• Әхбаратлар еқими
  • 07 Мамыр, 2020

Мусулманлиқ ренессанс вә Абай әбәдияти

(Ахири. Беши өткән санда). Абай 1888-жили Стамбулда «Артен Асазурян» нәшриятида бесилған «Әдәбият ва сәясәт», йәни әдәбият вә сәясәт мәсилилириниң биртуташлиғи очуқ етирап қилинған китаплар биләнму җиддий тонушуп чиқиду. У шундақла бу йөнилиштә «Тилимиз билән әдәбиятимиз», «Шәриқ мәсилиси», «Түркләрниң Европилиғи», «Жуқарқи дәрваза» қатарлиқ материаллар қатарида Түркия вә Франция, Түркия вә Россия мунасивәтлири һәққидә муназирилик характердики материалларниму пухта үгиниду. Абай шу дәвирдики Түркияниң ички һәм ташқи сәяситиниң тарихиға бәкму қизиққан. У 1899-жили әдәбиятшунас Зада Таһир тәрипидин тәйярланған вә Стамбулда бесилған «Османли адабияти» намлиқ китавини әтраплиқ тәһлил қилған. Чүнки китапта поэзия вә проза нәзәрийәси берилгән болуп, һәрхил яндишиштики тәтқиқат йәкүнлири баян қилинған. Биз буниңға қарап Абай өзи кәшип қилған «алтә аяқ», «сәккиз аяқ» шеир шәкиллириниң пәйда болуш сәвәплирини ениқ чүшинишкә башлаймиз. Шу түпәйли, шаир түрк силлабик (бармақ) шеирийитини ислаһат қилған әдипләр қатаридин орун алиду. Умумән, әдәбият тарихидин билимизки, түрк шаирлири поэзиягә алаһидә етивар берип кәлгән. Бу йәрдә Әлишер Наваийниң «Мезан – ул авзан», Бабурниң «Аруз рисаләси», Шәйх Әхмәд ибн Худайдадә Таразиниң «Фонун – әл беләға» (бәдиий сөз сәнъити), Юсуф Сәккакиниң «Муфтахул-улум», Әл-Җәвһәрниң «Арзу әл-вуркати» қатарлиқ әсәрлирини мисалға кәлтүрсәк, купайә. Әмәлият җәһәттин қариғанда, Абай поэзияси буниңдин истисна әмәс. Чүнки әдип өзиниң йеңи ритмлиқ шеирлириға «Китап тасбих» дегән намни бәргәнлигиниму һесапқа елишимиз керәк. Биз бу қәдәр тәптишләп тәһлил қилишимиздики асасий сәвәп, Абайниң моҗудатлиққа болған көзқаришиниң түви-тәктини әйнән тонуп билишкә болған қизиқиш билән биллә, әдипниң «толық адам» («камил инсан»), йәни «һәқ» илиминиң маһийитини рошәнләштүрүш җәрияниға чөкүш билән зич бағлиқ, әлвәттә. Бу муәмма бойичә Әзәрбәйҗан хәлқиниң классик әдәбиятиниң асасчиси Муһәммәт ибн Сулайман Физули (Тәбризи) Абайниң әсәрлиридә алдинқи қатарда туриду. Физули энциклопедиялик билимгә (тибабәтчилик, астрономия, мәнтиқә, математика, қедимий грек вә шәриқ пәлсәпәси) егә шәхс сүпитидә адаләтсизликниң һәрқандақ шәклигә қарши турған болуп, сап-изгү роһий-мәнивийликтики тәриқәт — «Һәқ» йолиға чүшкән. Абайни алаһидә қизиқтурған шаирларниң йәнә бири – Шамс ад-Дин Муһәммәт ибн Әли ибн Маликдад Тәбризи. У тәсәффув пәлсәпәсигә әң дәсләп тәсир қилған әдип. Һәтта бүйүк Джаллидин Румиму уни устаз сүпидә тонуған. Шуңлашқа Абай Шәмсини муһәббәт йолидики пәриядқа илһам беридиған күч сүпитидә тонуған вә етирап қилған. Абайға бәкму тәсир көрсәткән әдипләр қатариға Абу Муһәммәд Муслих ад-Дин Абдуллаһ ибн Саади Ширазиниму киргүзүшкә болиду. Саадиниң «Гүлстан» әсәри — ислам дуниясиниң упримас байлиғидур. Саади өмүрниң йеримини сәпәргә беғишлиған шәхс. У җаһанкәшликниң тәмини тетиғанлиғи үчүн моҗудатлиқниң сиридики гөзәлликни ечишқа муваппәқ болған. У от билән крестқа ибадәт қилғучиларниң хорлуғиға беваситә чидиған вә һәтта уларға қул болуп кетип, һалсизланған пәйттә, уштумтут пәйда болған яхшилиқ несивигә еришип, тутқунлуқтин қутулушқа муваппәқ болған. Әйнә шу қәһәрлик вә зәһәрлик әсирдин қутулған «йоруқ бир күн» Саадиниң җапалиқ өмригә нур чачқан вә шуңлашқа у «һәқ» тонушқа мувапиқ болалиғанлиғи үчүн пәхирләнгән. Абай уни «һәқ билик» әдип сүпитидә қобул қилған. Буниңға шундақла «Ғақлиядики» пикирлириниң уйғунлуғи дәлил. Абай үчүн нәмунә болған әдипләрниң қатарида парс хәлқиниң пәхри Шәмшиддин Ширази Һапиздур (1325). Һапизниң билим вә илимниң ишиги ечиштики қабилийити өз заманисидики һәрқандақ аңлиқ кишини һәйран қалдурған. Қәлбидин төкүлгән шеирлири гөһәр кәби пақириған. У өз дастанлирини ядқа оқуп, нахша-күй билән нисбәт қилип, «һәқ» муһәббитигә еришишкә тиришқан. Абай Һафизниң бу қирлирини наһайити жуқури баһалиған. Абай қизиқип тәшвиқ қилған шәриқ шаирлириниң бири, «Дивани Сәйхали» китавиниң муәллипи Сәйхали исимлиқ кишидур. Абайниң Сәйхали ғәзәллири билән яхши тонуш болғанлиғида шәк шүһбә йоқ. Абай устаз сүпитидә етирап қилған бүйүк шәхсләрниң қатарида Әлишир Наваий алаһидә орунда туриду. Чүнки Әлишир Наваий «һәқ» йолиға чүшкән әдипләрниң ичидики әң бүйүк намайәндә. Абай үчүн шаирниң көплигән әсәрлири чоң ғәзнигә айланған. Болупму қазақ шаириниң «Ғақлияни» йезиштики мәхситиму, әйнә шу «һәқ» илмиға техиму чоңқур чөкүштин ибарәт. Абайниң Шәриқ классиклириниң исимлирини алаһидә һөрмәт вә шан-шәрәп билән тилға алғанлиғи тәсадипи әмәс. Бу шәриқ мәдәнийитиниң пәрқини һәм алаһидилигини тонуштики әҗри билән зич мунасивәтлик. У шәриқниң шипагәрлик етиқатини мәнивий сағламлиқниң вә иманлиқ билән роһий камиллиқниң асаси дәп билгән. Бу сопилиқ әнъәниләрниң маһийитини ашкарилиғучи сүпәтләрниң бири. Тән вә роһ сағламлиғиға асасланған «һәқ» — бу пак муһаббәттин ишарәт бериду. Шуңлашқа ашиқлиқтин тонулған «Һәқни» бир илаһий мөҗүзә сүпитидә тонуш керәк. Бүйүк уйғур шаирлири Хирқитий билән Зәлилий муһәббәтни инсанға һәдийә қилинған муқәддәс илаһийәтниң соғиси дәп чүшәнгән. Әдипләрниң пикричә, униң йеганә мәнаси – муһәббәттин вуҗут «һәқ». Атақлиқ алим М.Мирзахметов Абай әбәдиятиға тайинип, уни «толық адам» илими дәп атиған. Амма Абайниң «Ғақлияси» — «Һәқни» тонуштики бирдин-бир типик мисали. Бу шәриқ мусулман әнъәнисигә беваситә берип тирилиду, халас. Абайниң «һәқни» тонуш илими исламий камаләткә йетиш йоли билән чирмишип, жуғлинип кәткән: Униң биринчиси, Алла һекмитини қәлбләргә сиңдүрүш. Буниң мәнаси – «Қуръан Кәримдики» нәқил ениқ дәлил, йәни Алла адәмзатни алаһидә муһәббәт билән яратқанлиғини унтумаслиқ. Шуңлашқа Абай «Адәмни сөйгин, бу Алланиң һекмити» дәп җекийду. Қәлбини пак һаләт-сүпәттә тутуш. Бу еқидә бойичә инсан өзиниң таза қәлбигә нәпрәт уруқлирини сиңдүрүвелиштин еһтият қилиш. Демәк, ғәрипшунаслар ойлиғинидәк, Алла муһәббәт билән нәпрәтни биллә яратқини йоқ. «Қуръан Кәримдики» йәнә бир нәқил – Алланиң дунияни гөзәллик тимсали сүпитидә яратқанлиғи. Абайниң пикричә, адәмзат вә дуния муһәббәт билән гөзәл болса, у чағда инсанға ашиқлиқ вә сөйгү билән өмүр сүрүштин башқа қандақ мәнаси қалмақ? Бу — инсанни һайвандин пәриқләндүрүп туридиған пак роһий тамғидур. Шу түпәйли, мәзкүр мәпкүрини әдип роһий вә мәнивий илиминиң бирдин-бир йеганә асаси дәп қараймиз. Изгүликтин вә инсанпәрвәрликтин мәһрум адәм, шаирниң тәриплиши бойичә ейтқанда, төвәндикичә: Адам - бір боқ көтерген боқтың қабы, Боқтан сасық боласың өлсең тағы. Мені мен сен тең бе деп мақтанасың, Білімсіздік белгісі - ол баяғы. Ейтмақчи, бу хил әһвалға йолуққан адәм һаят йолидин вә Аллаһ һекмитидин азған болиду, йәни һәр дайим адишип, зайғ (яманлиқ) қайнимиға чөкүшкә тәйяр туриду. «Адәм өмриниң мәхсити – йетилишиш вә бәркамаллиниш» – дәйду Абай. Бу һәрқандақ инсан үчүн әң муһим мәнивий мизан вә тәләп. Әгәрдә инсан буниңдин хали болуп қалса, у чағда у йоқлуқниң бир мәхлуқи сүпитигә еришкән болиду . Кеше бала ең, келдің ғой талай жасқа, Көз жетті бір қалыпта тұра алмасқа. Адамды сүй, алланың хикметін сез, Не қызық бар өмірде онан басқа?! Һаким Абай үчүн һаятниң икки йоли; ашиқлиқ вә хумарлиқ йоли бар. Хумарлиқ йолини таллиғанлиқ – нәпсини туталмиғанлиқниң ениқ бир ишарити. Нәпрәткә мәһкүм болғанлиқ. Көңүлниң раһитини йоқатқанлиқ. Ғашықтық, құмарлықпен - ол екі жол, Құмарлық бір нәпсі үшін болады сол. Сенен артық жан жоқ деп ғашық болдым, Мен не болсам болайын, сен аман бол. Көңілімнің рақаты сен болған соң, Жасырынба, нұрыңа жан қуансын. Бірге жаққан біреуге жақпаушы еді, Сүйкімді тірі жанға неткен жансың? Шуңлашқа Абай гөзәллик билән хумарлиқтин келип чиқидиған бәш мүҗәз-еқидини очуқ көрситиду. Бәш нәрсидин жирақ бол, Бәш нәрсигә амрақ бол, Адәм болай десиңиз. Ғевәт, ялған, махтиниш, Ериниш, бошқа пул чечиш, Бәш дүшминиң билсиңиз. Тәләп, әмгәк, чоңқур ой, Қанаәт, рәһим ойлап қой, Бәш есил иш көнсиңиз. Бүгүнки күндә, Абайниң ейтқанлири бу йеник бир тәләпләрдәк вә аддий пәлсәпәдәк билиниду. Амма униңға уйғун яшаш бәкму мурәккәп. Қандақла болмисун, бу җәмийитимиз үчүн бир бүйүк өлчәм һәм у бүгүнки күндә Абай әбәдиятиға бурулушниң бирдин-бир шәрти. Пәқәт шу чағдила җәмийитимиздә концептуаллиқ чоң мәнивий вә роһий өзгиришләргә йүзлинимиз дәп ойлаймән. Абай халиған иккинчи бир һаят қәсидиси – у моҗудатлиқни вә реал турмуш тәләплирини һәртәрәплимә үгиниш. Өзгириватқан өмүрни тонуштики билимгә болған сап хумарлиқни йетилдүрүш. Буни Абайниң һаятий тәҗрибисидин ениқ көрүвалалаймиз. Мәзкүр тәҗрибидин биз бүгүнки уйғурларму нәп елип, илим-пәнгә йүзлинишимиз лазим. Буниңға бизниң хәлқимизниң йүксәк еһтияҗи бар. Чүнки биз мәдәнийәтлик бир хәлиқниң нәсли болсақму, илим-пәндин бәкму чәтнәп қеливатимиз. Билимгә болған умумйүзлүк қизиқишимиз сус. Әнди Абай үчүн «Һәқни» тонушниң әң муһим тәрк йоли – у нисбәт. Абайниң нисбәт йоли — «әбият» (нахша-күй ейтиш арқилиқ яратқучиға ашиқлиғини изһар қилиш). Инсан үчүн һәрдайим Яратқучи билән муңдишиш вә сирлишиш интайин муһимдур. Тәнһалиқ хилвәтгаһи униң қәлбини йорутуп берәләйдиған қудрәткә вә қисмәткә егә. Шәриқ мәдәнийитидә нисбәтниң шәкли көп. Мисирдики бәзибир тәсәввуф йолиға атланған груһлар турмуш реаллиғидин чиқип кетиш үчүн маңлийини ташқа уруп, баш ағриғиниң азавини тартип көрүш арқилиқ, мәлум бир вақит турмуш җапалирини унтушқа тиришқан. Буни солчи қанаттики тәсәффувлар җәмийити турмуштики адаләтсизликләрдин тәрк етиш йоли дәп қариған һәм кәмбәғәлләрниң дәрдигә дәрман болушниң адил бир йоли дәп ойлиған. Алланиң муһәббитигә еришиш үчүн болған бу хил еқидә – сахавәтлик қилиш мүмкинчилиги аз кишиләрниң ғәйрити еди, әлвәттә. Тәсәффув түпәйли тәрк йолиға чүшкәнләр үчүн «зикр» (үнлүк зикр-җәһри, үнсиз-хафи) қилиш, камлиниш, яки уссулға чүшүш (Руми тәсәффувидики услуб) арқилиқ өз ашиқлиғини изһар қилиш өлчәмлириму моҗут. Нисбәт у қисқа алдамчи һаяттин мәңгү — һәқ һаятқа өтүш васитиси-чариси. Өмәр Һәйямниң нисбити – шарап (һарақ) яки зулф (илан зәһәри). Униң рәмзлик мәзмуни — һаятниң аччиқ тәмини тетиш. Саади үчүн гөзәлликни туюштики нисбәт – адаләтсизликтики тутқунлуқни һис қилиш. Әнди Һапиз, Әлишир Наваий, Абдрахман Җамий қатарлиқ әдипләр үчүн – у әбият, йәни музыка-күй арқилиқ егимиз билән алақидә болуш, мөҗүзат сириға чөкүш вә һаказилар. Улуқ Абайму буни «һәқни» тонуштики муһим тәҗрибә сүпитидә тонуп, саз-нәғмә арқилиқ өзиниң әсәрлирини күйлигән вә ипадә қилған. Алимларниң тәкитлишичә, һазирға қәдәр Абайниң 150 күйи-нахшиси хәлиқ ғәзнисигә айлинип кәткән. Шу сәвәптин биз Абай «Мәсут» вә «Искәндәр» қатарлиқ дастанлириниму күй-нахша сүпидә ейтқанлиғини ениқ пәрәз қилалаймиз. Демәк, Абай мәнавияти униң «Әбият» еқидисидики мәпкүриси билән зич мунасивәтлик. Әлифдек ай йүзіңе ғибрат еттім, Би, бәлән дәртіңа нисбәт еттім. Ти, тілімнән шығарып түрлі әбият, Си, сәнаи мәдхия хүрмәт еттім. (Әлифби). Абай шундақла француз Ле Мариачниң 1881-жили Каирда йоруқ көргән вә Нуһли Салиһ тәрипидин тәрҗимә қилинған «Чертуруде» музыка-күй тоғрисидики әсәрини пухта үгәнгән екән. Бу җәһәттин йәнә у Абдрахман Җаминиң вә Әлишер Наваийниң музыка трактатлирини өзигә үлгә сүпитидә алған. Шуңлашқа Абай иҗат қилған күй-нахшилар хәлиқ арзу-арманлириға бәкму йеқин әсәрләрдур. Әнди Абайниң әсәрлиридики «Алла дунияни гөзәлликниң тимсали сүпитидә яратқан» еқидиси Лутфий, Абдрахман Җамий вә Әлишер Наваийниң мәпкүрәвий давами сүпитидә қобул қилинсиму, амма уларниң көзқарашлиридин бираз пәриқлинип туриду. Бу җәһәттин қазақ әлламисиниң гөзәлликни туюштики таллиған йоли – бүйүк парс вә әзәрбәйҗан шаири Шаһ Фазлуллаһ (Фазл) ибн Муһәммәт Наими Тәбризи Астрабадидур. Әгәр тәсәффувта «Гүлстанлиқ», «Бостанлиқ» қатарлиқ эстетик образлар Алланиң гөзәллигини һис қилишта муһим түрткә болуп һесапланса, Наими үчүн «Қуръан Кәримдә» қоллинилған сөзләр билән «елипбә» һәриплири шундақ хусусийәткә егидур. Әдәбиятта бу йөнилиш «хуруфизм» дәп нам алған. Болупму әрәп елипбәсидики һәрипләр муқәддәс гөзәлликниң бир тимсали сүпитидә баһаланған. Бу гөзәлликни гәвдә қилиш арқилиқ Алланиң бүйүк гөзәллигини тәсәввур қилишқа болиду дәп чүшәнгән. Шуңлашқа Абайму бу йөнилиштә бирқанчә әсәрләрни яратти. Униң чағатай дәвридә шәкилләнгән һәм умумйүзлүк түрк әдәбий тилида иҗат қилған «Йүзи рошән» вә биз башта тәкитләп өткән «Әлифби» әсәрлири очуқ мисал болалайду. Йәкүнләп ейтқанда, Абай, Алтынсарин вә Шәкәрим қазақ даласида риваҗланған мәрипәтчилик асасидики ихтисадий-иҗтимаий ислаһити икки наһайити чоң муамминиң һәл болушиға түрткә болуп, йеңи йүзлиниш амилиға айланди. Биринчи, ХХ әсирдики қазақ даласида сәясий-иҗтимаий вә мәдәний умумйүзлүк мәпкүридики йеңи тәпәккүриниң вуҗутқа келишини һазирлиди. Иккинчи, қазақ этномәдәний, миллий кимлиги билән бирлигиниң мутлақлинишигә йол ачти. Көрүп туримизки, ХIХ әсирниң иккинчи йеримида қазақ даласида йүз бәргән аләмшумул өзгиришләр Абай иҗадийитидә һәртәрәплимә намайән. Улар наһайити чоң бир дәвирни йорутуп турупту. Шуңлашқа бу мәнавиятларниң қиммити бәкму зор һәм у һәргизму йоқимайду, дәп ойлаймиз. Шуниң билән биллә Абайни тонушта, сәл авайлимисақ болмайду. Уни халислиқ билән сәмимийәтлик турғусидин тәрғибат қилиш һаҗәт, әлвәттә. Қазақстан Президенти Қасим-Жомарт Тоқаев «Рухани жаңғыру» программисини «сахтилаштуруп», бемәнилик сүнъий дава-дәстүр вә мәнпийәт шәклигә айландурувелишимиздин пәхәс болушимизни агаһландурған еди. Чүнки җәмийитимиздә «Рухани жанғыру» программисиға мәнпийәтлик үзә яндишидиған, бу йолда сахта, әһмийәтсиз, ушшақ тәдбирләр көпийип, хәлиқни ялиқтуридиған паалийәтләр қаплап кәтсә, уму яхшилиқтин ишарәт бәрмәйду. Бүгүнки күндә җәмийитимиз бағрикәңлик, бәрқарарлиқ, һәмҗәһәтликниң үзлүксиз давамлиғиға халисанә яндишидиған зиялий инсанларниң тәтқиқатлириға бәкму муһтаҗ. Тәкитлимәкчи, дөлитимизниң тәрәққияти йеңи бир басқучқа көтирилди. Ихтисадимиз оңшилип, уни җиддий вә җошқун тәрәққий әткүзүшкә муваппәқ болдуқ. Хәлиқара мәйданда зор ғәлибиләрни қазандуқ. Аброй-инавитимиз һәссиләп ашти. Әнди тарихий җәриянларда синақтин өткән роһий-мәнивий һәм әхлақий әнъәнилиримизгә қайтишимиз лазим. Буниңда Абайниң «Һәққә» қаритилған роһанийәт вә мәнавият билиминиң әһмийити бәкму чоң. Униңсиз җәмийитимизниң илгири бесиши мүшкүл. Алимҗан ТИЛИВАЛДИ-ҺӘМРАЕВ, Қазақстан пәнләр академияси М.О. Әвезов намидики Әдәбият вә сәнъәт институтиниң баш илмий хадими, профессор.

481 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы