• Әхбаратлар еқими
  • 21 Сәуір, 2021

Иҗтимаий-ихтисадий тәрәққият муһакимә қилинди

Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң рәислигидә кеңәшмә өткүзүлүп, униңда елимизниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққият мәсилилири муһакимә қилинип, җумһурийәтлик бюджетни ениқлаш бойичә тәклипләр қаралди. 
Чарә-тәдбиргә Премьер-министр Асқар Мамин, Президент Мәмурийитиниң рәһбири Ерлан Қошанов, Миллий банк рәиси Ерболат Досаев вә башқилар қатнашти.
Кеңәшмидә Һөкүмәт иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятқа мунасивәтлик тәхминлирини вә дуниявий ихтисадий әһвални, товар базиридики тенденцияләрни һесапқа алған һалда, мошу жилниң җумһурийәтлик бюджетини ениқлаш бойичә тәклиплирини, шундақла 2021-жилиниң биринчи кварталиниң алдин-ала йәкүнини тәвсийә қилди. Җүмлидин бийил умумий ички мәһсулатниң реал өсүши бәлгүләнгән көрсәткүчтин 0,3 пайиз көпийип, 3,1 пайиз дәриҗисидә болиду, дәп тәхмин қилиниватиду. Инфляция 4 – 6 пайиз әтрапида болиду. 
Бюджетни ениқлашниң асасий вәзиписи – Дөләт рәһбириниң Қазақстан хәлқигә йоллиған Мәктүбидә ейтилған тапшурмиларни орунлаш вә Nur Otan партиясиниң сайлам алдидики платформисини әмәлгә ашуруш. Бу йосунда бюджетниң һәм кирим, һәм хираҗәт қисминиң өсидиғанлиғи күтүлмәктә. 
Автомобиль йоллирини тәрәққий әткүзүшкә, «Ауыл – ел бесiгі» лайиһисини техиму әмәлгә ашурушқа, ихтисатниң әң зәрдап чәккән саһалиридики тиҗарәтчилик субъектлирини қоллап-қувәтләшкә, «Иш билән тәминләшниң йол хәритисини» әмәлгә ашурушқа, аграр-санаәт комплексини тәрәққий әткүзүшкә қошумчә мәбләғ бөлүниду. 
Пандемиягә қарши күришишкә бөлүнидиған қошумчә хираҗәт медицина хадимлириға қошумчә һәқ төләшкә вә медицинилиқ хизмәтләрниң һәққини төләшкә сәрип қилиниду. Униңдин ташқири һәрбий хизмәтчиләрни турушлуқ өй билән тәминләшкә, су ташқиниға қарши чариләргә, су билән тәминләш һәм су тартиш системилириниң қурулушиға вә реконструкция қилишқа қошумчә хираҗәт көздә тутулди. 
Дөләт рәһбири муһакимә йәкүни бойичә бюджет хираҗитини қисқартиш вә киримини ашуруш, дөләт мәһсулат сетивелиш системисини мукәммәлләштүрүш, инфрақурулум вә рәқәмләндүрүшни тәрәққий әткүзүш, шундақла Хусусийлаштурушниң комплексилиқ плани даирисидә дөләтниң ихтисаттики үлүшини азайтиш ишини җанландуруш бойичә тапшурмиларни бәрди.
 

471 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы