• Әхбаратлар еқими
  • 19 Қараша, 2020

Улуқ иш жирақтин көрүниду

Йешиң чоң болғансири өткән өмрүңгә баһа беридиған, шуниң ичидә кәсипдашлириңниң, дост-бурадәрлириңниң пикирлиригә асаслинип, кәспий утуқлириңни тәһлил қилип, һазир Қазақстан хәлқи Ассамблеясидә биллә ишләватқан кәсипдашлириңниң паалийитини баһалайдиған пәйт келидекән.
Инсан һаятиниң һәрқандақ басқучиға баһа беридиған «Һәрқандақ улуқ иш жирақтин көрүниду» дегән дана сөз бар. Һазир Шаһимәрдан Үсәйиноғлиниң һаятида шундақ бир пәйт туридуки, йеқинлири, Парламенттики кәсипдашлири униң Вәтән үчүн, аилиси үчүн, ҚХАдики достлири үчүн қилған әмгәк-әҗригә баһа беридиған вақит кәлди.
Тәвәллуд егисиниң тәғдири Кәңәш Иттипақи дәвридә туғулған, билим алған вә чоң болғанларниң тәғдиридин пәриқлинип кәтмәйду. Алмута вилайитиниң Уйғур наһийәсидики Чоң Дехан йезисида туғулған, балилиқ дәврини өткүзгән, мәктәптә оқуған, колхозниң етизлиқлирида әмгәк қилған у СССРдики абройлуқ алий оқуш орни һесапланған Ташкәнт дөләт университетиниң әң қийин факультетини тамамлиди. Университетни “шәриқшунас вә хитай тилиниң муәллими” дегән мутәхәссислик бойичә тамамлиди. Әлвәттә, у таллавалған мутәхәссислик биринчи новәттә ирадини, чоңқур билим вә қабилийәтни, уйқисиз түнләрни тәләп қилатти.
Комсомол билән бағлиқ болған иши, Уйғур наһийәси Октябрь оттура мәктивидики педагогикилиқ паалийити давамида тәвәллуд егиси өзиниң адәмләрни тиңшаш, яшларни тәрбийиләш һәм кәспий маһарәт җәһәттин хелила тәҗрибә топлиди.
Әлвәттә, шәхсий вә иш бабидики қабилийити, һаятий тәҗрибиси, шәриқшунаслиқ илимини чоңқур билиши вә кәң дуния тонуши, чәт әл тилини егәллиши СССР дөләт бехәтәрлигини тәминләш ишиға лайиқ болди. Шундақ қилип, Шаһимәрдан Үсәйиноғли Кеңәш Иттипақи хәлқиниң вә дөләтниң бехәтәрлигини тәминләйдиған ишәшлик яшлар сепидин орун алди.
Һазир униң СССР Дөләт бехәтәрлиги комитети вә Қазақстан Миллий бехәтәрлиги комитети системисида ишлигән ишлири һәққидә ейтиш пурсити кәлмиди. У вақит, һәтта, кәлмәслигиму мүмкин. Амма униң әмгигиниң нәтиҗисини лейтенанттин полковник унваниғичә көтирилишидин байқавелиш тәс әмәс. Мән, униң мәхсус хизмәт органлиридики кәсипдиши сүпитидә, полковник Ш.Нурумовниң иштики утуқлирини алаһидә тәкитләп өткүм келиватиду. У әмәлгә ашурған операцияләрниң нәтиҗилири шәхсән КПСС Баш кативи Ю.Андроповқа вә КПСС Мәркизий Комитетиниң сәясий бюро әзалириға доклад қилинатти. Униң әң қийин пәйтләрдә вә чәт дөләтләрниң бизниң ички ишлиримизға арилишиши вақтидики мустәқил Қазақстанни қуруш дәвридики паалийити алий баһаларға мунасиптур. Шаһимәрдан Үсәйиноғлиниң ишлириниң нәтиҗилири Қазақстан рәһбәрлиригә бирнәччә қетим доклад қилинған һәм улар яш вә мустәқил Қазақстан дөлитиниң ички вә ташқи сәяситини әмәлгә ашурушта пайдилинилди.
Һөрмәтлик дәм елишқа чиққанда полковник Ш.Нурумов паалийитини тохтатмиди, йәни Қазақстан хәлқи Ассамблеяси тәркивидә ишләшкә башлиди. У җумһурийәтлик Уйғур этомәдәнийәт мәркизиниң рәиси. Тәкитләш лазимки, бу бирләшмидә өзлириниң әмгиги вә таланти билән Қазақстанни дунияға тонутқан мәдәнийәт вә иҗадийәт, илим-пән вә педагогика, тиҗарәт вә спорт саһалириниң вәкиллири бар.
Шаһимәрдан Үсәйиноғлиниң тоққуз жил давамида Уйғур этномәдәнийәт мәркизини башқуруп туруши - униң милләт тилини, мәдәнийитини, әнъәнилирини қәдир тутуп, һөрмәтләйдиғанлиғидин, өз миллитигә чәксиз муһәббәт бағлиған инсан екәнлигидин дерәк бәрсә керәк. Уйғур этномәдәнийәт мәркизи уйғур мәктәплирини қоллашта наһайити чоң ишларни әмәлгә ашурмақта. Мәркәзниң һәрхил пәвқуладдә әһвалларда зәрдап чәккән адәмләргә көрсәткән хәйрихаһлиқ ярдәмлириму қазақстанлиқларниң миннәтдарлиғиға еришмәктә.
Мәлумки, Парламент коллективи - паалийәтниң алаһидә бир муһити. Бу йәрдики җавапкәр иш чоңқур билимни, һаятий тәҗрибини вә дәвир билән һәмнәпәс болушни тәләп қилиду. Хәлиқ вәкили сүпитидә тәвәллуд егиси депутатлар арисида чоң абройға егә. У өзиниң туғулған жути - Уйғур наһийәси гражданлириниң турмуш-тирикчилигини яхшилаш бойичә нурғун мәсилиләрни көтирип кәлди. Ш.Нурумов бирнәччә қетим Қазақстан Һөкүмитигә депутатлиқ соалларни йоллиди, Қазақстан җәмийитидә течлиқни, разимәнликни, турақлиқни сақлаш ишида паал әмгәк қиливатиду. Сайлиғучилар билән дайим учришип туриду. Шундақла мәдәнийәт мәркизи башқармиси алдида өзиниң депутатлиқ паалийити һәққидә пат-пат һесават берип туридиғиниға ишәнчим камил. Кәсипдишим Ихтисадий ислаһат вә регионлуқ тәрәққият комитетиниң әзаси сүпитидә йеза егилигини тәрәққий әткүзүш, су билән тәминләш, интернет йәткүзүш мәсилилирини һәл қилиш ишлириға паал қатнишиду.
Шаһимәрдан Үсәйиноғли өзиниң изини бесип келиватқан оғуллирини заман тәливигә лайиқ билимлик вә әқиллик қилип тәрбийилиди. Мошу йәрдә һәрбий һаятниң барлиқ қийинчилиқлириға бәрдашлиқ бәргән өмүрлүк җүпти Гүлзарәм Батурқизиниму әмгигини алаһидә тәкитлимәй мүмкин әмәс.
Мошу мәрикилик күнләрдә Шаһимәрдан Үсәйиноғлиға зор саламәтлик, Қазақстандики течлиқни, разимәнликни, достлуқни сақлаш йолидики паалийитигә утуқ тиләймән.

Владимир БОЖКО,
Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлиси рәисиниң орунбасари, генерал-лейтенант.

453 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы