• Әхбаратлар еқими
  • 11 Желтоқсан, 2019

Мустәқиллик долқунида тавланған

Елимиз бу жили өз Мустәқиллигиниң 28 жиллиғини нишанлаватиду. Мошу жиллар мабайнида қандақ утуқларға қол йәткүздуқ? “Мәнгілік Ел” умуммилий вәтәнпәрвәр идеясигә болған йолда келәчәктә елимизни қандақ тәсәввур қилимиз? XІІ вә XІІІ қетим сайланған Қазақстан Җумһурийити Алий Кеңишиниң депутати, Җумһурийәт Миллий пәнләр академиясиниң академиги, әдлийә пәнлириниң доктори, профессор Султан САРТАЕВ бизгә бәргән сөһбитидә мошулар һәққидә ейтип бәрди. – Султан Сартайоғли, Сиз Қазақстанниң муһим қанунлирини тәйярлашқа паал арилаштиңиз: мәсилән, 1990-жили Қазақ ССР дөләт суверенитети тоғрилиқ Декларация, 1991-жили 16-декабрьда қобул қилинған Қазақстан Җумһурийитиниң Дөләт мустәқиллиги тоғрилиқ Конституциялик қанун шу җүмлидин. Һазирқи күндә биз қандақ муваппәқийәтләрни қолға кәлтүрдуқ? – Бүгүнки күндә дунияда тәхминән бәш миң тилда сөзлишидиған 149 мустәқил дөләт моҗут. Бу сәйяриниң, тәхминән, 7,5 миллиард аһалисидур. Уларниң һәрқайсиси өзичә яшап, өзичә тәрәққий етиватиду. Әң асаси, биз һазирқи күндә әркин вә демократик дөләттә яшаватимиз. Башқичә ейтқанда, бизниң хәлқимиз барлиқ түркийтиллиқ хәлиқләрниң пүткүл тәрәққият тарихида, нәқ демократик вә һоқуқ дөлитидә яшаватиду. Нурсултан Назарбаевқа охшаш жирақни көзләйдиған дана рәһбәрниң дөлитимизни башқурушини хәлқимизниң бәхти дәп билимән. Елимизни униң ташқирисида билмәйдиған әлләрму болди. Лекин һазирқи күндә дунияда Қазақстанни билмәйдиған бирму дөләт йоқ. Бизниң вәзипимиз һазирқи дөләтни “Мәңгілік Ел” дөлити қилип қалдуруштин ибарәт. Мән һоқуқшунас алим, 90 яшлиқ ақсақал сүпитидә Қазақстан пәқәт елимизниң Тунҗа Президенти – Елбасыниң вә ҚҖ Президентиниң, бизниң сәясий әрбаплиримизниң, шундақла пүткүл хәлиқниң бәрпакарлиқ әмгиги түпәйли “Мәңгілік Ел” дөлитигичә бариду дәп һесаплаймән. “Мәңгілік Ел” идеяси — йоқимайдиған, дуния тәрәққиятиниң қанунлириға мувапиқ мәңгү яшайдиған дөләт дегән мәнани билдүриду. Бизниң һечқайсимиз “дуния бирләшмилиридин ташқири моҗут болимән” дәп ейталмаймиз. Мән, йешим 90дин алқиған болсиму, илгәркидәк көпчилик билән биллә ишләп келиватимән. Башқа алимлар охшаш өзәмму вақти кәлгәндә яш әвлат бизниң әмгәклиримизни пайдилинидиғанлиғиға вә мәзкүр әмгәкләр дуния илим-пәниниң қозғатқучиси болидиғанлиғиға ишинимән. – Әмгәк йолида системилиқ, боһранлиқ, қанун чиқириш вә башқиму көплигән өзгиришләрни көргән, вәтән һоқуқ пәниниң ақсақали сүпитидә Сиз һазирқи яшларниң истиқбали һәққидә немә ейталайсиз? Уларниң келәчигини қандақ тәсәввур қилисиз? – Әпсус, һазирқи күндә студентлар әмәлиятта һечнәрсә, һәтта гезитларниму оқумайду. Мән уларниң алдида таллавалған кәспи дөлитимиз паалийитиниң һоқуқ нормилирини тәминлиши керәк екәнлигини дайим тәкрарлаймән. “Силәр кәлгүси юристларғу! Силәр таллавалған кәспиңларға мувапиқ болушуңлар тегиш!” дегән сөзләрни ейтип һармаймән. Лекин бу болғуси юристлар китап оқушни анчила яқтуруп кәтмәйду. Мән бәзидә улардин қандақ китапларни оқуғанлиғини сораймән. Чоң һаятқа қәдәм ташлаш алдида турған яшларниң әмәлиятта һечнәрсә оқумайдиғанлиғи қорқунучлуқ әһвалғу. Яшларда китап оқушқа болған қизиқишни ойғитиш үчүн немә қилиш керәк екәнлигини һәтта өзәмму билмәймән. Улар билим еливатқан дәвирдә өзини шәхс сүпитидә шәкилләндүрүши шәрт. Әнди һәммимизгә яхши мәлумки, шәхс қолда бар китапларни, әң асаси, өзиниң кәспигә мунасивәтлик китапларни тинимсиз оқуш нәтиҗисидә шәкиллиниду. Мән яшларға йәнә бир қетим “оқуңлар, оқуңлар вә йәнә бир қетим оқуңлар», дегән болар едим! Пәқәт өз хәлқиниңла әмәс, бәлки барлиқ түркийтиллиқ әлләрниң тарихини чоңқур чүшиниш үчүн мән уларға Рустан Рахманалиевниң “Түрк империяси” китавини оқуп чиқишни тәвсийә қилимән. Бу китап рус тилида йезилған. Маңа бу китапниң тәсири шунчилик күчлүк болдики, шуңа уни қазақ тилида сөзләйдиған яшлар үчүн тәрҗимә қилдим. Мәзкүр китапта түрк хәлиқлириниң үч миң жиллиқ тарихи баян қилиниду. Мана шуниң үчүн уни қолға қәләм елип оқуп чиқиш зөрүр. Яш мутәхәссисләргә вә барлиқ яшларға мошундақ тәләпләрни қоюшқа бизниң толуқ һоқуқимиз бар дәп ойлаймән. Биз мошуниң арқилиқ дөлитимиз тәрәққиятиға өзимизниң тегишлик үлүшини қошимиз. Әнди бу үлүшниң чоң муһәббәт вә Вәтәнгә болған һөрмәт йүзисидин болушини халаймән. Мениң кәсипдашлирим вә вәтәндашлирим мәмликитимизниң тәрәққияти үчүн көп ишларни қилди. Улар һелиму әмгәктин қол үзмәй, вәтинимизниң келәчиги үчүн пидакаранә әмгәк қилмақта. – Сизниң Вәтән алдидики хизмитиңиз һәқиқәтәнму бебаһа. Мошу йәрдә мән Қазақ ССР дөләт суверенитети тоғрилиқ Декларацияси қобул қилинған өткән әсирниң 90-жиллириға тохтилишни халиған болар едим. Кеңәш Иттипақи моҗут дәвирдә мошундақ муһим һөҗҗәтни қобул қилиш — һәқиқий тавакәлчилик. Буниң үчүн җавапкәрликни Тунҗа Президент – Елбасы вә Сиз өз зиммәңларға алдиңлар. Декларацияни қобул қилиш җәрияни қандақ өткәнлигини вә мустәқилликкә болған йолниң қандақ қийинчилиқларға дучар болғанлиғи һәққидә ейтип бәрсиңиз? — Алди билән шуни ейтмақчимәнки, Декларация – бу, биринчи новәттә, мустәқил болуш хаһишидур. Биз Декларациядә әркин вә демократик дөләткә егә болушни халайдиғанлиғимизни очуқ ейттуқ. Шуниң арқилиқ Н.Ә. Назарбаев рәһбәрлигидә әйнә шундақ мәхсәтни алға қойдуқ. Тәкитләш керәкки, иш җәриянида адәттин ташқири қариму-қаршилиқлар яки җаңҗаллар болғини йоқ. Чүнки шу дәвирдә әмәлиятта пүткүл дунияда сәясий қайта қуруш башланған. 1991-жили 8-декабрьда үч дөләт әрбаби – Ельцин, Кравчук вә Шушкевич Кеңәш Иттипақини тарқитиш тоғрилиқ қарарни қобул қилди. 1991-жили 16-декабрьда мән Нурсултан Назарбаевниң тапшурмиси бойичә җумһурийитимиз Парламентиниң минбиридин пүткүл дунияға йеңи демократиялик дөләт – Қазақстан Җумһурийитиниң қурулғанлиғини елан қилдим. – Қазақстан Җумһурийитиниң Мустәқиллиги елан қилинғандин кейин 1993-жили дәсләпки Конституция қобул қилинди. Мәмликитимиз үчүн муһим һөҗҗәт қобул қилинғандиму Сиз алдинқи сәптә болдиңиз... – Биз қандақту-бир қанунни, шу җүмлидин Конституцияни қобул қилған чағда мәмликитимиздила әмәс, бәлки дунияда йүз бериватқан өзгиришләрни һесапқа елип туримиз. Шуниң үчүн һаятимизда йүз бериватқан барлиқ өзгиришләрни биз Конституцияниң өзидә вә йеңи қануний һөҗҗәтләрдә һесапқа елишқа тириштуқ. Мәзкүр өзгиришләрни һесапқа алмай яшаш мүмкин әмәс. Биз — Конституциямизгә мувапиқ яшап, һечбир қанунға хилаплиқ қилмай келиватқан җумһурийәт. Барлиқ қанунлиримизни башқа әлләрниң тәҗрибисини һесапқа елип қобул қилдуқ. Конституция – бу қетип қалған һөҗҗәт әмәс. Бу җумһурийитимиздә вә дунияда йүз бериватқан өзгиришләргә вә йеңилиқларға мувапиқ өзгиришләр һәм қошумчилар киргүзүлүп туридиған һөҗҗәт. – Сиз парламентлиқ һоқуқ нәзәрийәсини тәрәққий әткүздиңиз. Мәзкүр чүшәнчини мәмликитимиздә дәсләпкиләрдин болуп ким җарий қилди? – Парламентлиқ һоқуқ идеясини дәсләпкиләрдин болуп академик, әдлийә пәнлириниң доктори вә бизниң қәдинас достумиз мәрһум Гайрат Сапарғалиев тәвсийә қилди. У өзиниң кәспини һәқиқий сөйгән вә артуқ җара-пазасиз ишләйдиған адәм еди. Қазақстанниң әдлийә саһасидики йетәкчи алимлириниң бири. Мән униңға дайим чоң һөрмәт билән мунасивәт қилаттим, чүнки мундақ адәмгә башқичә мунасивәт қилиш мүмкин әмәс. Алим наһайити кәмтар вә, әң муһими, өз ишиниң һәқиқий маһири еди. Г.Сапарғалиев пүткүл қазақ хәлқиниң етирап қилишиға әрзийдиған инсан. Мән уни дайим яхши сөзләр биләнла әсләймән. Әпсус, Яратқучи егимиз униңға узақ өмүр бәрмигән екән. Һаят болғинида у йәниму нурғун ишларни әмәлгә ашурар еди. Пүткән рисқиға һеч амал йоқ екән. Шундиму мәрһум өз дәври үчүн көп ишларни қилди. – Сиз Қазақстан Җумһурийити Президенти йенидики Кәчүрүм бериш комиссиясиниң сабиқ рәиси сүпитидә тәғдири дурус болмиған адәмләрниң психологиясини яхши чүшинисиз. Мәзкүр лавазимда ишлигәндә әстә қаларлиқ қандақ вақиәләрни ейталайсиз? – Дунияда өлмәйдиған инсан йоқ. “Җан бар йәрдә қаза бар” дегән даналар. Шундақ екән, қедимидин тирикләр өлүватқан адәмни тиңшашни вә имканийәткә қарап, униң ахирқи илтимасини орунлашни әнъәнигә айландурған. Тәғдир тәқәзасиға бола, бизгә, Кәчүрүм бериш комиссиясиниң әзалириға, қилған еғир җинайәтлири үчүн өлүм җазасиға һөкүм қилинғанларниң өкүнүш, ялвурушлирини тиңшашқа тоғра кәлди. Қазақларда “Виждан-номус өлүмдинму артуқ” дегән ибарә бар. Әпсус, течлиқ вә хатирҗәм һаятта бегуна адәмләрни өлтүрүп, кимду-бирлиригә орни толмас қайғу-һәсрәт, дәрт-әләм елип келидиған еғир җинайәтләрни әмәлгә ашурған вәһшиләрму бар. Улар үчүн “инсанийлиқ” “виждан-номус” дегән чүшәнчә йоқтәк. Улар қанун алдида тегишлик җазасини елиши шәрт. Қедимидин бери адәм өлтүргәнләргә өлүм җазаси берилип кәлгән. Мошуниңға қаримай, җинайәтниң бу түри тохтар әмәс. Тәкитләш керәкки, дунияниң 33 дөлитидә өлүм җазаси мәнъий қилинған яки әмәлиятта қоллинилмайду. Мошуниңға бағлиқ әшәддий қатил Иван Маджиковниң Президентимиз намиға кәчүрүм сорап язған хети һәққидә ейтип өтмәкчимән. Униң кәчүрүм сорап язған хетигә қариғанда, өзиниң җәмийәт, дөләт вә хәлиқ алдида әмәлгә ашурған еғир җинайитини һис қилмиған. У һәрхил вақитта Қазақ дөләт университетиниң балағәткә йәтмигән төрт студент қизини зорлиғанни аз дәп, ахирқи қизни қутулдурмақчи болған яш жигитни өлтүргән. Қатил бәш яш адәмниң худайим бәргән һаятини алди. Шуниң өзидә у дәптәрниң төрт бетидә кәчүрүм хетини йезип, җәмийәт үчүн техи пайдилиқ болидиғанлиғини ейтқан. Мән униң хетини оқуп, һәтта өлүм алдидиму униң виждан-номусиниң ойғанмиғанлиғини һис қилдим. Инсан үчүн һаяттин қиммәт нәрсиниң йоқлуғини яхши билимиз. Бирсиниң һаятини елишқа һечкимниң һоқуқи йоқ. Вәһшиләрчә, соғ қанлиқ билән бириниң өмрини қийған адәм адәмләрниң қарғишинила алмай, өзиму иштниң өлүми билән дуниядин кетиши тегиш. Ундақ адәмләргә өлүм җазасиниң қоллинилиши – бу инсан һаятини һимайә қилиш бойичә қанунниң орунлинишила әмәс, бәлки Яратқучидин чүшкән адаләтлик җаза. Чүнки һаят инсанға Алладин соға қилинған бебаһа вә қиммәт нәрсә. Сөһбәтләшкән Бәхтияр ТОХТАХУНОВ.

532 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы