• Әхбаратлар еқими
  • 21 Сәуір, 2021

Министрлик үчүн вәзипиләр

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министри Аида Балаевани қобул қилди.
Президент министрликниң әхбарат сәясити вә гражданлиқ җәмийәт саһасидики еқимдики иш тоғрилиқ әхбаратни тиңшиди.
Дөләт рәһбиригә, җүмлидин дөләт сәяситиниң муһим йөнилишлири, пидаийлиқ һәрикитини, экологиялик билимни техиму тәрәққий әткүзүш, шундақла Қазақстан Мустәқиллигиниң 30 жиллиғиға беғишланған чариләрни әмәлгә ашуруш бойичә әхбарат-чүшәндүрүш ишлири даирисидә берилгән тапшурмилирини орунлашниң кетип бериши тоғрилиқ әхбарат берилди. 
Қасым-Жомарт Тоқаев «Җәмийәтлик кеңәшләр тоғрилиқ» вә «Әхбаратни пайдилиниш тоғрилиқ» қанунларға киргүзүлгән түзитишләрниң әмәлгә ашурулуватқанлиғи тоғрилиқ һесаватни тиңшиди. 
Униңдин ташқири министр Президентниң җәмийәтлик назарәт, пидаийлиқ вә хәйрихаһлиқ паалийәтләр тоғрилиқ йеңи қанун лайиһилирини тәйярлашқа мунасивәтлик тапшурмилириниң орунлиниши тоғрилиқ доклад қилди. Мәзкүр һөҗҗәтләр гражданлиқ җәмийәтни тәрәққий әткүзүш үчүн яхши шараит тәминләшкә қаритилған.
Дөләт рәһбири учришиш йәкүни бойичә министрлик алдиға бирқатар ениқ вәзипиләрни қойди.

438 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы