• Әхбаратлар еқими
  • 06 Мамыр, 2021

Жутдаш әрлиги етирап қилинди

Россия Рейхстагқа Туғ тиккән Рақымжан Қошқарбаев билән Григорий Булатовниң әрлигини рәсмий етирап қилди.
Россия Федерацияси Ташқи ишлар министрлигиниң Telegram канили буниңдин 76 жил муқәддәм Рейхстагқа Туғ тиккән Рақымжан Қошқарбаев вә Григорий Булатов тоғрилиқ хәвәр тарқатти. Бу тоғрилиқ Сенат аппарати рәһбириниң орунбасари Максим Споткай Facebookтики сәһиписидә язди.
«Әслидә топ-тоғра 76 жил илгири лейтенант Рақымжан Қошқарбаев җәңчи Григорий Булатов иккиси Кеңәш әскәрлири арисидин Рейхстагқа йетип, биринчиләрдин болуп Ғалибийәт туғини тикти. Мошу әрлиги үчүн улар Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани унваниға тәвсийә қилинди. Бирақ һәр иккиси мукапатланмиған еди».
Москвадин Бауыржан Момышулыниң өзи, шундақла қазақ зиялилири Рақымжан Қошқарбаевқа җасарити үчүн Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани унванини беришни илтимас қилған. Динмухамед Қонаевму Леонид Брежнев билән айрим учрашқанда, мошу тәклипни оттуриға қойған еди. Бирақ бу илтимас қанаәтләндүрүлмиди.
Бу Рақымжан Қошқарбаевниң һаятидики пәқәт бирла адаләтсизлик әмәс. Қәһриманниң һаяти шу хилдики пәйтләргә толуп-ташқан. Кеңәш империясиниң абройи вә әркинлиги үчүн күрәшкән батурниң дадиси сәясий яла-төһмәт билән ГУЛАГ лагериға һайдалған еди. Шуңлашқа 13 йешидила житим қалған Қошқарбаев Тайтөбе балилар өйидә тәрбийиләнди.
Рейхстагқа Туғ қадиған қазақ хәлқиниң һәқиқий батури Рақымжан Қошқарбаевқа 1999-жили Елбасы «Халық қаһарманы» унванини бәрди. Кейин пайтәхттә мәхсус ядикарлиқму орнитилди. Бирнәччә китап йезилип, фильмлар чүширилди. 
 

494 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы