• Әхбаратлар еқими
  • 03 Сәуір, 2019

Һеликәм кәтминини ташлимиди

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Панфилов наһийәсидә йеза егилиги саһаси сүръәтлик тәрәққий әтмәктә. Тәкитләш керәкки, наһийәдә өткән жили 43,4 миң гектар мәйданға йеза егилиги зираәтлири терилгән еди. Униң 25 785 гектарида көмүқонақ пәрвиш қилинди. Наһийә деханлири мүмкинчиликләрдин толуқ пайдилинип, терилғу мәйданлирини жилдин-жилға көпәйтиватиду. Бийилқи жили болса, наһийә деханлири 26 000 гектар мәйданға көмүқонақ терип, уни пәрвиш қилиш үчүн етиз-ериқ ишлирини башлавәтти. Ундақ болғини, ахирқи икки-үч жил һава-райи қәғишлигини көрситип, әтияз күнлири бәзидә йеғин-йешинлиқ, бәзидә қурғақчилиқ йүз бәрдидә, деханлар хелила аваригәрчиликкә учриди. Бу жили әтияз балдур келип, алма-өрүкләр чечәкләшкә башлиди. Таң сәһәр талаға чиқсиңиз, гүл-гияларниң хушбой һиди димаққа уриду. Деханлар бу жилниңму һосуллуқ болушини үмүт қилмақта. Һәқиқәтәнму шундақ, тәвә деханлири бийил жилдикидин хелила бурун қутлуқ кәтминини мүрисигә селип, етиз-ериққа чиқти. Ериқ чепип яки техникисини ишқа қошуп, йәр һайдаватқан, ашлиқ яки мал озуғи үчүн бедә териватқанлар сани жилдин-жилға көпийиватқанлиғини байқавелиш тәс әмәс. Шундақ екән, мақалимизниң қәһримани чоңчиғанлиқ Турған Қурбановни әтигәндә шәхсий егилигигә қарашлиқ етизлиғида учраттуқ. Сөһбәтдишим сәмимий, гәп-сөзлири салмақлиқ, хушмуамилилик болуп, өзидин көрә жил 365 күн бойи қолидин қутлуқ кәтминини чүшәрмәйдиған йеза адәмлири – деханлар һәққидә тәвринип сөзлиди. Униң теги-тәкти чоңчиғанлиқ болуп, бова-момиси Мөрдүн, Мәрийәмхан тәвәдә колхоз-совхозларни қуруш ишлири қолға елинғанда дәсләпкиләрдин болуп «Чоң Чиған» пахта совхозиға әза болди. Мөрдүн бовайниң егиликтә дәсләпкиләрдин болуп трактор рулиға олтарғанлиғини, умумән пүткүл аңлиқ һаятиниң “төмүр тулпарда” өткәнлигини һәммә билиду. – Яркәнт билән Чоң Чиған ариси 7 километр мусапә. Биз һәр күни қиш -йези, иссиқ-соққа қаримай, пиядә берип келип оқудуқ, дәп балилиқ һәм яшлиқ чағлирини әскә алди Турғанҗан ака. — Шу заман балилириниң, йәни мениң тәңтушлиримниң билим елишқа дегән иштияқи күчлүк болған екән. Дәрискә кечикиш яки бир күн дәристин қелиш биз үчүн қилмиш қилған билән тәң еди. Униң үстигә у жиллири Чоң Чиғанда пәқәт уйғур синиплири моҗут болғачқа, қазақ балилириму уйғур тилида билим алатти. Андин һәммимиз Яркәнттики Киров мәктивидә биллә оқудуқ. У жиллири йезида бари-йоқи 40 – 50 аилә болидиған. Мана шу аилиниң балилири қишниң күнлири таң сәһәр қараңғу, йәргә техи йоруқ чүшүп үлгәрмигәндә Яркәнткә қарап йолға чиқимиз әмәсму. Шунда тапқан амалимизни қараң. Дадилиримиз бир парчә кона рәхт, ярамсиз мишкапларни жумлақлап, майларниң қалдуқлириға чилап, яғачниң учиға мәккәм бағлап бериду. Йезидики чоң йолниң бойиға жиғилимиздә, балилар новәтлишип от йеқип йолумизни йорутуп маңимиз. Биримизниң көйүп түгисә, йәнә биримиз туташтуримиз. Шундақ қилип, 1966-жили мәктәпни пүтәргән Т.Қурбанов Талдиқорған шәһиридики зооветеринария техникумиға оқушқа чүшүп, уни муваппәқийәтлик тамамлап, жутиға келип, ишқа яшлиқ ғәйрити билән киришип кәтти. У наһийәдә яшлардин тәркип тапқан «Учқун» мал бодаш комплекслирини тәшкил қилишни қолға елип, колхозда мал бодаш комплекслирини қуруш, нәсиллик малларни бодаш ишлирида нәзәрийәвий билимини әмәлдә көрситишни билди. Колхоз рәиси, тәҗрибилик тәшкилатчи Иврайимҗан Қожахметов бир синипта биллә оқуған синипдишиға ишинип, муһим ишни тапшурғанлиғи шуниңдин болса керәк. Иштин қол үзмәй Алмута зооветеринария институтини тамамлиған қошдипломлуқ мутәххәссис егиликниң ихтисадий тәрәққиятиға мунасип үлүшини қошти. Шундақ қилип, колхозда у баш зоотехник, колхоз рәисиниң орунбасари, Чоң Чиған участкисиниң башлиғи болди. Шиҗаәтлик әмгиги мунасип баһалинип, “Һөрмәт Бәлгүси” ордени билән мукапатланди. Колхоз-совхозлар тарқалғандин кейинму тәҗрибилик мутәхәссис ишсиз қалмиди. Наһийә рәһбәрлири Турған акини Панфилов наһийәлик Экология вә тәбиәтни қоғдаш бөлүмигә рәһбәр қилип тайинлиди. Кейинирәк наһийәдә көмүқонақ уруқлирини йетиштүридиған ассоциациягә рәһбәрлик қилди. 2004-жили «Алмута вилайәтлик йеза егилиги мәһсулатлирини стандартлаш вә сертификацияләш» АҖниң наһийәдики вәкили болуп ишлиди вә шу йәрдин һөрмәтлик дәм елишқа чиқти. Йеза егилиги саһасида ишләп үгинип қалған әмгәк адими һөрмәтлик дәм елишқа чиққандин кейинму қол қоштуруп олтармиди. «Қурбанов» шәхсий дехан егилигини қуруп, жутдашлирини иш билән тәминлиди. Биз жуқурида тәкитлигән етизлиқта һазир аилиси билән деханчилиқ қиливатиду. Шундақла у көмүқонақниң «ЗПСК», «Будан», «Молдавская» охшаш наһийәгә маслашқан, йәни әтигән пишидиған сортлирини териш билән биллә тавуз өстүрүшниму дәсләпкиләрдин болуп қолға алғанларниң бири. Мошу йәрдә кейинки төрт-бәш жилда наһийәдә қоғун-тавуз терип, пәрвиш қиливатқан йәнила шу Чоң Чиған йезисиниң деханлири екәнлигини алаһидә тәкитләп өтүш орунлуқ. Шуңа базарда “Чоң Чиғанниң қоғун-тавузи” дәп аталған экологиялик җәһәттин таза мәһсулатниң базири иштик. Ата-бова мирасиға варислиқ қилип, қутлуқ кәтминини ташлимай, жил бойи тинимсиз әмгәктин ялиқмиған, қоллири қадақ деханниң әмгиги миң мәртә һөрмәтлик иш екәнлигини ейтип мәдһийиләшкә һәқлиқмиз. Турған Қурбанов җәмийәтлик ишларғиму паал арилишиду. Бүгүнки күндиму йезисида маһийитини, аммибаплиғини йоқатмиған уйғурниң миллий мәшривини җанландурмақта. Әҗдатлиримиздин мирас болуп қалған мәшрәпниң қанун- қаидилиригә риайә қилған һалда, униң тәрбийәвий әһмийитини чүшәндүрүп келиватқан миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәридур. Панфилов наһийәси.

478 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы