• Әхбаратлар еқими
  • 29 Қазан, 2020

Өмлүк-бирликниң туғи – гезитим

Кеңәш дәвридә “Гезитим – һаятимизниң әйниги” дегән шиар моҗут еди. Гезит, умумән мәтбуат васитилири өз дәвридики ғайигә бағлиқ, мәлум дәриҗидә шу чәмбәрдин чиқалматти. Әндичу? Вақитму, вәзийәтму өзгәрди. Мәтбуат, җүмлидин өзәм тақәтсизлик билән күтидиған сөйүмлүк гезитим “Уйғур авази” бүгүн “әйнәкла” әмәс, һәммимизни яхшилиққа, өмлүк-бирликкә, парлақ келәчәккә дәвәт қилғучи, йөләкчи, мәсләкдаш туғимизға айланди десәм, мубалиғә болмас.
Бүгүнки күндә хәлқимиз үчүн өмлүк-бирлик һавадәк һаҗәт. Униң уютқиси гезит болмақ. Җай-җайлардики жигитбашлири һазир илгири-кейин болмиған паалийәтчанлиқни көрситиватиду. Бурун улар той-төкүн, нәзир-чирақ биләнла чәкләнгән болса, әндиликтә һаятимизниң барлиқ саһалириға дегидәк паал арилишидиған болди. Бу әснада әшу хәлиқниң отидин кирип, сүйидин чиқип, беминнәт хизмәт қиливатқан әзимәтлиримизниң бешини қошуватқанму йәнила шу гезит десәм, хаталашмаймән. Шуңа у бурадәрлиримизму муштири топлашта чоң күчкә айланди. Кейинки жиллири гезитимиз сан вә, әң муһими, сүпәт җәһәттин йеңи балдаққа көтирилди. Чоң көләмлик тарихий, әдәбий, публицистикилиқ мақалиларла әмәс, аддий әхбарат-хәвәрләрниң өзиму мәзмун җәһәттин йетүк вә тетик чиқидиған болди.
Шундиму гезит хадимлири көңүл бөлидиған нәрсиләр йәнә хелә бар. Мән гезитқа оқурмән сүпитидила әмәс, узун жиллардин бери муәллип сүпитидиму йеқиндин арилишип келиватимән. Җәмийитимиздики сәлбий көрүнүшләргә тәнбиһ берип, яш әвлатни шулардин сақлашқа, уларни өз пуштиниң келәчигини ойлашқа дәвәт қиливатимән.
Миң әпсуски, һазир аримизда жиғинларда минбәргә чиқивелип, тойларда төрдә олтиривелип, көпчиликкә вәзә оқуйдиғанлар йетәрлик. Әлни балилирини ана тилида оқушқа, ана тилидики гезит-журналларға йезилишқа дәвәт қилидую, өзлириниң әвладини өзгә тилдики мәктәпләрдә оқутуватқан. Әксичә болғанда Чонҗидики рус мәктивиниң оқуғучилириниң 80 — 90 пайизини уйғур балилири тәшкил қилмас еди. Әнди бу әһвалниң келәчәктә йәнила шу териқидә давамлашмайдиғанлиғиға ким кепил!
Шу тапта йеқин өтмүштә йүз бәргән мону бир ишлар әскә чүшүватиду. Чонҗидики И.Бәхтия намидики уйғур оттура мәктивидә уйғур балилириниң сани қисқирап, синиплар бош қалди. Шу чағда рус мәктивигә сиғмиған балилар мошу мәктәптә оқушқа башлиди. Бу миллий касатлиққа болған чоң қәдәм еди. Шу чағда мәктәп мудири, һели мәрһум Таймир Сасиқов “Аблимит ака, әң болмиғанда әтрапимизда яшаватқан қериндашлиримизни ойғитайли. Сән баш болуп бәр. Әһвални хәлиққә чүшәндүрәйли”, дәп илтимас қилди.
Бир топ пикирдашлар билән өйму-өй маңдуқ. Алди билән жутниң бешини қоштуқ. Муюмларға һаҗәт барлиқ нәрсиләрни сетивалдуқ. Мәлимиздики ярдәмгә муһтаҗ адәмләрни ениқлап, уларға ихтисадий җәһәттин ярдәм қилдуқ. Аста-аста еғизбирлигигә кәлгәндин кейинла, уйғур синиплириға бала, гезитлиримизға муштири топлаш, урпи-адәтлиримизни тикләш охшаш муһим мәсилиләргә тутуш қилдуқ. Ақивәт немә болди дәйсиләрғу? Палтиниң сепи өзимиздин болди. Әл “башқуруп” жүргән бәзи бурадәрләр бу ишимиздин хусур тапти. «Бөлгүнчилик, өзбешимчилиқ қиливатиду» дейишип, әл арисиға адавәт уруғини селишти. Ақивәттә шунчә җапа билән кәлгән өмлүгимизни бит-чит қиливәтти. Мана шуңлашқиму, мән бүгүн йәнила өмлүк-бирлик һаҗәт дәп җар селишқа мәҗбурмән. Бу җәһәттин үмүтүмни рояпқа чиқириватқан, ортақ Вәтинимиз – Қазақстанда яшаватқан җими уйғур хәлқиниң бешини қошуватқан “Уйғур авази” гезитиға миннәтдарлиғим чәксиз.
Әгәр диққәтчан оқурмән байқиған болса, гезитқа журналистларниң пүтүнләй бир йеңи әвлади кәлди. Тили, тәпәккүри чоңқур, мәзмунлуқ һәрқандақ вақиәни аддий оқурмәнгә аддий тил билән йәткүзүп беришни билиду. Мән уларниң һәрбиригә “Сени тапқан атаңға рәхмәт!” дегүм келиду. Болупму, алим-журналист Шәмшидин Аюповниң өткүр мақалилирини һаяҗанлиқ билән оқуп чиқимән. Хәп, шуларда ейтилған баһалиқ пикирләрни хәлиқниң көзини бояп жүргән “әрбаплар” чүшәнсекән, дәп арман қилимән. Ундақларниң жәмийәтлик ишларға кәлсә-кәлмәс арилишивелип, хәлиқни алигәдәң қилғинидин көрә, тинич жүргини әл үчүн пайда еди.
Мән бүгүн гезитни йәнә тақәтсизлик билән күтиватимән. Гоя барлиқ ғәм-қайғумни унтулдуруп, әвладимни һурбағларға киргүзүп қоярдәк уни зор үмүт вә тәшналиқ билән күтиватимән. Бар болғин, һар-номусум вә үмүтлиримниң туғи – “Уйғур авази!”.

Аблимит МӘРДАНОВ.
Уйғур наһийәси.

450 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы