• Әхбаратлар еқими
  • 20 Ақпан, 2019

Чоң Ақсу: түнүгүн вә бүгүн

Чоң Ақсу – йери мунбәт, хәлқи меһмандост, тәбиити көркәм, даңлиқ жут. Бу йезида инқилапчи-шаир Лутпулла Мутәллип, қорқумсиз әр жүрәк Маһмут Ғоҗамияров, миллий қозғилаңниң сәрдари Тохнияз батур, Социалистик Әмгәк Қәһримани Авдун Қадиров, алим Ғоҗәхмәт Сәдвақасов қатарлиқ ярқин намайәндилиримизниң киндик қени тамған. Бәш мәлиниң мәмурий мәркизи болған мәзкүр жут аһали сани җәһәттин наһийәдә Чонҗа, Чариндин кейин үчинчи орунда туриду. Умумий йәр көләми 12 699 гектарни тәшкил қилиду. Ишләпчиқириш йөнилиши болса, асасән әҗдатлардин мирас болуп келиватқан деханчилиқ билән чарвичилиқтур. Әҗдатлар демәкчи, тарих сәһипилиригә нәзәр салсақ, йәрлик аһали билән биллә ШУАРниң Ғулҗа тәвәсидин тәғдир тәлкисигә учрап көчүп кәлгән уйғурларниң мәлум қисми мошу җайдин макан тутқан екән. Мәлуматларға асаслансақ, чоң вә кичик буғралиқлардин 240 түтүн, җәми 1200гә йеқин адәм орунлишипту, булақ көзлирини ечип, өстәң чепип, тағниң ғол сулирини боз тиң йәрләргә башлап, башақлиқ ашлиқ, көктат өстүрүшкә башлапту. Болуслуқ мәркизи болуп һесапланған Чоң Ақсуда 1888-жили жүргүзүлгән санақта 363 аилидә 897 әр, 1015 ханим-қиз болуп, уларниң пәқәт 92сила саватлиқ еди. Турушлуқ өйләр пака тоқал соқма тамлардин турғузулаттекән. «Әллик жилда әл йеңи» дегәндәк, бүгүнки таңда йезида үч қәвәтлик оттура мәктәп, һашамәтлик Мәдәнийәт өйи, сода орунлири, кечиси күндүздәк йоруп турған аватлашқан кочилар бар. Бу – заман тәрәққияти. Мошу күнләрдә Чоң Ақсу округи бойичә 326 дехан егилиги, бир яғашчилиқ цех, 2 тахтай тилидиған цех, 2 түгмән, 2 машина жуюш салони, 27 сода орни, 2 янар май қачилаш станцияси, 4 кафе, 3 навайхана, 2 техника җөндәш ишханиси, 1 газ қачилаш, 3 чақ ясаш орни әл-жут хизмитидә. Буниң өзи 600 адәмни иш билән тәминләш мүмкинчилигини яратти. Униңға мал бодаватқан, чарвичилиқ мәһсулатлирини йетиштүрүш билән шуғуллиниватқан, абрикос, алма бағлирини бәрпа қиливатқан чарвичи, бағвәнләрни, хиш заводидики ишчиларни қошсиңиз, ишсиз жүргәнләр аз. Заман еқимиға лайиқ, базар мунасивәтлирини өзләштүрүп, өзини-өзи иш, мәбләғ билән тәминләп, озуқ-түлүк баяшәтчилигини һасил қиливатқан йеза адәмлириниң паравән турмушиға, селиватқан турушлуқ өйлиригә, йейиватқан дәстихиниға, еливатқан техникилириға апирин әйләйсиз, һәвәслинисиз. Қәд көтириватқан өйлири шәһәрдикиләр билән риқабәтлишәләйду десәк, ашуруп ейтқанлиқ болмас. Йеза аһалиси икки су иншаитидин күндилик еһтияҗлирини қанаәтләндүрмәктә. Улар илгири «Әмгәк» колхози билән «Ғоҗамияров» намидики акционерлиқ җәмийәт тәрипидин 60 жил илгири пайдилинишқа берилгән екән. Шуңлашқиму у йәр-бу йери йерилип, әнди йеңи тармақларни селиш зөрүрийити пәйда болди. Бу мәхсәткә һаҗәтлик мәбләғ аҗритиш үчүн сметилиқ лайиһиләш ишлириға пул бөлүнди. Өткән жили округ тәркивидики хошна Долата йезиси аһалисиниң ичимлик суға болған тәливи толуқ қанаәтләндүрүлгән болса, бийил Кичик Ақсу йезиси турғунлири шуниңға егә болмақчи. Чоң Ақсу йезисидики йәнә бир муәмма һәл болуш алдида туриду. Атап ейтқанда, йеза ағриқханиси хелә жиллардин бери илгәрки колхоз башқармисиниң кона идарисигә орунлашқан еди. Униң бир қисмини йеза округи һакими аппарати егилигән. Әпсус, бөлмиләр тәләпләр дәриҗисидә әмәс: тар, қишта иссимайду, язда тинҗиқ. Тәгсиңиз сугақлири чүшүп, маңсиңиз едәнлири тешилип кетидиған һаләттә. Бу әһвал нәзәрдә тутулуп йеңи ағриқхана имаритини селишқа 210,6 миллион тәңгә мәбләғ бөлүнди. Бена қурулуши бийил башланмақчи. Йезиниң жуқарқи қисми тағ етигигә улишиду, сәл жуқурилисиңиз хадилиқ таш, қариғайлиқлар бар. Кейинки үч жилда 3 гектарға қариғай көчәтлири тикилди. Президентимизниң «Балапан» программиси даирисидә Чоң Ақсуда төрт шәхсий бағчә ечилди. Әпсус, кеңәш дәвридә қәд көтәргән Мәдәнийәт өйи мурәккәп җөндәш ишлирини тәләп қилиду. Униң сметилиқ лайиһиләш һөҗҗәтлиригә бийил 9 миллион 724 миң тәңгә аҗритилди. Демәк, пат-йеқинда мәсилә һәл болиду дегән сөз. Чоңақсулуқларниң әзәлдин хушчақчақ, сәнъәткар хәлиқ екәнлигини, шу йосунда, миллий урпи-адәт, қаидә-йосунлиримизни сақлап келиватқанлиғини қәйт қилғинимиз тоғра. Хәлқимизгә тонулған сәһнә юлтузлири Қурванҗан Абдурасулов, Маһмут Дәраев, Турдибүви Аблизова, Тохтасун Хошниязов, Венерәм Мухпулова, Қутлуқ Ғенәков вә башқилар тамашибинларға роһий озуқ беғишлап келиватқан сәнъәткарлардур. Әлгә тонулған, бирнәччә хәлиқара байқашларниң лауреати болған бүгүнки «Арзу» нахша-уссул ансамбли мошу йезида қурулған. Униңдин ташқири аиләвий ансамбльларму йетәрлик. Абдурешит, Тохтасун, Қәмирдин, Нурәхмәт, Пәйзурахман, Нурнисахан исимлиқ чақчақчиларниң даңқи таша жутларғиму мәлум. Бийилқи Яшлар жилида йезида «Яшлар мәйдани» қурулуши ишқа қошулмақчи. Бу һәм хошал боларлиқ йеңилиқ. Шундақла йеқин арида участкилиқ полиция хадимлири үчүн йеңи имарәт селиниш алдида туриду. Бүгүнки күн өтмүш билән чәмбәрчас бағлиқ. 1935-жили наһийә қурулғанда Чоң Ақсу, Долата, Сәккиз-онларни қошқанда 270 аилә болуп, аһали асасән уйғурлардин ибарәт еди. Чоң Ақсуда оттура мәктәп 1914-жили ечилған екән. Дәсләп 40 бала саватини ачқан болса, һазир уларниң сани 717гә йәтти. Уларға 100 устаз үч тил йөнилишидә билим бәрмәктә. Әпсус, 1968-жили селинған үч қәвәтлик заманивий билим дәргаһида йеза аһалиси пәрзәнтлирини ана тилида оқутушқа йетәрлик көңүл бөлмәйватиду. Һәр жили 20 – 25 бала билән иккидин рус синипи ечилса, өткән жили 12 оқуғучи билән тәсликтә бир уйғур синипи йеңи оқуш жилини башлиғанлиғи ечинишлиқ. Адәмниң адәм болуши рус тилиға әмәс, өзигә, қабилийитигә бағлиқ. Жуқурида исми аталған чоңақсулуқларниң 100 пайизи уйғур тилида билим алғанлар. Кейинки жилларниң мәлуматлири бойичә 5 түләк мәктәпни “Алтун бәлгүгә” тамамлиди. Улуқ Вәтән уруши вә униңдин кейинки жилларда мәзкүр мәктәптә таша жутлардин келип ана тилимизда оттура билим алған сабиқ оқуғучиларниң 55, 50 жиллиқ учришишлири болуп өткәнлигидин хәвәрдармиз. Ушбу билим дәргаһини тамамлиғанлар арисидин онлиған пән намзатлири вә он икки полковник унваниға сазавәр болған һәрбийләр йетилип чиқти. Әл-жути үчүн әмгәк қилғанларниң ярқин симаси, әмгәк әҗри унтулмайду. 1948-жили һәр йүз бийидин тохсәндин қулун алған Социалистик Әмгәк Қәһримани Авдун Қадиров, бирнәччә орденларниң саһиби механизатор Тохтихан Розахунова, дехан ана Шәрәпәт Камалова вә башқиларниң исимлири йеза тарихида алтун сәһипә болуп қалди. Чоңақсулуқлар заманниң һәрқандақ қийин-қистақ, еғирчилиқлирини баштин өткүзди. Әйнә шуларниң арисида «Ату» паҗиәси әстин кетәр әмәс. 1918-жилниң 2-марти паҗиәлик күн болди. Шу күни 200дин ошуқ адәмни һелигәрлик билән “Садир имамниң һойлисида жиғин өткүзимиз” дәп топлап, җаллат Мураевниң адәмлири пулемет билән етип, қилич билән чепип, тенидин җенини җуда қилған. “Ату” паҗиәсиниң 75 жиллиғида колхоз вә йеза кеңишиниң қоллап-қувәтлиши билән бу қанлиқ мәйданда ядикарлиқ орнитилған болса, өткән жили йеза турғунлири, жут зиялилири, Алмутида истиқамәт қиливатқан чоңақсулуқлар ианә топлап, ату қурванлириға беғишлап орнитилған ядикарлиқни йеңилап, қариғай тикип, әтрапини қоршиди. 1937-жилқи сәясий тәқипләш вақиәсиму бу йезини айлинип өткини йоқ. Тарихтин җумһурийитимиздә миңлиған зиялиларға, җәмийәт әрбаплириға вә аддий адәмләргә «хәлиқ дүшмини» қалпиғи кийгүзүлүп, тәқипләш қурванлириға айланди. Наһийә бойичә 132 адәм тәқипләнгән болса, уларниң жигирмә бири чоңақсулуқлардур. Әйнә шуларниң арисида батур оғлан Маһмут Ғоҗамияров, рәис Өмәр Мусаев, язғучи Мәһәмәт Адилов, партия хадими Молут Ниязов вә башқилар бар. Йезиниң муқәддәс җайлириниң бири – Улуқ Вәтән урушида вапат болғанларға орнитилған ядикарлиқтур. Округ бойичә шу қанлиқ урушқа елини дүшмәндин һимайә қилиш үчүн 482 адәм қатнашқан. Улардин пәқәт Юнус Һәмраевла һаят еди. Әпсус мәзкүр мақалә тәйярлиниватқинида, йәни 96 йешида у аләмдин өтти. Әл-жут үчүн көйүнүш, киндик қан тамған йезиниң тәрәққияти үчүн мисқалдәк болсиму үлүш қошуш, ярдәмгә муһтаҗларға һәмкарлишиш чоңақсулуқларниң һаят тәризигә айланған. Өткән жили өйи өрүлүш һалитидә турған қери момайға жут пул жиғип, хиштин икки еғиз өй селип киргүзүп қойғинини гезитта язған едуқ. Бийилқи қәһритан қиш пәсли алдида өйигә от кетип, макансиз қалған орманчи жигитниң язлиқ өйини мурәккәп җөндәштин өткүзүп, йеңижиллиқ соға қилғанму мошу жутниң меһир-сахавәтлик адәмлири. Жутдашлар хәлиқ ичидин чиққан қәһриман оғлан Маһмут Ғоҗамияровниң аяли вә пәрзәндиниң қәбригә хатирә тахта орнитишниму унтумиди. Сусиз һаятлиқ йоқ. Йезиниң жуқури тәрипидики су қоймисидин тартилған узунлуғи 20 километр тармақлар етиз вә бағларға улишиду. Шу җайдин башланған айрим чоң өстәң арқилиқ келиватқан тағ сүйи билән Чоң Ақсуниң әтрапидики етизлиқ вә йеза аһалисиниң өлчүк йәрлири суғирилиду. Шу өстәң сүйи бирнәччә ериққа бөлүнүп, мәлиниң оттурисидин еқип өтиду. Өз вақтида тазиланмиғанлиқтин, кейинки вақитларда латқа бесип, су бузулған җайлиридин ташқинлап, йезиға келәр мөлчәри төвәнләп кетәтти. Округ һакими, жигитбашлири вә жут мөтивәрлириниң тәшәббуси билән шу өстәңни тазилаш ишлири қолға елинди. Жут чиқимни өз үстилиригә елип, маддий ярдәм бәрди. Аз вақит арилиғида 4 километр өстәң қайта қезилип, пайдилинишқа берилди. Йеза адәмлири шундақла қәбирстанлиқниң әтрапини қоршап, малниң аяқ асти болушиға йол қоймиди. Бу ишларда йеза округи һакимийити йезидики җәмийәтлик тәшкилатларға, ақсақалларға, ханим-қизларға, жигитбашлириға мураҗиәт қилип, мәслиһәтләшкән һалда иш елип барди. Турмуш әһвали начар аилиләр ғәмхорлуққа елинип, уларға ярдәм көрситиш адәттики иш. Той вә нәзирләрдики безәпчилик қисқармақта. Йеза мәдәнийити жилдин-жилға яхшиланмақта. «Ана жутуң аман болса, рәңги-ройиң саман болмас» дегән нәқилгә әмәл қиливатқан жут оғланлири, җүмлидин Алмутида яшаватқан жутдашлар «Чоң Ақсу» уйғунлаштуруш кеңишини қуруп, йеза тәрәққияти, йезидики уйғур синиплириға ғәмхорлуқ көрситиш. тәминати төвән аилиләргә ярдәм беришни асасий мәхсәт дәп билиду.Таша жутларда туруватқан жутдашларниң бешини қошуп, изгүлүк ишларға җәлип қилишта Мирзәхмәт Һошуров, Әли Әхмәтов, Данияр Розахунов, Тельман Нурахунов, Әршәм Шәмшидинов охшаш жүригидә оти бар инсанлар күч чиқармақта. Түнүгүнкисидин бүгүнкиси камал тапқан, теңи хушвақ атқан Чоң Ақсуниң тәрәққиятиниң йүксәк, истиқбалиниң зор екәнлигигә ишәнчимиз камил. Абдуманап АБЛИЗОВ. Уйғур наһийәси.

2185 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы