• Әхбаратлар еқими
  • 03 Қазан, 2019

Мәрипәт шәйдаси

Һәр жили Муәллимләр күни һарписида биз, гезит хадимлириға, мошу саһаниң адәмлири билән көпирәк учришишқа тоғра келиду. Бийилму бу әнъәнә бузулғини йоқ. Тәрәп-тәрәптин устазлириға гезит арқилиқ иллиқ тиләклирини ейтиш хаһишини билдүрүп, телефон қиливатқанлар аз әмәс. Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Һәқиқәтәнму һаятта һәрбир инсанниң өсүп-йетилишидә вә умумән адәм сүпитидә шәкиллинишидә башланғуч синип муәллиминиң муһим роль ойнайдиғанлиғи ениқ. Әгәр бирәр шагирти қандақту-бир утуққа қол йәткүзсә, униңдин беши көккә йетип, тартқан барлиқ қийинчилиқлирини бир пәстә ядидин чиқиридиғанму әйнә шулар. Бу қетим пүткүл аңлиқ һаятиниң 46 жилини бала тәрбийисигә беғишлиған Сатирәм Мухпулова билән сөһбәтлишишкә тоғра кәлди. Өзиниң ейтишичә, у яқ 1951-жили Уйғур наһийәсиниң Чоң Ақсу йезисида көпбалилиқ аилидә туғулупту. Өйдики алтә пәрзәнтниң тунҗиси болғанлиқтин, кәнҗилиригә мошу кәмгичә қол-қанат болуп, керәк йәрдә мәслиһитини берип туридекән. Йезидики оттура мәктәпни тамамлап, Чонҗидики педучилищеда оқуйду һәм дәсләпки әмгәк паалийитини ана жутида башлайду. 1978-жили Алмутиға көчүп кәлгинидә, шәһәрдики 80-мәктәптә, андин 1994-жилғичә һазирқи М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназиядә вә һөрмәтлик дәм елишқа чиққанға қәдәр 49-мәктәптә ишләйду. Сөһбәтдишимиз тәрҗимиһалини мошундақ қисқичила ейтип бәрдидә, көпирәк муәллимләр тоғрилиқ сөзлиди. Болупму, Сатирәм Мухпулова өзиниң әмгәк тәҗрибисигә таянған һалда, бу кәсипни чин дилидин сөйгән адәмла устаз намиға еришәләйду, дегән пикирни алға сүрди. Һәрбир дәрискә пухта тәйярлиқ қилиш, оқуғучиниң муәллимниң алдида өзини әркин сезишини қелиплаштурушқа тиришиш вә дәрис мабайнида уларниң өзара пикир алмаштуруши арқилиқ мавзуни чоңқур чүшәндүрүш муһим амилларниң бири екәнлигини алаһидә тәкитлиди вә, әгәр мәлум утуққа йәткән болса, у мошундақ методикиниң нәтиҗиси екәнлигини ейтти. Шундақла асасән дәсләп балиларниң немигә қабилийити йетидиғанлиғини ениқлавелип, андин иш елип беришниң толиму нәтиҗидарлиқ усул екәнлигини әмәлиятта толуқ испатлиған һалда, мәктәп мәмурийити тәрипидин жуқури баһаға еришкәнлигини пәхирлиниш илкидә тилға алди. Сөһбәтдишим оқуғучилар билән синиптин сирт ишләшниңму пайдилиқ тәрәплириниң нурғунлиғиға тохтилип, буниң «оқуғучи чоң-кичик мусабиқә-байқашларға қатнашқинида көп ярдәм беридиғанлиғиға капаләтлик беримән» дедидә, сөһбитимизниң мавзусини устазлар мәртивисигә йөткиди. Шуңлашқа биз мундақ соал қойдуқ: – Сатирәм һәдә, һазир муәллимләрниң мәртивисини көтириш тоғрилиқ көп ейтиливатиду. Сиз узун жиллиқ тәҗрибигә егә устаз сүпитидә бу тоғрилиқ немә ейтқан болар едиңиз? – Тоғра дәйсиз. Илгири муәллимләрниң зиммисидә көплигән ишлар бар еди, — деди сөһбәтдишимиз. – Җумһурийәт даирисидә өткүзүлүватқан һәрқандақ муһим чарә-тәдбирләр муәллимләрсиз әмәлгә ашмайдиған. Бирла мисал, аһалини ройхәткә елиш башланса, улар өзлириниң беваситә вәзиписини атқурушниң орниға йезиларни арилап, хәлиқниң санини алатти. Буниңдин ташқири, һәртүрлүк сайлам ишлириға тәйярлиқлар жүргүзүлгәндә, биринчи болуп, йәнә шу муәллимләр «ат чапидиған». Қазақстанниң Тунҗа Президенти – Елбасы Нурсултан Назарбаев мана мошу ишларни муәллимләрниң вәзиписи әмәс екәнлигини инавәткә алған һалда, өз Мәктүбидә бизни улардин бошитипла қоймай, әксичә, устазларға дегән һөрмәтни ашуруш, йәни «устаз мәртивисини» көтириш мәсилисини оттуриға қойди. Бу мениң оюмчә, дәл вақтида вә орунлуқ ейтилған пикир. Чүнки елимизниң һәртәрәплимә тәрәққий қилиши үчүн билимлик һәм қабилийәтлик әвлат тәрбийиләш – шу устазларға бағлиқ. Әгәр муәллимләр жуқурида ейтқинимдәк, беваситә өзлириниң вәзиписини атқурушниң орниға, аддий тил билән ейтсам, «жүгү-житим» ишлардин бешини көтәрмисә, уларниң өзиниң ишиға болған қизиқиши йоқайдиғанлиғи айдин ениқ турмамду? Өз кәспидин қол үзгинигә хелә болғиниға қаримай, Сатирәм һәдә маарип саһасида болуватқан йеңилиқлардин убдан хәвәрдар екәнлигигә қарап, һәқиқәтәнму униң пәқәт мошу кәсип үчүн туғулғанлиғиға йәнә бир қетим көз йәткүздуқ. У қәйәрдила ишлимисун, заманға яндашқан һалда, иҗадий издинип, һәрбир дәрисниң оқуғучиниң ядида мәңгү сақлинарлиқ дәриҗидә өтүши үчүн тиришти. Мошундақ қилғандила муәллимниң чоқум һөрмәткә сазавәр болидиғанлиғини ениқ чүшәнди. Хаталашмапту. Һазир, мәйли қириқ яки жигирмә жил илгири дәрис бәргән шагиртлири кочида көрүп қалса, салимини һәм дайим йоқлап турушни ядидин чиқармайду. Уларниң арисида егиз пәллиләрдин көрүнгәнлириму йоқ әмәс. Гезит-журнал, телевизизордин улар тоғрилиқ хәвәр аңлап қалса болди, «Бу мениң шагиртимғу» дәп хошаллиғидин өзини қояр җай тапалмай қалиду. Һә, устаз үчүн буниңдин ошуқ бәхит болсунму? Мәсилән, телевизордин Қазақстан Җумһурийити Саламәтлик сақлаш вице-министри Камалҗан Надировни көрүп қалса, қәлбидики қандақту-бир мәғрурлиниш һиссияти пәхирлиниш сезимлириға қошулуп, дәрһал үзидә тәбәссүм пәйда болиду... Әйнә шундақ тәбәссүмниң йәнә бири Сатирәм Мухпулованиң көпжиллиқ әмгәк паалийитини мунасип баһалиған шәһәр һакимийити 2010-жили бир ханилиқ пәтир ачқучини тапшурғанда тәкрарланған еди. Һәтта, узун жиллар давамида қилған әҗриниң бекарға кәтмигәнлигигә йәнә бир қетим көзи йетип, хошаллиқ яшлирини төккән екән. Һазир Сатирәм Сейитқизи йолдиши Тохтасун Сәйдуллаев билән қизи Рәнаниң пәрзәнтлири Тимур билән Камилланиң қизиғини көрүп, уларниң шатлиғиға чөкүп, бәхитлик һаят кәчүрмәктә.

417 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы