• Әхбаратлар еқими
  • 27 Қараша, 2020

Алим мирасгаһи ечилди

«Вақит алдираңғу, сақлап турмайду» демәкчи, жиллар тохтимай өткәнсири, әйни вақитларда бизгә тәлим-тәрбийә берип, һаяттин өз орнимизни тепишимизға шараит яритип бәргән һәм биз үчүн наһайити қәдирлик һәм қиммәтлик болған инсанларниң қияпити бәзән көз алдимиздин бара-бара жирақлап, исимлири унтулуп кетиватқандәк сезилиду. Әһвал шундақла давам қилса, уларниң исимлириниң тарих сәһипилиридин тамамән өчүп вә келәчәк әвлатлиримизниң уларни унтуп кәтмәслигигә һечким капаләт берәлмәйду, әлвәттә. Әйнә шуниң үчүн биздә узун тарихи вә бай мәдәнийити бар хәлқимизниң шундақ дөләт вә җәмийәт әрбаплирини, мәдәнийәт, илим-пән, сәнъәт, маарип, әдәбият вә башқиму саһаларниң көрнәклик вәкиллириниң исимлирини әбәдийләштүрүш охшаш яхши бир әнъәнә қелиплашқан. Шу әнъәнини давам қилип, хәлқимизниң даңлиқ вә сөйүмлүк пәрзәнтлиригә болған һөрмитимизниму сақлап келиватқинимиз һечким үчүн сир болмиса керәк. Йеқинда Алмута шәһиридики А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназияниң Йүсүп Хас Һаҗип намидики китапханисида көрнәклик түркийшунас алим вә җәмийәт әрбаби, Қазақстан Җумһурийити Миллий пәнләр академиясиниң академиги, филология пәнлириниң доктори, профессор, Чоқан Вәлиханов намидики мукапатниң саһиби Ғоҗәхмәт Сәдвақасовниң һаяти вә иш-паалийитигә беғишланған мирасгаһниң ечилиши шуниң ярқин испатидур.
Пүткүл дунияни өз ичигә алған таҗсиман вирус пандемияси мунасивити билән елимиздә көрүлүватқан бехәтәрлик чарилири сәвәвидин, мәзкүр чарә-тәдбиргә мәктәп коллективи, җәмийәтлик тәшкилатлар вәкиллиридин, зиялилардин, мәрһумниң жутдашлири вә уруқ-туққанлиридин санақлиқла адәм қатнашти.
Гимназияниң уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими Гүлминәм Дуганова алимниң өмүрбаяни, илмий-педагогикилиқ вә җәмийәтлик паалийитигә тохталди. Мирасгаһниң рәмзлик лентисини қийиш һөрмити Алмута шәһәрлик җәмийәтлик кеңишиниң әзаси, «АЗМК Group» заводиниң президенти Әхмәтҗан Шардинов вә Ғоҗәхмәт Сәдвақасовниң рәпиқиси Омақ Һасановаға (сүрәттә) берилди. Дәсләп сөзгә чиққан Әхмәтҗан Шардинов Ғ.Сәдвақасовниң пәқәт уйғур хәлқиниңла әмәс, бәлки пүткүл Қазақстанниң пәхри екәнлигини, һәрхил саһа вәкиллири, кәсипдаш вә достлири, жути вә хәлқи ичидә абройиниң жуқури болғанлиғини алаһидә тәкитлиди.
– Ғоҗәхмәт өзини айимай, уйғур хәлқи үчүн хизмәт қилған адәм. Уни силәр яхши билисиләр. Илим-пәнниму вә җәмийәтлик ишларниму қатар елип маңди. Биринчиләрдин болуп Уйғур мәдәнийәт мәркизини қуруп, өзи шуниң рәиси болди. Мәлумки, 1991-жили Алмута шәһиридики чоң истираһәт беғида биринчи қетим уйғур мәдәнийәт күнлири өткән еди. Ғоҗәхмәт өз вақтида Абай намидики Қазақ педагогика институтида уйғур бөлүмини ачти, шундақла Уйғуршунаслиқ институтини тәшкил қилип, уни бәш жил, йәни вапат болғанға қәдәр башқурди. Кейин мәзкүр илмий дәргаһқа мәрһумниң нами берилди.
Шуниңдин кейин ҖУЭМниң Алмута шәһәрлик шөбисиниң рәиси, медицина пәнлириниң намзити Әбәйдуллам Җаппаров сөзгә чиқти:
– Омақ һәдә, өмриңиз узақ, саламәтлигиңиз мустәһкәм болсун. Сиз билән бир муңдашқинимда, шундақ дедиңизки, «Ғоҗәхмәтниң қолязмилири көп қалди. Шуниң һәммисини өзәм рәтләватимән. Тирик вақтимда шуни чиқиривалсам», дегән арминиңиз мана орунлиниватиду. Мошундақ изгү ишлириңиз билән келәчәк әвлатлиримизға бүйүк алимниң чоң изини қалдуруватисиз. Әслидә мундақ мирасгаһлар барлиқ мәктәпләрдә ечилиши керәк. Уйғур мәктәплири қанчә риваҗланса, уларда билим алидиған оқуғучилиримиз сани жилдин-жилға көпәйсә, миллитимизниң изи өчмәйду, келәчигиму зор болиду.
Ғ.Сәдвақасовниң шагиртлиридин Абылайхан намидики Қазақ хәлиқара мунасивәтләр вә дуния тиллири университетиниң профессори, филология пәнлириниң доктори Валерий Мәхпиров устазиниң шиҗаәтлик әмгигини интайин жуқури баһалайдиғанлиғини, көрнәклик алим вә җәмийәт әрбаби сүпитидә алаһидә һөрмәтләйдиғанлиғини тәкитлиди. «Әгәр Омақ һәдә бу ишни қолға алмиған болса, биз Ғоҗәхмәт акини мунчилик дәриҗидә биләлмигән болаттуқ», деди Валерий Уйғуроғли. Сәвәви, Омақ һәдә униң хатирисигә беғишланған ишларни бир дәқиқиму тохтатмиди. Мән Ғоҗәхмәт ака билән узун вақит биллә ишлидим. Шуниң үчүн мән униң уйғур хәлқиниң тәғдири үчүн қанчилик көйүнгәнлигини яхши билимән. Шундақла Уйғуршунаслиқ институти тәшкилләнгән вақитта мән униң шу вақиттики кеңәш илим-пәни миқиясида, чәтәллик алимлар арисидиму абройиниң қанчилик жуқури болғанлиғиға көзүм йәтти. Буниңға униң очуқ көңүллүклиги, дилкәшлиги сәвәп болди, дәп ойлаймән. У бирси билән дост болса, ахириғичә дост болатти.
Шуниңдин кейин Ғ.Сәдвақасовниң йәнә бир шагирти, әл-Фараби намидики Қазақ миллий университети Шәриқшунаслиқ факультетиниң профессори, филология пәнлириниң доктори Рошәнгүл Авакова жиғилғанларниң диққитини өзигә җәлип қилғач, мундақ деди:
— Ғоҗәхмәт ака бу дуниядин кәткәндин башлап өтүватқан илмий конференцияләр, чиқиватқан китаплар, қилиниватқан башқиму ишларни униң иккинчи өмри дәп билимән. У өз һаяти давамида қанчилик көп ишларни қилған болса, Омақ һәдимиз Ғоҗәхмәт акиниң вә өзиниң намидин, пүткүл уйғур хәлқи намидин мошундақ алаһидә тилға алғидәк изгү ишларни йәнә давам қиливатиду. Шуниң үчүн мән сизниң алдиңизда егилип тазим қилимән.
Мәрасимда сөзгә чиққан биология пәнлириниң доктори, академик, ҖУЭМ йенидики Алимлар кеңишиниң рәиси Мәсимҗан Веләмов, Ғ.Сәдвақасовниң жутдашлиридин «Атамура» нәшрияти Уйғур тәһриратиниң башлиғи Малик Мәһәмдинов Ғ.Сәдвақасовниң илим-пән, маарип, мәтбуат, мәдәнийәт вә башқиму саһалардики әмгигини, шундақла кадр тәйярлаштики ишлирини алаһидә тилға алди. Натиқлар алимниң әмгәклирини рәтләп, йәттә томлуқ китавини нәшир қилған Омақ Һасановаға һәм ушбу мәрасимни уюштурған гимназия мәмурийитигә чәксиз миннәтдарлиғини изһар қилди.
Мәрасим ахирида Ғ.Сәдвақасовниң 90 жиллиқ тәвәллудиға беғишланған һөҗҗәтлик филим көрситилди.

Рәхмәтҗан ЙҮСҮПОВ,
филология пәнлириниң намзити.

414 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы