• Әхбаратлар еқими
  • 16 Наурыз, 2024

Норуз йеңичә нишанлиниду

Сешәнбә күни Астанада мәркизий коммуникацияләр хизмитидә өткән брифингта Мәдәнийәт вә әхбарат министрлиги мәдәнийәт комитети рәисиниң орунбасари Сабит Барлыбаев елимиздә Норуз мәйримини йеңичә нишанлашниң тәпсилати билән тонуштурди. 
 Сабит Барлыбаевниң ейтишичә, Норуз әнди он күн давамида, йәни 14 — 23-норуз күнлири нишанлиниду. Мошу күнләр «Норузнамә декадиси» дәп атилидиған болиду. «Тарихқа нәзәр ташлисақ, биздә йеңи жилни нишанлаш 8-9 күн давамлашқан һәм «Норузнамә» дәп аталған. Бу һәққидә мәлуматлар Махмут Қәшқәрий, Мәшһүр Жүсип Көпейулы, Абай, Мухтар Әвезовниң әмгәклиридә ениқ йезилған», деди С.Барлыбаев.
Спикерниң ейтишичә, Норузнамә декадиси төвәндикиләрдин ибарәт болиду:
14-норуз – «Көрісу күні» — Амал мәйрими атап өтүлиду. Адәттә, елимизниң ғәрбий регионлирида сақлинип қалған бу мәйрәм әнди пүткүл елимиздә нишанлиниду. 
15-норуз – Хәйрихаһлиқ күни. Бу күни хәйрихаһлиқ, сахаватлик ишларға беғишлиниду.
16-норуз – Миллий мәдәнийәт вә әнъәниләр күни. Бу күни мәдәнийәт, сәнъәт вә миллий қәдрийәтләр тәшвиқ қилиниду.
 17-норуз – Чаңирақ күни. Бу күни бизниң аилә қәдрийәтләрни тәшвиқ қилидиған, үлгилик аилиләрни тонуштуруш, яшларниң әхлақ тәрбийисигә беғишланған чарә-тәдбирләр уюштурулиду.
18-норуз – Миллий кийим күни. Елимизниң барлиқ регионлирида миллий кийимни тәшвиқ қилишқа беғишланған чарә-тәдбирләр өтиду.
19-норуз – Йеңилиниш күни. Бу күни әтиязда көчәтләрни олтарғузуш әнъәнилири әмәлгә ашурулиду.
20-норуз – Миллий спорт түрлири күни. Елимизниң барлиқ регионлирида миллий спорт түрлири бойичә мусабиқиләр өтиду.
21-норуз – Һисдашлиқ күни. Бу күнни нишанлашниң мәхсити адәмләрниң бир-биригә болған һөрмитини намайиш қилиш, течлиқ вә бирликни тәшвиқат қилиштин ибарәт.
22-норуз – Йеңи жил. Бу күни барлиқ регионларда умуммиллий мәдәний-спорт чарә-тәдбирлири өтиду, этноавуллар вә йәрмәңкиләр уюштурулиду.
«14-норуздин 23-норуз арилиғида «Науырыз-базарлық» мәвсүми өтиду. Мошу күнлири сода мәркәзлиридә, базарларда аммивий сода ишлири жүргүзүлиду, йеникчиликләр тәвсийә қилиниду» — деди Сабит Барлыбаев.
 Норуз мәйримини нишанлашниң аяқлишиши һәм Йеңи жилниң рәмзи сүпитидә 23-норузда Тазилиниш күни елан қилиниду. Бу күни регионларда умуммиллий экологиялик акция өтиду.
 Тәкитләш лазимки, Норуз мәйриминиң умумий логотипи тәстиқлинип, регионларға йәткүзүлди.

286 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы