәндә, көктүркләрниң хәлиқара риқабәттә уттуруп қоюпла қалмай, бәлки йәнә милләт вә дөләтниңму Таң сулалисиниң қолида бирақла йоқилидиғанлиғини көрситиш арқилиқ бу динни Көктүрк җәмийитигә йеқин йолатқузмиған. Миллий әнъәнигә болған садақитини көктүркләр ят тилдин һечбир элемент қобул қилмиғандәк дәриҗидә өз тилиға көрсәткән сәмимий қизғинлиғидиму ипадилигән. Тарихшунасларниң баянлириға қариғанда, милади 762-жили уйғур һөкүмдари Бүгү қағанниң уйғур ханлиғиға тәсир көрситишкә йүзләнгән будда динини тосаш үчүн мани динини қобул қилишида дөләтниң сәясий моҗутлуғи үчүн сирттин келиш еһтимали болған тәһдитни чәкләш мәхсәт қилинған. Гәрчә, мошу вақитта уйғурлар һәрбий күч җәһәттин Таң сулалисидин үстүн орунда турсиму, лекин нопуси бир миллион әтрапидики уйғурларға нисбәтән ейтқанда, 50 миллиондин артуқ нопуси бар вә өзлири әң көп алақида болидиған Таң сулалиси билән бир хил етиқат чәмбиридә яшаш миллий вә сәясий моҗутлуқ үчүн һәқиқәтән ховуплуқ һадисә һесаплинатти. Шу сәвәплик, Бүгү қаған Мани диниға кириш арқилиқ милләтниң тәғдирини Таң сулалисидин айримақчи болған. Бу йәрдә шуниму қошумчә қилиш керәкки, Тарим вадисида яшиған әҗдатлиримиз миладидин бурунқи вақитлардин тартипла Көктәңри әқидисигә яндаштуруп будда диниғиму етиқат қилип кәлди. Идиқут вә Кәңсу ханлиғи дәвригә кәлгәндә бу дин техиму етиварға еришти. Илгири һөкүмдарлар тәрәптин чәткә тепилгән бу динниң әндиликтә қайтидин етиварға еришишини уйғурларниң шу чағдики яшаватқан макани вә хәлиқара вәзийәткә болған тонуши билән бағлап чүшәндүрүшкә болиду. Бири, бу икки дөләт җуғрапийәлик җайлишиш җәһәттин буддизм мәдәнийити гүлләнгән тәвәләрдә қурулди. Шу сәвәплик чоңқур йилтиз тартқан буддизм мәдәнийитидин хали туруши яки уни бирақла ғулитип ташлиши мүмкин әмәс еди. Йәнә бири, бу чағда Таң сулалиси зәйиплишишкә йүзләнгән болуп, қайсила җәһәттин болмисун уйғурларға ховуп пәйда қилалайдиған дәриҗидә әмәс еди. Ташқи муһитниң күчини тоғра мөлчәрләлигән уйғурлар бу вақитта буддизм мәдәнийитиниң һимайичилири сүпитидә оттуриға чиққан. Уйғурлар буддизм мәдәнийитини һимайә қилғанда, уни миллий әнъәнигә бойсундурушқа тиришқан, шу сәвәплик у «уйғур буддизми» шәкилдә киргән. А.Жафәр оғли уйғурларниң әнъәнигә болған садақәт роһи тоғрисида мундақ дегән: «Тимурийләр дөлитиниң қурулушиға қәдәр Оттура Азия түркий хәлиқлири арисида һечқайсиси уйғурлардәк өзиниң адәт вә әнъәнисини, йәни тарихини садақәт билән давамлаштуралмиди. Уйғур йезиғиниң уйғурларниң айиғи тәккән һәрқандақ йәрдә қоллиниши бу тарихқа болған һөрмәт вә садақәтниң әң чоң ипадисидур». А.Жафәрниң бу сөзидә Идиқут уйғурлири нәзәрдә тутулған. Әйни вақитта Қараханийлар ислам етиқатида болуп, бу тәвәликтики уйғурларниң ислам мәдәнийитигә болған бағлиниши миллий роһ вә әнъәнигә болған садақәттин алқип кәткән еди. Қисқиси, истиқлал-мустәқиллик чүшәнчиси тарихимизда миллий моҗутлуқ, тәрәққият вә шан-шәрәп билән яшашниң алдинқи шәрти қилинған. Уйғур қатарлиқ түркий милләтләрдики Вәтән чүшәнчиси наһайити муқәддәс бир уқум болуп, у аилә, мәһәллә, жутқа болған күчлүк муһәббәт, садақәтниң йүксәк дәриҗидики бәлгүси сүпитидә гәвдиләнгән. Вәтәнгә бағлиниш вә униң үчүн садақәт-пидакарлиқ көрситиш “миллий алаһидиликкә” айланған. Шу түпәйли, қедимийда «үлүш» сөзи билән ипадә қилинған вә бәлгүлүк чегариси болған бу дөләт зиминиға қаритилған вәтән, һөкүмдар аилисиниң мүлки болмастин, бәлки пүтүн милләтниң ортақ зимини, һаятлиқ, моҗутлуқ, тәрәққият туприғи, шундақла хатирҗәмлик вә хошаллиқ соруни һесаплинатти. Қутәйбә ибни Муслим «Түркләр вәтинигә наһайити садиқ болуп, униң үчүн җан бериду. Һечқачан вәтинини унтумайду. Қәйәргә бериштин қәтъий нәзәр, вәтинигә садиқ келиду. Түркләрни башқа милләтләрдин үстүн қилған амил – дәл мошу хусусийәттур. Түркләр буни наһайити яхши билиду», дәп тәриплигән. Түркий милләтләрниң вәтинини қоғдаш йолида пидакарлиқ көрситидиғанлиғи иран дастанлиридиму сөзлиниду. У дастанларда Тумарис вә Ширақ қәһриманлиқлири буниң мисали сүпитидә берилгән. Хитай мәнбәлиридиму буниңға охшаш мисаллар тилға елиниду. Һунларниң шәриқтики хошниси туңгуслар Һун зимининиң бир парчисини кесип беришни тәләп қилғанда Батур Тәңриқут «Йәр-зимин дөләтниң һули, немә дәп беривитидекәнмиз» дегән вә бу зиминни бериветишни тәшәббус қилған вәзирләрниң каллисини алған. Әслидә туңгуслар билән инақ хошнидарчилиқни тәшәббус қилған Батур Тәңриқут уларниң мошу тәливи үчүн уруш ечип, уларни мәғлуп қилған. Хән сулалисиму һунлардин бир парчә тағлиқ йәрни сориғанда, Һун тәңриқутниң «бу йәр мәрһум атамдин мирас қалған зимин, қолдин берип қоюш һәддим әмәс», дегән қаттиқ етиразидин ибарәт болған. Түркий милләтләрниң «һәрбий милләт» (җәңгивар милләт) сүпитидә оттуриға чиқиши вә һәрбий ишлар техникисиниң йүксилиши улардики вәтәнпәрвәрлик һиссияти билән бириккән бир мәдәнийәт типи еди. Хитай мәнбәлиридә һунлар, көктүркләр вә уйғур қатарлиқ түркий милләтләрниң кесәлдә өлүшни – номус, урушта өлүшни шәрәп дәп билидиғанлиғи тәкитләнгән. «Орхон абидилиридиму” «инсан балиси өлүш үчүн төрәлгән» дейилиду. Сасән Чичән «түркләр өйдә туғулуп, уруш мәйданида җан бериду» дәйду. Уйғурларда бүгүнгичә давамлишип келиватқан «йетип қалғичә, етип қал» дегән мақал-тәмсилләр буни очуқ көрситип бериду. Әмәлияттиму түркий милләтләрниң урушлири түрк алими Ибраһим Кафәс оғли көрситип өткинидәк, тинчлиқ вә сүлһини мәхсәт қилған бир васитидин ибарәт болуп, униңда йәнә чоң бирликтин ибарәт пәлсәпәвий чүшәнчә йетәкчи қилинған. Шу сәвәплик тинчлиқ вә сүлһини «әл» дәп атиған түркий милләтләр өзлириниң вә өз дөләтлириниң бу хил һаләтни әмәлдә көрситидиған күч екәнлигигә ишәнгәчкә, милләт вә дөләт уқуминиму йәнә әшу «әл» сөзи билән ипадә қилған. Демәк, вәтән үчүн садақәт вә пидакарлиқ билән яшиғандила, андин тинч һаятқа, моҗутлуқ шараитиға вә йүксилиш пурситигә еришкили болидиғанлиғини толуқ чүшинип йәткән түркий милләтләр “вәтән” дәп уруш мәйданида җан беришни идеал һаят типи қилип таллиған вә буниңдин ғурур, шәрәп, бәхит туйғуси һис қилған. Һәтта қиз-аялларму мошундақ қәһриманлиқ роһта яшиған. Шу сәвәптин урушта қәһриманлиқ көрсәткәнләрниң җәмийәттики орни, нопузи һәммидин үстүн болған. “Орхон абидилиридә” вәтәнпәрвәрлик бир хил етиқат шәкилдә тилға елинған. Бу абидиләрдә һунлар дәвридин бери түркий милләтләрниң дөләтлиригә пайтәхт болуп кәлгән вә әшу орни билән бу милләтләрниң сәясий вә мәнивий иптихарлиқ базисиға айланған Өтүкәнгә садақәт көрситиш вәтәнпәрвәрликниң муһим өлчәмлиридин бири қилип көрситилгән. Өтүкәндин жирақлишиш, вәтәнни ташлап кетиш дөләт алдида өткүзүлгән җинайәт һесаплинип, тәңриниң җазасиға учрайдиған чоң гуна сүпитидә қаралған. Абидиләрдә Өтүкәнгә күчлүк түрдә бағланғандила милләтниң ғәм-қайғусиз яшайдиғанлиғи, дөлитиниңму мәңгү давамлишидиғанлиғи етирап қилиниш арқилиқ вәтәнпәрвәрликниң маһийәтлик бәлгүлири оттуриға қоюлған. Бу чүшәнчә «Қутлуқ тағ дастанида” техиму қувәтләнгән. Бу дастанда дейилишичә, дөләтниң саадити, милләтниң бирлиги бир таққа, техиму тоғриси бир қияға бағлиқ дәп қарилиду. Кейинчә Таң сулалисидин алған бир мәликәниң тойлуқ мели сүпитидә бу қия Таң сулалисигә бериветилиду. Таң сулалисиниң бу қияни парчилап, Хитайниң ичкирисигә елип кетиши нәтиҗисидә өлүм вә қисчилиқ йүз бериду. Ахирида милләтниң бирлиги бузулуп, өз жутидин көчүп кетишкә мәҗбур болиду. Һунлар Алчи теғини Хән сулалисигиму тартқузуп қойғанда пәйда болған еғир дәрт-әләм һәсрәтлик қошаққа айланған. Бу баянларда пәқәт милләтниң моҗутлуқ соруни болған вәтән туприғини сақлап-қоғдап туралиғандила андин милләтниң сәясий һаяти вә гүллинишидин сөз ачқили болидиғанлиғидин ибарәт бир хил сәясий-һоқуқ чүшәнчиси оттуриға қоюлған. Умумән, түркий милләтләрдә, җүмлидин уйғурларда вәтән чүшәнчиси вә муһәббити наһайити үстүн болған. Улар тәшкиллик вә қануний асаста, ихтиярий, әркин, һур вә мустәқил яшалиған зиминни вәтән дәп һесаплиған. Бу шәртләр көрүлмигән яки уни сақлап қелишқа һечқандақ мүмкинчилик қалмиғанда, вәтәнни тәрк етип көчүп кәткән. Инсанийәтниң бүгүнгичә болған тарихидин шуни һис қилишқа болидуки, һәрқандақ бир милләтниң тәрәққий қилиши яки чекиниши, нам-шөһрәт қазиниши яки унтулуши, умумән, шу милләтниң миллий роһиға мунасивәтлик болуп кәлди. Уйғурларниң милади XII – XIV әсирләргичә болған тарихида сәясий-һоқуқ чүшәнчисиниң күчийип, ихтисат вә мәдәнийәттә тәрәққий қилип, тәсири вә нам-абройиниң Азиядин алқип, Европа вә Африкиғиму тарилиши уларниң маддий вә мәнивий һаятиниң һәрқандақ саһасида миллий роһиниң йетәкчи қилғанлиғидин болған. Униңдин кейинки чекиниш вә башқилар тәрипидин унтулушқа йүзлинишидә нурғун сәвәпләр болсиму, лекин буниң асаслиқ сәвәвини бәзи кишиләр жар селиватқандәк, қандақту «Ипәк йолиниң” үзүлүп, «Деңиз йолиниң” ечилишиға бағлап қоюшқа болмайду. Буниң асаслиқ сәвәвини мошу мәзгилләрниң алди-кәйнидики дәвирләрдин башлап уйғурларниң тарихида миллий роһниң давамлиқ тәрәққий қилишиға тосқун болидиған амилларниң көрүлүшигә вә күчийишигә башлиғанлиғидин издәшкә болиду. Бу тосқунлуқму дәл сиртқи муһиттин қобул қилған түрлүк етиқат шәкиллири вә әшу етиқат шәкиллиригә әгишип кирип кәлгән мәдәнийәт бәлгүлириниң етиварға еришишидин болған. Тарихшунасларниң дәлиллишичә, уйғурларниң өз җәмийитиниң тәрәққият еһтияҗи йүзисидин Көктәңри диниға яндаштуруп, сирттин қобул қилған мани вә будда динлири уйғурлар тәрипидин қанчилик дәриҗидә миллий характерға бойсундурулушидин қәтъий нәзәр, йәнила уларниң миллий роһини чәкләп туруш ролини ойниған. Бу тоғрисида “Түрк энциклопедиясиниң” «Қараханийлар» бөлүмидә: «Буддизм вә мани дининиң миллий характерға мас кәлмәйдиғанлиғи асанла чүшинишлик болди. Түркләрни ят мәдәнийәткә иштәргән, җаһангирлиқ характерини йоқатқан, һәтта һәрбий үстүнлүккә вә тәшәббускарлиқ талантиға зиян йәткүзгән бу динлар түрк җәмийитидә боһран пәйда қилиш, мәнивий қиммәтни өзгәртиветиш биләнла чәкләнгән әмәс. Йәнә түрк дөлитиниң сәясий алаһидилигини вәйран қилип, паләч һаләткә дучар қилған», дейилгән. Һәқиқәтән Идиқут вә Кәңсу уйғурлириниң күчлүк сәясий вә һәрбий күч тәшкилләп, пүткүл уйғурларни өзиниң һимайисигә алған бир империягә айлиналмаслиғи, ахирида өзиниң мустәқил сәясий һаятидин айрилип қелиши бу динларниң бәлгүлүк дәриҗидә чәкләш ролини ойниғанлиғидин болған. Шундақтиму бу дәвир мәдәнийитигә мәнсүп фактлар бизгә бу динларниң чәкләп туруш ролини ойниған болсиму, лекин миллий роһни вә тарихни унтулдуруш дәриҗисигә баралмиғанлиғини көрситип бәрмәктә. Шуниси ениқки, будда вә мани дининиң бу икки тармақтики уйғурларниң әдәбият, сәнъәт, тәрҗимичилик вә мемарчилиқ тарихида яратқан пайдилиқ-иҗабий тәсириниң зорлуғини инкар қилғини болмайду. Будда вә мани динлириға селиштурғанда ғурур, шәрәп, үстүнлүк, һәққанийәт билән яшашниң усуллирини үгитидиған, толиму әмәлиятчил вә «әхлақ дини» болған ислам дини һәқиқәтән уйғурларни әхлақ, турмуш усули вә кишилик мунасивәттә техиму мукәммәлләштүрүп, бир милләт сүпитидә бүгүнки күнгә улишишидики бир васитә вә сиртқи мәдәнийәтниң истиласини чәкләп туруштики муһим қуралларниң бири болуп кәлди. Әмәлияттиму Қараханийлар уйғурлар ислам диниға өткән дәсләпки мәзгилләрдә, бу йеңи әқидини миллий роһқа вә миллий мәдәнийәткә бирләштүрүшкә тиришип, маддий вә мәнивий җәһәттин “түрк ислам мәдәнийитиниң” бирмунчә утуқлирини яратқан. Һәтта ислам диниға әгишип кирип кәлгән әрәп-парс мәдәнийитиниң башқа бәлгүлириму түрк миллий мәдәнийитиниң бир қошумчиси сүпитидә яндаштурулған. Мәлумки, ислам динида вижданға бесим йоқ болуп, вижданға, миллий роһқа, тарихқа вә мәдәнийәткә һөрмәт көрситиш – “Қуръан Кәримниң” буйруғи еди. Демәк, ислам дини әқилниң һис қилдуруши билән шәкилләнгән бирликни тәрғип қилатти. Буниң милләтниң уюшуш роһини күчәйтиш вә чоң бирликни шәкилләндүрүш тәбиий еди. Ислам мухлислириниң нәзәри бойичә болғанда пүтүн инсанлар «мусулман» вә «капир» (ят диндикиләр) дәп иккила түркүмгә яки икки милләткә айрилатти. Шу вәҗидин ириқ, милләт, тил, миллий роһ вә мәдәнийәт пәрқи қандақ болушидин қәтьий нәзәр, ислам етиқати болсила, уларниң һәммиси бир үммәт – бир хәлиқ (бир милләт) сүпитидә қаралған. Ислам етиқатиниң сиртидикиләр болса, әслидә бир милләт болсиму, ғәйри инсанлар қарилип чәткә қеқилған, қирғин қилинған. Нәтиҗидә Қараханийлар тәвәсидики уйғурлар мошундақ чүшәнчигә асасән, исламийәтниң сиртидики әҗдатлар вә қериндашлар билән болған чәк-чегарини ениқ айрип, өзиниң һаяти, роһи вә мәдәнийитини қайта тиклигәчкә, бу һаләт тәбиий һалда тарих вә мәдәнийәт асасиниң унтулушидәк һадисиниң пәйда болушиға сәвәп болуп қалған. Қараханийлар ислам етиқати арқилиқ уйғурларни бирликкә кәлтүрүшни миллий сәясәт қилип таллиған болсиму, лекин уни әмәлгә ашуруш җәрияни қанлиқ күрәш вә тарих билән мәдәнийәтни бирақла учирип ташлаш асасида елип берилғачқа, бу һаләт Идиқут уйғурлири билән Қараханийлар уйғурлириниң бирлигини вуҗутқа чиқармайла қоймай, бәлки уларни бир-биригә рәқип қиливәтти. Маһмут Қәшқәрийниң Идиқут уйғурлиридин сөз ачқанда, миллий роһниң түрткиси билән, уларни түркләрниң бир тармиғи вә “маһир мәргәнләр” дәп махтиса, диний һиссият нуқтисидин чиқип, уларни “әшәддий капир” дәп қарап, Қараханийларниң қошунлириниң уларниң мәдәнийитини вәйран қилғанлиғини мәғрурлинип язғанлиғи буниңға бир мисал болиду. Демәк, ислам дининиң уйғурлар арисида тарқилиши “миллий шиарни” йетәкчи қилған һалда, милләтни һимайә қилиш, тарихни вә мәдәнийәтни қоғдаш асасида елип берилмиди. Буниң билән милләтниң парчилинип туруш һалити узақ давамлишип, уйғурларниң миллий роһиға дәсләпки қәдәмдә еғир дәз кәткән. Болупму Қараханийлар дәвриниң ахирқи мәзгиллиридин башлап һөкүмдарлар вә зиялилар арисида әрәп-парс мәдәнийитиниң тәсирини һимайә қилиш күчийип, миллий роһқа болған садақәт барғансири етивардин қелишқа йүзләнди. Түрк мәдәнийити сәл чағлинип, бу мәдәнийәтни һимайә қилғанлар надан, җаһил, мутәссип дәп қаралди. Һәтта мошу вәҗидин улуқ вә шәрәплик бир нам болған «түрк» сөзиму надан, җаһил, қарақосақ, дөт дегән мәнадиму истимал қилинидиған ғәйри әһвал оттуриға чиқти. Миллий роһни ойғитидиған, милләткә йол көрситидиған, милләтниң йүксилишини мәнбә билән тәмин етидиған әдәбиятму тарихимизниң утуқлири, әҗдатлиримизниң арзулири, миллий қәһриманлиримиз – улуқ сималиримиз, милләтниң асасий гәвдиси болған хәлиқниң реал һалити вә үмүти әшу хәлиққә чүшинишлик түркий тил билән ипадилинип, роһ вә ғурурни ойғитип, униңға күч-қувәт әта қилип йол көрситишниң орниға, әрәп-парс әдәбиятидики мотивлар вә образлар («Миң бир кечә», Рустәм, Җәмшит, Фәридун, Сиявуш қатарлиқ) вә әшу әдәбият услубидики мавзулар сөзлинип, реаллиқтин бәк жирақлишип кәтти. Йәнә келип бу әдәбиятлар парс тилида йезилған. Түркий тилда йезилған әсәрләрдиму әрәп-парс тилидин киргән сөзлүкләр асасий салмақни егиләп кәлгән болуп, уму җанлиқ тилдин жирақлишип кәткән. Бу хил әдәбияттин һәргизму хәлқимизгә мәнивий йетәкчилик қилишни күткили болматти. Бартольдму бу һаләтни «Түркләргә-уйғурларға исламийәтниң вә парс әдәбиятиниң тәсири шу қәдәр күчлүк болған едики, түркләр-уйғурлар исламийәттин бурунқи тарихини пүтүнләй унтиди», дәп сүрәтләйду. Мәдәнийәттики мошу өзгириш түпәйлидин, миллий роһниң йүксәк ипадиси болған «Оғузнамә» дастани Қараханийлар тәвәсидә яшиған уйғурлар ичидә әмәс, бәлки Идиқут уйғурлири арисида сақлинип қелип қәләмгә елинди. Афрасиаб Қараханийларда Йүсүп Хас Һаҗип вә Маһмут Қәшқәрийдин кейин пәқәт унтулди. Тунюқуқ вә Бүгү қағанға аит хатириләрму мошу уйғурлар арисида сақланди. Будда вә мани дининиң чәкләп туруши билән өзиниң сәясий ихтидарини қолдин берип қойғиниға қаримай, миллий роһқа бағлинишини давамлаштурған мана шу Идиқут уйғурлири Моңғол империяси вә Төмүрийләр империяси дәвриниң сәясий, һәрбий ихтисат вә мәдәнийәт минбиридә жуқури орунға еришип, уйғурлар вә уйғур мәдәнийитигә шәрәп әта қилалиди. Җүмлидин уйғур тил йезиғини Азиядин алқип башқа җайлардиму шөһрәт қазанған хәлиқара мәдәнийәткә айландурди. Демәк, Қараханийларниң ахирқи дәвридин башлап, бу дөләт тәвәсидики уйғурларда, милади XIV әсирдин башлап пүткүл уйғурларда миллий роһ милләт характерлиқ йетәкчи принцип болуштин қелип, пәқәт кишиләрниң вужудида йошурун күч һалитидә сақлинишқа йүзләнгән бир мәнивий амилға айлинип қалди. Шундақтиму, бу йошурун күч пат-пат өзини көрситип, милләтниң моҗутлуғи вә тәрәққиятниң әң муһим мәнбәси екәнлигидин сада берип кәлди... Ихчамлап тәйярлиған Исмайилҗан РОЗИЕВ. Ихчамлап тәйярлиған Исмайил РОЗИЕВ.

646 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы