• Әхбаратлар еқими
  • 27 Наурыз, 2019

Йеңи вице-министр тайинланди

Қазақстан Җумһурийити һөкүмитиниң тохтамиға бенаән, Камалҗан Надиров ҚҖ Саламәтликни сақлаш вице-министри болуп тайинланди. Бу һәққидә Қазақстан Җумһурийити Премьер-Министриниң рәсмий сайти хәвәр қилиду. Камалҗан Тәләтоғли Надиров, 1983-жили Алмута шәһиридә туғулған. Оттура мәктәпни пүтәргәндин кейин С.Асфендияров намидики медицина университетини тамамлиди, «Туран» университетида, Җәмийәтлик саламәтликни сақлаш алий мәктивидә билим алди; һәрхил жилларда АҚШтики Duke Unіvercіty, The Fuqua School of Busіness, Cингапурдики Parkway College, Түркиядики Florence Nіghtіngale, Германиядики Oxford Socіal Health Іnsurance system охшаш чоң билим дәргаһлирида билимини мукәммәлләштүрди. Камалҗан Надиров 2007 – 2014-жиллири Алмутидики Жарбусынов намидики урология илмий-тәтқиқат мәркизидә клиника ординатори, бөлүм башлиғи, баш мудирниң орунбасари болуп ишлиди. Андин Саламәтликни сақлаш министрлигиниң Медицина хизмәтлирини стандартлаштуруш департаменти мудириниң орунбасари, 2016 – 2017-жиллири Җумһурийәтлик диагностика мәркизиниң рәһбири — Unіvercіty Medіcal Center шөбисиниң мудири хизмитини атқурди. 2017 – 2018-жиллири Астана шәһириниң Саламәтлик сақлаш башқармисиниң рәһбири, 2018-жили март ейидин мошу күнгичә Астана шәһири җәмийәтлик саламәтликни сақлаш башқармисиниң башлиғи лавазимлирини егилиди.

400 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы