• Әхбаратлар еқими
  • 24 Қыркүйек, 2020

Йезини йеңи өзгиришләр күтмәктә

Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң Қазақстан хәлқигә йоллиған «Қазақстан йеңи реаллиқта: иш-һәрикәт вақти» намлиқ Мәктүбидә елимиз тәрәққиятиниң барлиқ саһалири һәққидә сөз болуп, келәчәк тәрәққиятниң йөнилишлири ениқ көрситилди. Дөләт рәһбири, болупму иҗтимаий вә сәясий, йеза егилиги саһасидики мәсилиләргә тәпсилий тохталди. Дөләт башқурушни җанландуруш, «хәлиқ авазиға қулақ салидиған һакимийәт» концепцияси аддий хәлиқниң алаһидә нәзәридә болди.
Мәлумки, Мәктүптә йеза һакимлирини сайлаш тәшәббуси алға сүрүлди һәм бу мәсилә җәмийәттә қизғин муһакимә қилинмақта. «Җәмийәтлик пикир соалнамилири йеза һакимлириниң сайлам арқилиқ хизмәткә келишигә мунасивәтлик еһтияжниң ашқанлиғини көрситиватиду. Бу әһмийәтлик қәдәмни һәртәрәплимә ойлаштуруп, ениқ түрдә әмәлгә ашурған дурус. Мошундақ системиниң қандақ ишләйдиғанлиғини ениқ билишимиз керәк. Амма, бу мәсилиниң қарарини кейингә қалдурушқа болмайду. Келәр жили бирқатар йезилиқ округ һакимлириниң вакаләтлик муддити аяқлишиду. Йеза һакимлириниң беваситә сайлимини өткүзүшкә болиду дәп ойлаймән. Йәрлик һакимийәт вәкиллириниң сайлам арқилиқ сайлиниши билән бирқатарда дөләтлик башқуруш дәриҗилири арисидики вакаләтләрни бөлүш вә йәрлик өзини өзи башқуруш ишини ениқлап елишимиз керәк» деди Президент.
Мәлумки, йәрлик һакимийәт рәһбәрлирини сайлаш тәрәққий әткән әлләрдә яхши йолға қоюлған. Мәсилән, Америкида штат губернаторлири, шәһәр мэрлири, һәтта, индеецларниң даһилири пәқәт хәлиқниң аваз бериши арқилиқ сайлиниду. Һәммимиз билимизки, сайлам мәвсүми АҚШтики әң қизиқ сәясий җәриян болуп һесаплиниду.
Тәкитләш лазимки, йеза һакимлирини сайлаш тәҗрибиси елимизда 2013-жили әмәлгә ашурулған еди.Кейинирәк, йәни 2017-жили 14 вилайәттики айрим наһийәлик әһмийити бар шәһәрләр, йеза округлирида йеза һакимлири сайланди. Регионлуқ сайлам комиссияләрниң мәлуматлири бойичә, сайлам мәвсүмидә йеза һакимлиғиға 4059 намзат тәвсийә қилинип, уларниң 3951 тиркәлди, 1416 йеза һакими сайланди.
Һазир елимизда йеза һакими йәрлик мәслиһәт депутатлириниң қарари арқилиқ сайлинип кәлгән. Әнди бу җәриян турғунларниң беваситә аваз бериши арқилиқ әмәлгә ашурулмақчи. Униң үчүн қандақ ишлар әмәлгә ашурулуши керәклиги һазир муһакимә қилинмақта. Биринчи новәттә, әлвәттә, қанун нормилириға өзгиришләр киргүзүш тәләп қилиниду. Униңдин ташқири җай-җайларда сайлам комиссиялириниң ишини өзгәртишму лазим. Шундақла келәчәк йеза һакимлириға қоюлидиған тәләпләр мәсилилири һәл қилиниши керәк. Умумән, һәл қилишни тәләп қилидиған муһим мәсилиләр нурғун. Әң муһими, Президент мошу өзгиришләрниң һулини селип бәрди.Бу, өз новитидә, аддий хәлиқниң елимиздики сәясий җәриянларға паал қатнишип, дөләтниң тәрәққиятиға үлүш қошушиға зор тәсир қилидиғанлиғи ениқ. Һазир мошу мәсилини муһакимә қиливатқанлар Дөләт рәһбири қарариниң наһайити тоғра екәнлигини тәкитлимәктә. Әлвәттә, бу йәрдә хәлиқниң тәләп-еһтияжи толуқ қанаәтләндүрүлиду дегән ишәнчә бар.
Жуқурида ейтқинимиздәк, Мәктүптә йеза егилиги саһасидики мәсилиләргиму алаһидә көңүл бөлүнди. Биринчи новәттә, шуни алаһидә тәкитләш лазимки, Дөләт рәһбири йәрниң чәтәлликләргә сетилмайдиғанлғини кесип ейтти.Президент Һөкүмәткә тижарәтчиләр билән бирлишип алдики 5 жилға беғишланған агросанаәт саһасини тәрәққий әткүзүшниң сүпәтлик лайиһәсини тәйярлашни тапшурди. Бу йеза хәлқи үчүн чоң хошаллиқ. Чүнки, елимиз ихтисадиниң асасий саһалириниң бири һесапланған йеза егилиги саһасида һәл қилишни тәләп қиливатқан жиддий мәсилиләр көп. Биринчи новәттә, билимлик мутәхәссисләрниң азлиғи. Йезиға агрономлар билән мал дохтурлири һавадәк һаҗәт. Һазир мошу мутәхәссисликни егилигән яшлар йезиларға келишни халимайду.Униң сәвәплириму нурғун.Бу йәрдә яш мутәхәссисни иҗтимаий қоллаш вә рәғбәтләндүрүш мәсилиси һәл қилиниши шәрт. Униңдин ташқири, деханчилиқ вә чарвичилиқ билән шуғуллиниватқанларға узақ муддәткә берилидиған «әрзән несийәләрниң» болмаслиғиму әһвални җиддийлаштурмақта.Әпсуслинарлиғи, дехан билән чарвичиниң әмгиги наһайити төвән баһалиниду. Улар йетиштүргән мәһсулатлирини беваситә өзлири херидарларға сетиш имканийитидин мәһрум болған. Пайдини асасән йеза билән шәһәр арисида жүргән, өзлири һеч немә ишләп чиқармайдиған, пәқәт елип-сатарлиқ билән шуғуллиниватқан дәллалар көрмәктә. Президент әйнә шу мәсилиләрниң тез һәл қилиш вәзисипини қойди. Әнди агросанаәт комплексини тәрәққий әткүзүш плани тәйярланғанда, нәқ мошу мәсилиләр диққәт нәзәрдә болиду дәп үмүт қилимиз.

Мәһәмәтҗан АБДУЛЛАЕВ,
йеза егилиги пәнлириниң доктори, академик

553 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы