• Әхбаратлар еқими
  • 13 Наурыз, 2019

Иҗтимаий әвзәлликләр

Кейинки жилларда җумһурийәт бюджети хираҗитиниң нурғун қисми иҗтимаий саһаға хәшлиниватиду. Җүмлидин бийил қобул қилинған бюджетта 4,8 триллион тәңгә (бюджетниң 45 пайизи) нәқ иҗтимаий саһа үчүн көздә тутулған. Мәсилән, иҗтимаий тәминат вә иҗтимаий ярдәм үчүн 3 триллион, саламәтликни сақлаш үчүн 1 триллион 117 миллиард, билим бериш үчүн 583 миллиард, мәдәнийәт вә спорт үчүн 78 миллиард тәңгә бөлүш планланди. Премьер-министрниң биринчи орунбасари – малийә министри Әлихан Смайилов Һөкүмәт мәҗлисиниң йәкүни бойичә өткүзүлгән мәтбуат конференциясидә әйнә шундақ мәлуматларни кәлтүрди. Униң тәкитлишичә, җумһурийәт бюджетини ениқлаш даирисидә қошумчә мәбләғ иҗтимаий чариләргә сәрип қилиниду: гражданларниң айрим категориялирини иҗтимаий қоллап-қувәтләшни күчәйтиш үчүн бийил 224 миллиард тәңгә, һал-оқити төвән көпбалилиқ аилиләр үчүн иҗаригә елинидиған турушлуқ өйгә – 50 миллиард тәңгә, Турушлуқ өй қурулуш банки механизми арқилиқ иҗтимаий несийәгә берилидиған турушлуқ өйгә – 50 миллиард тәңгә, регионлуқ инфрақурулумни тәрәққий әткүзүшкә – 90 миллиард тәңгә вә “Ауыл – Ел бесігі” мәхсус лайиһисигә 30 миллиард тәңгә аҗритиш планлиниватиду. 224 милиардқа кәлсәк, ениқ адреслиқ иҗтимаий ярдәмгә пәқәт 2019-жилила 49,6 миллиард, 2020-жили – 115 миллиард, 2021-жили 108 миллиард тәңгә сәрип қилиниду. Накалиқ бойичә ярдәм пулини 30 пайиз ашурушқа бийил 5 миллиард, 2020-жили 13,8 миллиард, 2021-жили 14,9 миллиард тәңгә бөлүниду. Төвән иш һәққи төлинидиған бюджет саһаси хадимлириниң иш һәққини ашурушқа бийил 169,7 миллиард, 2021-жили – 397 миллиард, 2021-жили 410 миллиард тәңгә көздә тутулди. – Һөкүмәт мәҗлисидә 2019-жилға бәлгүләнгән җумһурийәт бюджетини ениқлаш тоғрилиқ қанун лайиһисини мақуллидуқ. Дөләт рәһбириниң тапшурмилириға, җүмлидин “Әлеуметтік қамқорлық” даирисидә берилгән тапшурмисиға мувапиқ бу һөҗҗәттә лазим болған мәбләғни көздә тутуватимиз. Лайиһә Парламент Мәҗлисиниң қарап чиқишиға тәғдим қилиниду. Депутатлар билән бирликтә униң үстидә ишләшни 4-апрельға қәдәр тамамлашни планлаватимиз, – дәп тәкитлиди Әлихан Смайилов. Көктат баһасиму муһим иҗтимаий мавзуға айланди. Бу мәсилигә миллий ихтисат министри Руслан Дәленов изаһ бәрди. Җүмлидин униң бәргән әхбаритиға қариғанда, баһаларниң келишивелишини паш қилиш мәхситидә жүргүзүлгән рейдлар нәтиҗисидә монополиягә қарши комитет дөләт органлириға, дүң сетивалғучиларға, мәһсулат йетиштүргүчиләргә вә парчилап сетиш карханилириға бирқатар тәләпләрни әвәтти. – Көктат баһасини назарәт астида тутуватимиз. Әгәр байқиған болсаңлар, Астанада баһа өсмигән, һәтта бирқатар сода орунлирида төвәнлигән, – дәп тәкитлиди миллий ихтисат министри. Мәтбуат конференциясидә шундақла мәдәнийәт вә спорт министри Арыстанбек Мухамедиулы елимиздә туризмни тәрәққий әткүзүш истиқбали тоғрилиқ әхбарат бәрди. Һазир униң тәрәққий етишини бирқатар амиллар, җүмлидин зөрүр инфрақурулумниң йоқ болуши тохтитип туруватиду. – Мәсилән, Чарин җилғиси чоң иқтидарға егә. Бизниң вәзипимиз – башқурғучи компанияләрни вуҗутқа кәлтүрүш вә туристлар үчүн чирайлиқ тәбиәт зонилирини ечиш. Әқилгә мувапиқ башқурулғанда, ахча мошу истираһәт бағлирини сақлап қелишқа вә тәрәққий әткүзүшкә сәрип қилиниду, – дәп тәкитлиди министр. У шундақла туристларни орунлаштурушқа селиқ селишниң (Bed Tax) көплигән мәмликәтләрдә кәң қоллинилип, туризмни тәрәққий әткүзүшкә сәрип қилиниватқанлиғини қошумчә қилди.

406 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы