• Әхбаратлар еқими
  • 18 Шілде, 2019

Чалкөдидики миллий мәйрәм

Йеқинда Райымбек наһийәсидә Алмута вилайәтлик Қазақстан хәлқи Ассамблеяси, «Достық үйі – Қоғамдық келісім орталығы» вә мәзкүр наһийә һакимийитиниң уюштуруши билән «Ұлы дала елінің қонақжай қасиеті» намлиқ мәрасим болуп өтти. Сабирәм ӘНВӘРОВА, “Уйғур авази” «Яшлар жили» даирисидә уюштурулған чаригә Алмута вилайитиниң һәр тәвәсидин кәлгән һәрхил милләт яшлири қатнашти. Шу җүмлидин, Уйғур наһийәсигә вакаләтән ушбу әһмийити зор чаригә қатнишиш имканийити маңа несип болди. Мәрасим Мұқағали Мақатаев намидики әдәбий-мемориаллиқ мирасгаһни зиярәт қилиштин башланди. Тағ бағриға җайлашқан, шаир жутиға қәдәм ташлиған қатнашқучилар йезиниң тәбиәт мәнзирисидин роһий озуқ алди. Болупму, мирасгаһ билән тонушуш давамида худди Муқағали Мақатаевниң өзини көрүп, иллиқ ләвзини аңлиғандәк тәсиратқа бөләндуқ. Мирасгаһтин кейин Мәдәнийәт өйидә наһийәләрдин жиғилған яшлар Муқағалиниң шеирлирини ядқа оқуш бойичә мусабиқигә чүшти. Конкурсниң қаидисигә мувапиқ қатнашқучилар авал М.Мақатаевниң бир шеирини қазақ тилида, иккинчи шеирини өзгә тилда ядқа ейтти. Ейтмақчи, конкурсқа қатнашқучиларниң тәң йерими уйғур миллитиниң вәкиллири еди. Бу болсиму, Мұқағали Мақатаев билән Илья Бәхтияниң, шу җүмлидин, қериндаш қазақ вә уйғур хәлиқлириниң әҗдаттин әвлатқа аманәт сүпитидә йәткән әбәдий достлуғиниң бир көрүнүши болди. Корей, әзәрбәйҗан, өзбәк, уйғур яшлириниң қазақ тилида әркин сөзлиши, шеирларни ипадилик һәм раван ядқа ейтиши қазиларни қайил қилди. Мәдәнийәт өйидики мусабиқиниң давами концертлиқ программиға улашти. Униңда һәр хил милләт вәкиллириниң уссуллири сәһниләштүрүлүп, вәтәнпәрвәрлик, достлуқ һәққидә нахшилар иҗра қилинди. Иккинчи күни Чалкөдә яйлиғида әнъәнивий «Қымызмұрындық» мәрикиси нишанланди. «Қымызмұрындық» – яйлақта биринчи қетим қулунлар бағлинип, бийиләр сеғилип, сүти ечитилғандин кейин, әл-жут дәстихан бешиға җәм болуп, атап өтилидиған қазақ хәлқиниң қедимдин қелиплашқан миллий әнъәнисидур. Ениғирағи, көпчилик бир дәстихан бешиға жиғилип, «көпкә буйрисун» дегән тиләкни ейтип, дәсләпки қимиз билән тойлинидиған қазақ хәлқиниң меһмандостлуғини, өмлигини вә мәртлигини ипадиләйдиған әнъәнивий мәйрәм. Тәйярлиниш сүпити, ечитилиши вә өзгичә тәмигә қарап бу ичимлик – “саумал қымыз, «уыз қымыз”, «бал қымыз”, «құнан қымыз”, «дөнен қымыз”, «бесті қымыз”, «қысырдың қымызи”, «қысырақтың қымызи”, «түнемел қымыз” вә “исланған қымыз” дегән түрләргә бөлүниду. Қазақ хәлқиниң услуқ қандурар ичимлиги һесаплинидиған қимиз өзигә хас тәми билән биллә, шипалиқ хасийәткиму егә. Шуңлашқиму, қимиз пәқәт Қазақстандила әмәс, чәтәлләргиму даңқи чиққан алаһидә сүт мәһсулатидур. Хуласиләп кәлгәндә, «Қымызмұрындық» – әл арисидики бирликни мустәһкәмләйдиған, чоңға һөрмәт, кичиккә иззәт көрситишкә қаритилған, хәлиқни инақлиққа дәвәт қилидиған қутлуқ мәйрәм. Тағ етигигә тикилгән 30дин ошуқ кигиз өй, алтибақан вә очуқ асман астида безәндүрүлгән сәһнә әтрапиға жиғилған хәлиқниң санида чәк болмиди. Өмилигән балидин, мүкчәйгән мөтивәргичә қатнашқан чаридә қазақ хәлқиниң миллий қыз қуу, теңге ілу, аударыспақ, қазақша күрес охшаш миллий оюнлиридин мусабиқиләр уюштурулди вә концертлиқ программа көрситилди. Кигиз өйләрдә жирақ-йеқиндин кәлгән меһманлар қимизниң 25тин ошуқ түригә еғиз тәгди. Чалкөдәдә өткән бу миллий мәйрәм көп милләтлик Қазақстанниң қетиқтәк уйиған бирлигини йәнә бир қетим намайиш қилди. Уйғур наһийәси.

437 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы