• Әхбаратлар еқими
  • 07 Қаңтар, 2021

Әмгиги мунасип баһаланди

Мәшүр САСИҚОВ,
«Уйғур авази»

Биз, уйғурлар, һәқиқәтәнму тиришчан хәлиқ. Әйнә шу қенимизға сиңгән қабилийитимиз түпәйли бирәвләргә хар болмай, һалал әмгәк қилип, өзимиз яшаватқан дөләтниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятиға биркишилик һәссимизни қошқандин ташқири, шу җәриянда ана тилимиз, мәдәнийитимиз, сәнъитимиз вә мәтбуатимизни риваҗландурған һалда, миллийлигимизниму сақлап, өзгиләрниң алдида бешимизни егиз тутушимизниң сәвәвиму шуниңдин болса керәк.
Биз буниңға «миллитимниң хизмитини қилимән» дәп кечәю-күндүз ат чапқан бир топ инсанларни җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи тәсис қилған «Сахавәт» медали вә пәхрий ярлиқлири билән тәғдирләш мәрасимида толуқ көз йәткүздуқ. Җәмийитимизниң һәрхил саһалирида, болупму җамаәтчилик ишлирида паалийәтчанлиқ көрсәткән йүзгә йеқин қериндишимизниң әмгигини лайиғида баһалаш һәм уларниң милләтпәрвәрлик роһини техиму көтиришни мәхсәт қилған тәнтәнә Алмута шәһиридики «Metall Prom Group» ҖЧЙниң Мәҗлисләр залида тәнтәнилик өтти.
Тәнтәнини ҖУЭМниң иҗраий мудири Зихруллам Қурванбақиев киришмә сөз билән ечип, сөз новитини ҖУЭМ рәисиниң биринчи орунбасари, тонулған меценат Долқунтай Абдухелилға бәрди. Натиқ өз нутқини жирақ-йеқиндин кәлгәнләргә җәмийәт арисида атқуруватқан хизмитигә миннәтдарлиқ билдүрүштин башлап, бу мәрасимни пандемиягә бағлиқ, үч күн давам қилидиғанлиғини йәткүзди. Шундақ қилип, ҖУЭМниң “Сахавәт” медали вә пәхрий ярлиқлири билән биринчи күни алимлар, Әмгәкчиқазақ вә Уйғур наһийәлиридин кәлгән активистлар, мәтбуат хадимлири билән спорт саһасида утуққа қол йәткүзгәнләр тәғдирләнди. Уларниң арисида әдлийә пәнлириниң доктори, профессор Шәймардан Шәрипов билән Р.Сулейменов намидики Шәриқшунаслиқ институти Ғ.Сәдвақасов намидики Уйғуршунаслиқ мәркизиниң йетәкчи илмий хадими, филология пәнлириниң намзити Рәхмәтҗан Йүсүпов бар.
Иккинчи күни миллий әдәбиятимизда қәләм тәвритиватқан шаирә-алимәлиримиз, җәмийәтлик ишларда паалийәтчанлиқ көрситиватқан биртүркүм ханим-қизлар, җүмлидин Турсунай Абдуллаева, Гүлминәм Тохтаева, Айшәм Норузова кәби миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәрлири мукапатланди.
Әнди үчинчи күни мукапатланғанлар һәққидә тәпсилий тохтилишқа тоғра келиду. Чүнки улар бийилқи һәммимизни чоңқур ойларға салған еғир вәзийәттә муштири топлаш мәвсүминиң җапа-мәшәқитини тола тартқанлар десәк, һәргизму ашурувәткәнлик әмәс. «Сахавәт» медали билән тәғдирләнгән Ярмәһәмәт Кибиров, Сабит һаҗим Йүсүпов, Азат Ибрагимов, Октябрь Қурбанниязов охшаш рәһбәрлигидики жигитбашлириниң тинимсиз хизмити түпәйли муштирилиримиз сани сақлинип қалди. Һәтта зимистан қишниң соғида музлидуқ-тоңлидуқ демәй, коча арилап жүргән жигитбашлири билән активистларниң видеолирини көргиниңиздә, чәксиз миннәтдарлиғиңизни билдүрмәй туралмайсиз.
Апирин силәргә! Мукапат мубарәк, қериндашлар!

509 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы