• Әхбаратлар еқими
  • 08 Қараша, 2018

Течлиқниң вә тәшвишсиз һаятимизниң асаси

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаевниң новәттики «Қазақстанлиқларниң паравәнлигиниң өсүши: тапавәтниң вә турмуш сүпитиниң яхшилиниши» Мәктүбини хәлиқ арисида тәрғибат қилиш мәхситидә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи вә җәмийәтлик-сәясий «Уйғур авази» гезити уюштурған «Келәчигимиз – бирликтә» намлиқ акция иштракчилири өткән һәптидә Гүлдала йезисидики 21-мәктәптә Талғир наһийәсидики жут-җамаәтчилик вәкиллири билән учрашти. Гүлдала йеза округи һакиминиң орунбасари Меруерт Азилкияшева рәһбәрлигидә муәллимләр коллективи билән ушбу йезидики җәмийәтлик ишларниң активистлири иллиқ қарши алди. Андин Меруерт Мухтарбекқызы җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзаси вә «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән җәмийәт әрбаби, рәссам Әхмәт Әһәт, «Атамұра» нәшрияти Уйғур редакциясиниң башлиғи Малик Мәһәмдинов, ҖУЭМ йенидики Жигитбашлири кеңишини рәиси Ярмуһәмәт Кебиров, көплигән сахавәтлик паалийәтлири билән хәлқимизгә тонулған инсан Мәхсәтҗан Қаһһаров, Алмута шәһири Ақбулақ мәһәллисиниң имами Аблимит Турсунов вә Талғир наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Иминҗан Тохтахунов вә мәзкүр мәркәз йенидики ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Каминур Сопиевадин ибарәт акция иштракчилирини көпчиликкә тонуштуруп, дәсләпки сөзни Ершат Әсмәтовқа бәрди. У әнъәнигә айланған мошундақ учришишниң өткән һәптидә Әмгәкчиқазақ наһийәсидә жуқури дәриҗидә өткәнлигини тәкитлигәч, Президент Мәктүбидә көрситилгән тапшурмиларни амма арисида тәрғибат қилиш акцияниң асасий мәхсити екәнлигини қәйт қилди. – Һәммиңларға мәлум болғинидәк, дунияда Қазақстандәк мутәқиллигини елип, аз вақит ичидә чоң утуқларға қол йәткүзгән дөләт камдин-кам – деди Ершат Моллахун оғли. – Шуни ишәшлик ейталаймизки, бу, әлвәттә, дана Президентимизниң ички вә ташқи сәяситиниң нәтиҗиси. Шу түпәйли һазир елимиздә башқилар арман қилидиған течлиқ, милләтләрара разимәнлик һәм бирлик, өмлүк моҗут. Әгәр Дөләт рәһбириниң нутқини диққәт билән тиңшисақ, у дайим «Бизниң байлиғимиз нефть билән газ вә башқа йәрасти қезилма байлиқлар әмәс, бәлки қазақстанлиқларниң бирлик-иттипақлиғидур.», дәп тәкитләйду. Бу һечким көз жумалмайдиған һәқиқәт. Течлиқ һаят болмиған йәрдә, қандақ бәрикәт болсун. Бәрикитимизниң асасини селип бәргән Президентимизға миңларчә тәшәккүрләр ейтсақ азлиқ қилиду. Әнди Нурсултан Назарбаевниң новәттики Мәктүбигә келидиған болсақ, униңда йәнила қазақстанлиқларниң турмуш-паравәнлигини ашуруш тоғрилиқ қайта-қайта ейтилиду. Биринчидин, муәллимләрниң мәртивисини көтиришкила тохтилайли. Һәқиқәтәнму, җәмийәттә уларға болған һөрмәт-еһтирам төвәнләп кәтти вә қәғәзвазлиқ, аддий тил билән ейтқанда, «жүгү-житим» ишларниң һәммиси дегидәк шуларниң зиммисигә артиливатиду. Буни яхши чүшәнгән Президент муәллимләрни әйнә шу беваситә «өзлириниң әмәс» ишлардин қутулдурушни тапшурди. Буниңдин ташқири, ихтисадий тәрәққиятимиз тоғрилиқму әтраплиқ ейтилиду. Ишләймән дегән адәмгә иш бар. Йеңидин тиҗарәт билән шуғуллиниватқанларға көплигән имтиязлар бериливатиду. Улар айрим селиқлардин аҗритилған. Көрүп туруптимизки, буниң һәммиси хәлиқниң турмушини яхшилаш мәхситидә атқурулуватқан ишлар. Аһалиниң турушлуқ өй мәсилисини һәл қилиш үчүн миңлиған квадрат метр пәтирләр селинип, улар мәхсус «7-20-25» программиси бойичә төвән пайизлиқ несийәләр арқилиқ бериливатиду. Қисқиси, Президентимиз хәлиқни тәрәққий әткән әлләрниң гражданлар охшаш яшап, елигә хизмәт қилишини көзлигән һалда барлиқ шараитларни яритиватиду. Буниңға қошумчә, Қазақстандики 100дин ошуқ милләт билән еләтниң өзара достлуғини техиму мустәһкәмләшкә алаһидә көңүл бөлүнүватқанлиғи һәққидиму алаһидә тохталғум келиватиду. Мәсилән, биз, уйғур хәлқигә, немә керәк, барлиқ нәрсә бар. Гезит-журнал, театр, уйғур тилида билим беридиған мәктәпләр. Ишәнчим камилки, мундақ имканийәтләр башқа җайда йоқ. Биздин тәләп қилинидиғини мошу яхшилиқлардин имканқәдәр тоғра пайдилинип, әҗдатлиримиз қалдурған бай мираслиримизни йоқитивалмай, сақлап кәлгүси әвлатқа тапшуруштин ибарәт. Мәктүптә келәр жилниң «Яшлар жили» дәп елан қилинишиға кәлсәм, Президент елимиз тәрәққиятиниң һәммә саһалириға яшларниң йеқиндин арилишип, өз һәссилирини қошушни халайду. Чүнки чоң әвлат вәкиллириниң орниға һаман яшларниң келидиғанлиғи чоқум. Шуңлашқа қандақла саһа болмисун, у йәргә салаһийәтлик, билимдан һәм қабилийәтлик мутәхәссисләр лазим. Мана мошуни көзлигән Дөләт рәһбири 2019-жил «Яшлар жили» дәп елан қилди. Ершат Әсмәтов андин өзи рәһбәрлик қиливатқан «Уйғур авази» гезитиниң 2019-жилға муштири топлаш мәвсүминиң қизғин кетип барғанлиғиға тохтилип, өткән жили көплигән милләтпәрвәр, вәтәнпәрвәр ака-һәдиләрниң ат селиши түпәйли Талғир наһийәси аһалисиниң әң көп муштири болғанлиғини алаһидә тәкитлиди вә келәр жили муштирилар саниниң техиму көпийидиғанлиғиға ишәнчә билдүрди. Новәттә сөзгә чиққан рәссам Әхмәт Әһәт Мәктүп һәққидә өз ой-пикирлири билән ортақлашқач, аһалиниң турмушини яхшилашқа қаритилған тапшурмилар орунланса, язғучи-шаир вә рәссамларниң әсәрлирини баһалайдиған адәмләрму тепилиду. Һә, өйидә чечидин тола проблемиси, бала-чақисиниң әңли йерим кишиләрниң иҗаткарларға қарайдиған вақтиму, имканийитиму болмайду. Мана мошуни қәйт қилған рәссам Президент Мәктүбидә аһалиниң көңлидин чиқидиған муһим мәсилиләрниң алға сүрүлгәнлигини тәкитлиди. Әхмәт Әһәт сөзиниң ахирида көпчиликни «һәрбир уйғурниң сөйүмлүк гезити» намиға лайиқ «Уйғур авази» гезитиға муштири болушқа чақирип, униңда бериливатқан һәрқандақ мақалиниң әтики күнгә тарих сүпитидә қалидиғанлиғини қәйт қилди. Малик Мәһәмдинов нутқини мундақ башлиди: – 1995-жили Нурсултан Назарбаевниң тәшәббуси билән қурулған Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң утуқлириға һазир нурғунлиған дөләтләрниң рәһбәрлири, биртәрәптин, һәйран қалса, йәнә биртәрәптин, униңдин үлгә еливатиду. Жираққа бармайла, бая мошу биз олтарған бенаға киришим билән қазақ хәлқиниң бүйүк шаири Муқағали Мақатаев билән уйғурниң атақлиқ шаири Илия Бәхтия портретлири илинған тахтиға көзүм чүшти. Уларниң арисидики достлуқни бир сөз билән тәрипләш әсла мүмкин әмәс. Һә, мундақ икки хәлиқ арисида «ич қоюн, таш қоюн» өткән иҗадийәт адәмлиримиз қанчә? Интайин нурғун. Мениң демәкчи болғиним, иҗадийәттә, сәнъәттә чегара йоқ һәм болмайду. Биз, уйғурлар вә қазақ хәлқи, әйнә шундақ достлуғимиз билән мәңгү пәхирлинәләймиз. Әнди акциямизниң йәнә бир мәхсити «Уйғур авази» гезити һәққидә болғачқа, мән ейтқан болар едимки, биз алдимизға жигитбеши яки башқа активист «гезитқа йезил» дәп кәлгичә күтүп олтармай, һәрким өзимизни билип, «һәй тохта, мошу мениң хәлқимниң тилида чиқидиған гезит, чапсанирақ йезилай» дәп муштири болушқа алдиришимиз һаҗәт. Әкси әһвалда, бизниң дилимизни йорутуватқан, көңлүмизгә қандақту-бир хошаллиқ һәдийә қиливатқан ана тилимиздики мәтбуат васитисидин айрилип қелишимиз еһтимал. Шуңлашқа бүгүнки мәрасим қатнашқучилирини өзгиләргә кимлигимизни тонутуватқан бирдин-бир гезитимизға толуқ муштири болушқа чақиримән. Меһманлардин Ярмуһәмәт Кебиров болса, Мәктүпни жигитбашлириму өзлириниң мәһәллә-жутлирида кәң даиридә тәрғибат қиливатқанлиғини ейтип, бу йөнилиштә бирқатар ишларниң жүргүзүлүватқанлиғиға тохталди. Шундақла у көпчиликни бирликтә-өмлүктә муштири топлаш мәвсүмини утуқлуқ өткүзүшигә тиләкдашлиқ билдүрди. Әнди Аблемит Турсунов тәһрират рәһбәрлигигә ушбу паалийәткә тәклип қилғанлиғиға миннәтдарлиғини изһар қилип, Президентниң һәрбир Мәктүби пәқәт хәлиқниң һал-оқитини яхшилашқа қаритилғанлиғини вә униңда диний мәсилиләргиму алаһидә көңүл бөлүнидиғанлиғини ейтип, бу саһаға мунасивәтлик өзиниң орунлуқ изаһини бәрди. Мәсилән, у өзиниң чоң әвлат вәкиллиригә яшларға қандақ тәрбийә бериш керәклиги тоғрилиқ әқил үгитиш һоқуқиниң йоқлуғини алаһидә қәйт қилип, “амма яшларни тоғра йолға башлашни инсаний борчум, дәп һесаплаймән” дегинидә, уни залдикиләр алқишлар билән қоллап-қувәтлиди. Учришиш давамида Ершат Моллахун оғли өткән жили «Уйғур авазиға» муштири топлашта алаһидә паалийәтчанлиқ көрсәткән бир топ шәхсләргә, җүмлидин Абдрим Муһәммәтов, Алмасхан Йолдашев, Рашидәм Қадирова (Туздыбастав йезиси), Алимҗан Садиқов, Хәйринисәм Һәмраева (Бесағаш йезиси), Қасимҗан Чоруқов, Камилҗан Қурбанов (Қизил Ғәйрәт йезиси), Маһинур Ләтипаева (Гүлдала йезиси), Аминәм Давутова, Светлана Җәлилова (Қизил Туғ йезиси), Реһимҗан Мәңсүровқа (Ақтас йезиси) хатирә соғиларни тапшурди. Шундақла 2018-жили Талғир наһийәсидә 2017-жилға қариғанда, икки йүзгә йеқин муштири ошуқ топлиғанлиғи үчүн уларға тәһрират намидин чоңқур миннәтдарлиқ изһар қилди. Ахирида акция әзалири ушбу әһмийәтлик чарә-тәдбиргә жуқури тәйярлиқ көргән йеза округи һакимийитигә, Талғир наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизигә, җүмлидин униң рәиси Иминҗан Тохтахунов билән Гүлдала йезисиниң баш жигитбеши Азат Қурбановқа миннәтдарлиқ билдүрүп, ишлириға утуқ тилиди.

540 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы