• Әхбаратлар еқими
  • 10 Шілде, 2019

Jekpe –Jek ишигини ачти

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев пайтәхттә йеңи Jekpe –Jek күрәш сарийиниң ечилишиға қатнашти. Бәш миң тамашибин сиғидиған надир спорт иншаитидә бокс, күрәш, еғир атлетика вә башқиму спорт түрлири бойичә хәлиқара мусабиқиларни өткүзүшкә болиду. Мәзкүр сарай мәмликәтниң баш шәһириниң туғулған күнидә вә Яшлар жилини нишанлаш даирисидә ечилди. Җумһурийәт Президенти мәшиқлиниш заллирини вә йеңи спорт комплексиниң инфрақурулумини көздин кәчүрди. Jekpe –Jek спорт сарийини ечиш мәрасимиға шундақла Премьер-министр Асқар Мамин, Миллий олимпиада комитетиниң президенти Тимур Қулибаев вә атақлиқ спортчилар қатнашти. Сарайда 25 метрлиқ бассейн, мәшиқлиниш вә күрәш заллири, футбол мәйдани, шундақла меһманхана бар. Спортниң йәкму-йәк түрлириниң фестивали мәзкүр сарайни ечиш мәрасимиға беғишланди. Үч саатлиқ программа даирисидә 200дин ошуқ спорчи каратэ, таэквондо, ММА, грэпплинг вә башқа спорт түрлири бойичә маһаритини көрсәтти. Униңдин ташқири тайбокс, панкратион, самбо вә кикбоксинг бойичә җәңләр өткүзүлди. Мәдәнийәт вә спорт министри Ақтоты Райимқулова спорт сарийини ечиш мәрасимида сөзгә чиқип, қазақстанлиқларни Пайтәхт күни билән тәбриклиди вә дөләтниң қоллап-қувәтлиши түпәйли мәмликитимиздә тәнтәрбийә вә спортни тәрәққий әткүзүш үчүн барлиқ шараитларниң яритилғанлиғини, Елбасы Нурсултан Назарбаевниң тапшурмиси билән селинған мошу Jekpe –Jek спорт сарийиниң буниң ярқин испати екәнлигини тәкитлиди. Мәзкүр лайиһиниң асасий мәхсити – өсүватқан әвлат арисида сағлам һаят тәризини аммибаплаштуруш. Мәрасимда шундақла Хәлиқара спорт федерациялири аләмшумул тәшкилатиниң (GAISF) вице-президенти Стефан Фокс сөзгә чиқип, 2021-жили Нур-Султанда 15 йәкму-йәк спорт түри бойичә дуниявий фестивальниң өтидиғанлиғини вә мошу оюнларға пүткүл дуниядин 1,8 миңдин ошуқ спортчиниң келидиғанлиғиниң күтүлүватқанлиғини хәвәр қилди.  

467 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы