• Әхбаратлар еқими
  • 19 Наурыз, 2019

Кәлди Норуз жил беши, кәтти көңүлниң чиркини

Узақ тарихтин буян зор тәнтәнә билән өткүзүлүп келиватқан Норуз мәйрими — барчә түркийтиллиқ хәлиқләрниң әнъәнивий йеңи жил мәйримидур. Алимларниң тәкитлишичә, Норуз мәйрими Шәмсийә (күн) календари бойичә кона жил ахирилишип, йеңи жил киргән күни, миладия календари һесави бойичә һәр жили 21-март күни өткүзүлиду. “Норуз” парсчә “Йеңи күн” дегән мәнани билдүриду. Хәлқимиз үчүн зимистан қиштин өтүп, көңүллүк баһар пәслигә улишидиған бу күн толиму әһмийәтлик һесаплинип кәлгән. Чүнки бу күни күн билән түн тәңлишиду. Бүйүк мутәпәккүр Махмут Қәшқәрий Норуз мәйримидә ейтилидиған хәлиқ бәзмә қошақлиридин мону бир қошақни хатирилигән: Ивриқ баши қазлаюр, Сағларақ толу көзләю. Сақинч қози кәзләю, Түн-күн билә сәвләним. Йәшмиси: Ивриқ беши ғаздәк тикләнди, Қәдәһтә мәй белиқ көзи болди. Кәлди арқидин қози көрүнүп, Кәл яр күн-түн ойнайли әнди. Бу қошақтики “мәй ивриқлири ғаздәк тикләнди, қәдәһләр мәйгә толди”, дегән сөзләрдин кейинки “кәлди арқидин қози көрүнүп”, дегән сөзләр баһарниң башланғанлиғини ипадиләйду. Һә, узақ өтмүштики ата-бовилиримиздин башлинип давам қилип келиватқан Норуз баһар мәйрими хәлиқниң иллиқ аптапни арзу қилидиған шатлиғини ипадиләйдиған, өзлири туғулуп өскән ана жутиниң көркигә болған муһәббитини, һәрбир кәсип егилириниң өз кәсиплирини риваҗ тапқузушқа болған интилишлирини, өзара һиммәт сахавитини гәвдиләндүридиған әмгәк мәйримидур. “Бәләнт” дегән бир қолязмида мундақ дәп тәкитләнгән: “...Адәм вә барлиқ җанлиқлар Норуз билән көкләйду, йеңилиниду, Норуз адәмниң бәхит аниси, бәрикәт вә шатлиқ ғәзниси. Адәмләр Норузда бир-бирләп өз вуҗутлириниң қәлб қулуплирини ачиду. Адәмниң пүткүл сехилиғини, шатлиғини, қәдир-қиммитини намайиш қилиду...”. Хәлқимизниң “Улуқ ай, улуқ күн, яхши саатта башланған иш ронақ тапиду”, “Жил қандақ башланса, шундақ ахирилишиду” дәп қарайду. Әйнә шуниң үчүн әзәлдин хәлқимиз Норуз мәйримини күтүвелиш үчүн мәһәллиләр бойичә, аммивий түрдә тазилиқ ишлирини елип барған, һәрбир аилә өйлирини ақартип, һойла-арамлирини пакиз сүпүрүп, кигиз-гиләмлирини қеқип-тазилатти. Коча-йоллар, бағлар сәрәмҗанлиққа кәлтүрүлүп, гөзәл муһит яритилип, әтрап әҗайип чирайлиқ түскә кирәтти. Шуңа әҗдатлиримиз Норуз мәйрими йетип кәлгәндә: Кигизләрни қеқиштуруп, өйләрни қилғин йоруқ, Булуңларда қалмисун пайтима, әски чоруқ. Болсун муһит пакиз, әхләт-чавадин әсәр йоқ, Кәлсә меһманлар көрүп, көңүллири болсун очуқ, Бәһөзүр кәйп сүрүп, яйрисун меһман бүгүн. – дәп қошақ тоқуши бекар әмәс, әлвәттә. Дана хәлқимиз Норузни қутлуқ мәйрәм дәп һесаплиғачқа, һәрқандақ адәм яхши, изгү, соваплиқ ишларни қилишқа тиришиду. Бир-бирини изгүлүккә дәвәт қилиду. Норуз мәрикиси – жил айрилиш мәрикиси болғанлиқтин, Норуз нағрисини челиш вә норузлуқ сәһра хәтмиләрни қилиштин башлиниду. Йәни әтигәнлиги һәрбир мәһәллидә Норуздин хәвәр – Норуз нағриси челиниду. Норуз күнлири һәрхил сорунлар түзүлүп, умумий хәлиқ сәйлиси уюштурулиду. Буниң шәкиллири наһайити көп. Мәсилән, Норуз һарписидики ахшими жигитләр топ-топ болуп, “сағанғу” (қапаққа яғ қачилинип, пилик чиқирилип) көйдүрүп, “соғ қоғлайду”, һәҗвий бейитларни ейтишиду. Гүлхан йеқип, әтрапида уссул ойнап, чөгүләйду. Бир-биригә тәңкәш қилинған тоққуз дап билән муқам чалиду. Һәзил, чақчақ қилишиду, баһар қушлирини дорайду. Һәммә адәм Норуз мәйримигә атиған таам хуручлирини (ун, яғ, гөш, гүрүч, қәнт-гезәк, йәл-йемиш, нан-тузини, қисқиси, қоли немигә йәтсә шуни) елип, кәнт-мәһәллиләрниң мәркәзлиригә, бағларға яки көкүл мәйданлириға топлишип, норузлуқ қазанлирини асиду. Әнди кишиләр җамаәт болуп аләмдин өткән қом-қериндашлирини, жутниң һөрмәтлик, әзиз пәрзәнтлирини әскә елип, тупрақлирини зиярәт қилип, дуа-тәгбир қилип, мунасивәтлик рәсим-қаидиләрни орунлайду. Бу “дуа-тилавәт” дәп атилиду. Норуз күни шундақла өй айрип чиқип кәткән пәрзәнтләр ата-анилирини йоқлайду, җамаәт вәкиллири егә-чақисиз қери-чүри, житим-йесир, мәйип-накаларниң һалидин хәвәр алиду. Мәнивий вә маддий җәһәттин қол учини суниду. Әзәлдинла хәлқимиз Норуз мәйримигә атап һәрхил соваплиқ ишларни қилишни умумий адәткә айландурған. Мәсилән, умумий җамаәт үчүн паравәнлик ишларни қилиш (мәктәп селиш, йол-көрүкләрни ясаш, ериқ өстәңләрни чепиш вә башқилар), мәшһур әдиплиримизниң әсәрлирини, муқәддәс китапларни көчириш яки хәттатларға көчәргүзүш, ибадәт орунлириға, билим бериш дәргаһлири – мәктәп-мәдрисиләргә қиммәтлик китап яки йәр-мал вәхпә қилиш әйнә шундақ чоң соваплиқ ишлар җүмлисиндиндур. Хәлқимиз ислам динини қобул қилғандин кейинму бу хасийәтлик изгү ишлар адити давамлашқан. ХIV әсирдә туғулған бүйүк уйғур шаири Лутфий әйнә шу Норузға беғишлап “Гүл вә Нәвруз” дастанини язған. У дастан қәһриманини Нәвруз намида аташ билән биллә, баһар әйямини қулулә қепидин чиққан аппақ мәрвайитқа охшитип мундақ дәп тәкитлиди: Йеңи жилниң бешида рози Нәвруз, Сәдәфтин чиқти бир дури шәб әфруз. Норуз мәйрими кәлгән әйнә шу қутлуқ күнләрдә кишиләр соваплиқ ишларни қилиш билән шундақла бир-биригә аманлиқ, хатирҗәмлик тиләп, өзара бир-бирини йоқлиғанда, сәйлә-тамашиларда аманлиқ изгүлүк тилигән вә мундақ бейит-қошақларни ейтқан: Әссаламу әләйкүм, Сизгә болсун қутлуқ күн. Пәсли җаһан һот кәлди, Жутлар өтүп қут кәлди. Норуз кәлди нур болди, Һәммә җанлиқ һур болди. Һәй халайиқ шатлиниң, Кәсипкарға атлиниң. Норуз киргән күни чоң-кичик, әр-аяллар, юрт-мәһәллиләр бойичә өзлириниң мәйрәмлик кийимлирини кийишип, мәнзирилик бағ-мәйданларға җәм болиду вә әйнә шу сорунларда Норуз мәйримигә беғишлап тәйярлиған һәрхил оюнларни ойнайду. Әнди хәлиқ қошақчилири болса, Норузни мәдһийиләйдиған шеир-қошақларни оқуйду, маддаһлар дастан вә һекайә-қиссиләрни күйләйду. Сазәндә-нахшичилар нахша ейтип, уссул ойнайду. Әнди чавәндазлар болса оғлақ тартиду, ат бәйгиси өткүзиду, давазлар егиз дар үстидә өз һүнирини намайиш қилиду. Норуз мәйримидә намайиш қилинидиған һәрхил паалийәтләр һәмдә униңға беғишланған шеир-қошақларниң мәзмуни йеңи жилниң йеңичә хошаллиқ һәдийә қилишини тиләп, йешиллиққа пүркәнгән тәбиәтни күйләйду, кишиләрни илим-мәрипәткә үндәйду, өзара иттипақлиққа вә инақлиққа чақириду. Хәлқимизниң норузлуқ әнъәнилири ичидә Норуз сәйлилири алаһидә әһмийәткә егә болған. Һәр жили Норуз мәйримидә “Ат сәйлиси”, “Ов сәйлиси”, “Оғлақ сәйлиси”, “Бәзмә сәйлиси”, “Мазар сәйлиси”, “Бағ сәйлиси” қатарлиқ һәрхил сәйлиләрни өткүзүш — уйғур хәлқиниң мәнивий вә иҗтимаий әнъәниси болуп кәлгән. Мана мошундақ сәйлә тамашиларда жигит-қизлар өзара яки айрим-айрим икки тәрәп болуп бейит-қошақ ейтишиш мусабиқилири өткүзүлгән. Сөздин йеңилип қалғанлар җазаланған, йәни нахша яки ләтипә ейтип бериш, уссул ойнаш, һайванат-қушларни дораш вә һәрхил башқа һәрикәтләрни орунлашқа мәҗбурланған. Һә, бу сорун буниң биләнла чәклинип қалмастин, утулған тәрәп йәңгәнләргә шу ахшими бәзмә өткүзүп бериш мәҗбурийитини алған. Норуз мәйримидә тәнһәрикәт мусабиқилири кәң даиридә өткүзүлиду. Мәсилән, челишиш, давазлиқ, қошқар, ғораз вә кәклик соқуштуруш, оқъяни нишанға етиш, қиличвазлиқ вә һаказилар... Бизгә қедимий әҗдатлиримиздин мирас қалған Норуз мәйрими күнлири, гоя самадин өзлирини дайим қоғдайдиған периштәләрниң учуп келидиғанлиғиға, әнди уларниң өткән жилниң әхләтлири вә чаң-тозаңлири қалған вә кишиләр бир-бири билән иҗил-инақлиқта яшимайдиған өйләргә кирмәйдиғанлиғиға ишинип кәлгән. Уйғур хәлқи әзәлдинла Норузни қутлуқ күн һесаплап, “Жил бешида соваплиқ иш қилғанларға жил бойи яхшилиқ несип болиду” дәп қариғин. Әйнә шуниң үчүнму кишиләр, жуқурида тәкитлигинимиздәк, Норуз мәйримини хасийәтлик, изгү вә соваплиқ ишлар билән өткүзүшни мәхсәт қилип кәлгән. Норуз мәйриминиң уйғурлар арисида қачандин башланғанлиғи һәққидә тарихий материаллар анчә көп әмәс. Лекин Норуз мәйрими һәққидики көплигән қедимий гөзәл ривайәтләргә асасланғанда, Норуз мәйриминиң пәйда болуши уйғурларниң ислам диниға кириштин хелә бурунқи Көктәңригә сиғинған дәвирлири билән зич мунасивәтлик екәнлигидин ишәшлик далаләт бериду. Норуз мәйрими мана шундақ узун тарихқа вә кәң аммивийлиққа егә болғанлиқтин, жирақ өтмүштин та һазирқи заманғичә үзүлмәй, бизгичә йетип кәлди вә униң мәзмуни техиму бейитилмақта. Норуз мәйримиңлар мубарәк, әзиз достлар! Ядикар САБИТОВ.

1311 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы