• Әхбаратлар еқими
  • 16 Қаңтар, 2019

Билим бағвини

Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази» Челәк йезисида пүтүнсүрүк һаятини җәмийәт тәрәққиятиға беғишлиған акилар билән һәдиләр көпләп санилиду. Шуларниң бири – пешқәдәм устаз, Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Пәхрий граждини Рәһимҗан Қәмбәров. Хәлқимиздә «Жигиткә йәттә түрлүк һүнәр аз» дегән әқиланә сөз бар. Узун жиллардин бери Рәһимҗан ака билән арилишип жүрсәмму, униң һәртәрәплимә талант егиси екәнлигини билмәптимән. Униң билән болған узақ сөһбәттин кейин Рәһимҗан акиниң көпқирлиқлиғиға һәйран болдум вә жуқуридики сөзләрниң нәқәдәр һәқ екәнлигигә йәнә бир қетим көз йәткүздүм. Һаятиниң 42 жилини бала тәрбийисигә беғишлап, униң 18 жилини мәктәп мудири хизмитидә өткүзүп, һөрмәтлик дәм елишқа чиққан Рәһимҗан ака Қазақстан Җумһурийитиниң маарип әлачиси, алий дәриҗилик муәллим болупла қалмай, шуниң билән кәспий автомобиль жүргүзгүчиси, төртинчи разрядлиқ яғашчи, рәссам, шундақла бирнәччә музыкилиқ әсвапта ойнайдиғапн маһир сазәндә болуп чиқти. Рәһимҗан Қәмбәров 1939-жили Лавар йезисида Яқупҗан билән Ризвангүл Қәмбәровларниң аилисидә туғулди. У есини билмәй турупла, Улуқ Вәтән уруши башланди. Тәңтушлири кәби балилиқ дәвирниң һәм бәңваш яшлиқниң немә екәнлигини билмиди. Униң үстигә Рәһимҗан өйниң тунҗиси болғачқа, ата-анисиға қол қанат болуп, қериндашлири Султанқиз, Рәпиқҗан вә кәнҗә иниси Әсқәрҗанға ғәмхорлуқ қилди. Рәһимҗанниң атиси Яқупҗан Яркәнт педагогика училищесини тамамлап, башта муәллим, андин Калинин намидики колхозда мал дохтури болуп ишлиди. Аниси Ризвангүл язда тамака бригадисида ишләп, қишлиғи фермида сийир сағди. Уруш жиллири анилар: «Һәммә Ғалибийәт үчүн! Һәммә фронт үчүн!» шиари астида җанпидалиқ билән арқа сәптә әмгәк қилса, уруштин кейин егиликләрни тикләш үчүн күч салди. Таң атмастин етиз-ериққа атлинидиған ата-анилар түн патқандила өйлиригә қайтатти. Шуңлашқиму балилар ата-анилирини көрмәтти, десәкму болиду. Ата-анилар болса, пәрзәнтлирини пәқәт уйқа үстидила көрәтти. Еғир әмгәкниң зәрдави Яқупҗан ата билән Ризвангүл анини әтигәнла бу дуниядин елип кәтти. Рәһимҗан 10 йешида, кәнҗә иниси 4 йешида житим қалди. Улар момиси Зораханниң тәрбийисидә болди. Шуңлашқиму улар ата-аниси һәққидики хатирилири билән махтиналмайду. Пәқәт балилиқ дәврини әслигәндә, Зорахан момайниң меһриван қияпитини көз алдиға кәлтүрүп, униң тартқан мәшәқәтлири һәққидә сөзләйду. Житимчилиқ балиларни тез чоң қилди. Мәлумки, у вақитниң балилирини интайин билимхумар еди. Рәһимҗанму билимлик болуп йетилишни халатти. Уму атиси охшаш муәллим болушни арман қилиду. Мошуларни етиварға алған Зорахан момай нәвриси Рәһимҗанни Челәк йезисидики Интернатқа орунлаштуриду. Интернатта көп милләтниң балилири яшатти. Еғирчилиқниң дәмини көргән балиларниң бойида меһриванлиқ, бир-биригә ғәмхорлуқ қилиш охшаш алий инсаний хисләтләр муҗәссәмләнгән еди. Шуңлашқиму Рәһимҗан ака Интернаттики һаяти һәққидә ейтқанда, шу йәрдә тонушуп, андин ака-укидәк болуп кәткән ағинилирини бир-бирләп атап, көзигә яш алди. Рәһимҗан Яқуп оғли 1956-жили мәктәпни тамамлап, Интернаттин өйигә қайтип келиду. Аилисиниң еғир әһвалини көргән у алий оқушқа чүшүш нийитидин вақитлиқ баш тартип, йезидики қурулуш материаллири заводиға яғашчиниң ярдәмчиси болуп ишқа кириду. Тәкитләш керәкки, уруштин кейинки жиллири ишләпчиқиришқа көп көңүл бөлүнди. Рәһимҗан ишлигән завод асасән ишик-деризиләрни ясатти. Уларға еһтияж жуқури болғачқа, ишчиларға қоюлған тәләпму үстүн еди. Шуңлашқа улар кечә-күндүз ишләп, буйрутмини вақтида орунлашқа тиришатти. Заводқа келип, яғашчи разрядиға әндила қол йәткүзгән Рәһимҗан вақитни ихтисат қилип, иш сүръитини ашуруш мәхситидә детальларни бәлгүләп оюп, кесишни автоматлаштурушниң усулини ойлап тепип, өз кәсипдашлирини һәйран қалдурди. Яш «кәшпиятчиға» 250 рубль миқдарида мукапат берилди. Бари-йоқи 17 рубль пенсия алидиған Зорахан момай вә униң нәврилири үчүн бу чоң ярдәм болди, әлвәттә. Рәһимҗан Яқуп оғли Қәмбәровниң устазлиқ паалийити 1961-жили Қаратуруқ мәктәп-интернатида әмгәк дәрисиниң муәллими сүпитидә башланди. Шундақла у радиотехника өмигини башқурди. Әң муһими, дәл мошу мәктәптә у өмүрлүк җүпти Чолпан һәдини учритип, аилилик болди. 1963-жили Челәк йезисидики Киров намидики мәктәптин уйғур синиплириниң бөлүнүп чиқиши билән билим дәргаһиға тәҗрибилик устазлар керәк болди. Рәһимҗан Қәмбәровму мәктәпкә ишқа тәклип қилинди. Йеңи иш орниға авушуш билән биллә у шу жили Алмутидики Абай намидики педагогика институтиниң химия-биология факультетиға оқушқа чүшти. Туңғатар Нурғазин, Жумаш Баташева, Яқуп Рахматулин, Һаҗиғулам Баһамов, Нурахун Җаппаров, Майминәм Һошурова, Дилбәр Иминова вә Турсун Турдиев қатарлиқ тонулған мәрипәтчиләр билән кәсипдаш болуп, уларниң атидарчилиқ қилиши билән устазлиқ кәспиниң қир-сирини мукәммәл өзләштүрди. 1967-жили 8 жиллиқ уйғур мәктиви оттура мәктәп болуп өзгәртилип, униңға хәлқимизниң мунәввәр пәрзәнди Абдулла Розибақиевниң нами берилди вә устаз Рәһимҗан Қәмбәров мәктәп мудириниң синиптин ташқири ишлар бойичә орунбасари болуп тайинланди. Мақалимизниң бешида биз Рәһимҗан акиниң бирнәччә музыкилиқ әсвапта ойнайдиған маһир сазәндә екәнлиги һәққидә ейтип ейтип өттуқ. Һәқиқәтәнму, у кичигидинла мандолина вә скрипка челишни үгәнгән еди. Челәктә исми кәң тонулған талантлиқ сазәндә Нуруллам Ниязов билән ағинә болуп жүрүп, башқиму әсвапларниң «тилини» үгәнди. Мәлумки, 1941 – 1961-жиллири Уйғур театри Челәккә орунлашти. Нуруллам театрға тәклип қилинип, кәспий сазәндә ретидә йетилип чиқти. Әнди Уйғур театри Алмута шәһиригә көчирилгәндин кейин Нуруллам А.Розибақиев намидики мәктәптә музыка пәнидин дәрис бәрди. Кейинирәк Челәк йезиси кәспий-техникилиқ училищесида устаз вә наһийәлик Мәдәнийәт өйиниң мудири болуп ишлиди. Шу чағда Нуруллам билән Рәһимҗан йезилардин кәлгән 28 һәвәскар балиниң бешини қошуп, «Баһар» оркестрини тәшкил қилди. Оркестр театрниң шу чағдики режиссери Сергей Башоянниң қоллап-қувәтлишигә еришип, уйғур сәнъитиниң дурданилиридин болған «Анархан» драмисиниң биринчи пәрдисини музыкилиқ җәһәттин қоллап-қувәтлигән еди. Нәтиҗидә устазлиқ кәспи билән сәнъәтни маһирлиқ билән елип баралиған Рәһимҗан Қәмбәров 1979-жили наһийәлик иҗраий комитети мәдәнийәт бөлүминиң башлиғи болуп бәлгүләнди. У бу йәрдә әң алди билән бәдиий һәвәскарлар өмәклириниң ишлирини җанландурушқа күч чиқарди. Йеза балилириниң сәнъәт вә әдәбиятқа йеқин болушини тәминләш мәхситидә клублар билән китапханиларға көп диққәт ағдурди. Өзигә һәм өзгигә тәләпчанлиғи зор, ишиға җавапкәрчилиги үстүн Рәһимҗан Яқуп оғли наһийәлик кеңәшкә депутат болуп сайланғандиму наһийәдә қурулған уйғур хәлиқ ансамбли, қазақ домбра оркестри, қазақ хәлиқ театри, рус нахша-уссул ансамбли вә пүвдәп чалидиған әсваплар оркестриниң һәрхил дәриҗилик конкурсларға қатнишип, егиз пәллиләрдин көрүнүши үчүн мүмкинчилик яратти. Чоңлар билиду, өткән әсирниң 80-жиллири мәктәпләрдә оқуғучиларниң ишләпчиқириш бригадилири қурулуп, балилар язлиқ тәтилни әмгәк вә дәм елиш лагерьлирида өткүзүп, егиликләргә ярдәм берәтти. Шуниңға бағлиқ наһийәлик маарип бөлүмидә йеңи бөлүм ечилиду. Униңға ишбиләрмән рәһбәр Рәһимҗан Қәмбәровниң намзити тәстиқлиниду вә у бу йәрдиму пәқәт яхши ишлири билән көзгә чүшиду. Үч жилдин кейин, йәни 1986-жили Рәһимҗан Яқуп оғли Қизил Шәриқ йезисидики 1,5 миң бала билим еливатқан рус-уйғур-қазақ мәктивигә мудир болуп тайинлиниду вә йәнә бир мәртә наһийәлик кеңәшкә депутат болуп сайлиниду. Оқуш-тәрбийә ишлири хелила асқап қалған мәктәпни илғарлар қатариға йәткүзүш үчүн Рәһимҗан ака һармай-талмай ишләйду. Униң рәһбәрлигидә әң алди билән билим дәргаһиниң маддий-техникилиқ базиси мустәһкәмлинип, тәлим-тәрбийә ишлири йолға қоюлиду. Мәктәп тәҗрибилик кадрлар билән толуқлинип, муәллимләр билән ата-анилар арисидики мунасивәт күчәйтилиду. 1997-жили, йәни көрнәклик әрбап Мухтар Әвезовниң туғулғиниға 100 жил толуши мунасивәтлик, униң нами Қизил Шәриқ мәктивигә берилиду. Мәктәптә Мухтар Омарханулыниң һәйкили орнитилип, униң һаяти, иҗадийити вә паалийитигә беғишланған мирасгаһ ечилди. Тәнтәнигә М.Әвезовниң оғли Мурат Әвезов вә нәвриси Дияр Қонаев қатнишип, атиси исминиң әбәдийләштүрүлүшигә үлүшини қошқан мәктәп мудири билән коллективиға миннәтдарлиғини билдүрди. Шу нәрсә диққәткә сазавәрки, Рәһимҗан Яқуп оғли ушбу мәктәпкә мудир болған жиллири йеза балилириниң ана тилида билим елишиға алаһидә көңүл бөлди. Нәтиҗидә йезидики уйғур балилириниң 70-80 пайизи ана тилида оқуди. «Шагиртсиз устаз – тул» дәйду хәлиқ даналиғи. 42 жиллиқ устазлиқ паалийитидә Рәһимҗан ака йүзлигән оғул-қизни тәрбийиләп чиқти. Уларниң ичидә П.Исмайилова, Т.Насиров, Х.Султанбаев, Р.Яқупова, Қ.Розиев, Г.Қәмбәрова, А.Аминова, М.Аминова тиббий хадимлардин болуп йетилсә, Җ.Розахунов, П.Дөләтов – агроном, Р.Розиева – технолог, Т.Султанбаев, С.Йүсүпова химия пәниниң муәллими мутәхәссисликлирини егилиди. Йәнә бир шагирти Мәсимҗан Веләмов – биология пәнлириниң доктори аталди. Рәһимҗан Қәмбәров 2003-жили һөрмәтлик дәм елишқа чиқти, амма қол қоштуруп олтармиди. У мәктәптә муәллим болуп ишләп жүргинидә уйғур тилидики химия дәрисликлиридә бәзибир аталғуларниң натоғра берилгәнлигини байқиған еди. У дәрру аталғуларни хәлиқара номенклатура бойичә бир системиға кәлтүрүшкә киришип кәтти. Үрүмчи вә Ташкәнт шәһәрлиридә болуп, химия пәни дәрисликлири вә луғәтлирини, шундақла рус, қазақ вә түрк тиллиридики материалларни үгәнди. Нәтиҗидә 2009-жили униң 40 басма тавақтин ибарәт «Химия: русчә, қазақчә, уйғурчә аталғуларниң изаһлиқ луғити» нәшир қилинип, бу күнләрдә уни уйғур синиплирида пайдилиниватиду. Рәһимҗан Қәмбәров өткән жили көрнәклик алим А.Врублевскийниң 1000дин ошуқ һесаплаш мәсилилири билән 400гә йеқин химиявий аталғуларниң тизимлиридин тәркип тапқан тест топлимини уйғур тилиға тәрҗимә қилип, уйғур синипиниң оқуғучилириға тәғдим қилди. Сәккиз қирлиқ, бир сирлиқ инсан, химия пәниниң жуқури дәриҗилик муәллими Рәһимҗан Қәмбәровниң узун жиллиқ әстаидил әмгиги мунасип баһалинип, «Қазақстан Җумһурийити маарипиниң әлачиси» атилип, җумһурийәтлик, вилайәтлик вә наһийәлик маарип бөлүмлириниң онлиған пәхрий ярлиқлири билән мукапатланди. Шундақла пешқәдәм устаз 2013-жили «Илим-пән» номинацияси бойичә иккинчи дәриҗилик «Илһам» мукапити билән тәғдирләнди. Милләткә тән барлиқ мәсилиләрниң бешида жүргән Рәһимҗан Қәмбәровни көпчилик: «Миллитимизниң пәхри» дәпму қойиду. Рәхимҗан ака Қәмбәров пәқәт иш-паалийити биләнла әмәс, инавәтлик аилиси биләнму көпкә үлгә-ибрәт болуп келиду. Униң рәпиқиси Чолпан һәдә узун жиллар маарип саһасида үнүмлүк әмгәк қилди. Арзулап тапқан икки қиз вә үч оғулни җәмийәткә лайиқ инсанлардин қилип тәрбийилиди. Ечинишлиқ бирла йери, буниңдин икки жил бурун улар кәнҗиси Гүлбостандин бевақит айрилип, еғир җудалиққа учриди. Нә чарә? Гүлбостанниң йоқлуғи күндин-күнгә би­линсиму, әр-аял қалған балилириниң аманлиғини тиләп, һаят кәчүрмәктә. Мана мошундақ мәналиқ һаят кәчүрүп келиватқан пешқәдәм устаз, милләтпәрвәр акимиз бу күнләрдә һаятиниң 80-баһариға көтирилипту. Шу мунасивәт билән биз уни чин дилимиздин тәбрикләп, униңға узақ өмүр, тениға саламәтлик, өйигә бәрикәт һәм хатирҗәмлик тиләймиз! СҮРӘТТӘ: Р.Қәмбәров рәпиқиси Чолпан билән. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

430 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы