• Әхбаратлар еқими
  • 20 Мамыр, 2020

Ейтишқиму, йезишқиму қийин...

Журналист Бейсен Қуранбек һаяттин өтти

Қазақстан тележурналистикиси тәрәққиятиға өзиниң салмақлиқ һәссисини қошқан атақлиқ журналист, Қазақстан Президенти мукапитиниң лауреати, «Мәдениет қайраткеры» Бейсен Қуранбек һаяттин өтти. У 1971-жили Алмута вилайити, Кербулақ наһийәси, Қызылжар йезисида дунияға кәлгән. Әл-Фараби намидики Қазақ миллий университетиниң журналистика факультетини тамамлиған. Журналистикилиқ паалийитини «Спорт» гезитидин башлап, «Рахат», «31-канал», «Хабар» телевидениелиридә ишлигән. 2007 — 2012-жиллири Алмута вилайәтлик «Жетысу» каналиниң баш мудири болди. 2013 — 2017-жиллири «Қазақстан» телевидениеси арқилиқ эфирға чиққан «Айтуға оңай» иҗтимаий ток-шоуниң лайиһә муәллипи вә жүргүзгүчиси. Шуниңдин кейин у «Қарекет» программисиниң «тизгинини» қолиға алди. 2017-жили қайтидин «Жетысуға» рәһбәрликкә барди. У мәзкүр саһада өзиниң кәспийлиги билән биллә адәмләргә ярдәм қилишқиму көп көңүл бөлди. Өзиниң көрситишлири арқилиқ талай инсанларниң проблемилириниң йешилишигә түрткә болған. Шуңлашқиму уни йәттә яштин йәтмиш яшқичә болғанларниң һәммиси яхши биләтти. Болупму телетамашибинлар уни «Айтуға оңай» көрситиши арқилиқ яхши тонуп, билди. Бейсен Қуранбек мошу көрситиши арқилиқ көпчиликниң сөйүмлүк тележурналистиға айланған еди. Мәрһум ахирқи қетим иҗтимаий торда адәм балисиниң үч нәрсини наһайити қәдир тутуши лазимлиғи һәққидә язиду: сәмимийлик, саламәтлик вә өз-ара һөрмәт. Талантлиқ журналистниң пәқәт яхши гепи қалди. Әнди униң өлүми һәққидә ейтишқиму, йезишқиму қийин болмақта.

521 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы