• Әхбаратлар еқими
  • 20 Наурыз, 2024

«Қәлбиңлар нурға толғай!»

15-норуз – Хәйрихаһлиқ күни даирисидә Алмута шәһиридики «555» кафесида «Шәбнәм» уйғурниң креатив ханим-қизлар» җумһурийәтлик җәмийәтлик тәшкилатиниң әзаси Шакурәм Тайированиң аилиси «Пәрзәнт» балилар өйиниң тәрбийиләнгүчилири билән оттуздин ошуқ имканийити чәкләнгән қериндашлиримизға иптарлиқ бәрди. 

Мәшүр САСИҚОВ,
«Uiğur avazi»

Бу күни һаятида хошаллиғидин ғәм-қайғуси һәм дәрди тола йүзгә йеқин адәмниң кәйпияти хелила көтирилип қалди. Тапқинини әл-жут вә житим-йесирлар билән тәң бөлүшүшни нийәт қилған «Нур қәлби» фондиниң әзалири улар үчүн барлиқ шараит яратти десәк, артуқ болмас.
Әң муһими, назу-немәтләргә толған дәстиханға дуа-тәгбир қилинғандин кейин Аминәм Һаҗибаеваниң балилири Қуръан Кәрим сүрилирини оқуп, көпчиликни алаһидә тәсиратқа бөлиди. Улар, ким болушидин қәтъий нәзәр, Ислам динида тәрбийилиниватқанлиғи түпәйли һәркимни һәйран қалдуридиған дәриҗидә тәртиплик вә әдәп-әхлақ даирисиниң кәңлигини намайиш қилди. Әнди имканийити чәкләнгән балиларму уларниң һөрмитини қиливатқан инсанларниң сахавәтлик ишлиридин мәмнун болған һалда, барлиқ яхшилиқлардин бәһриман болушти. Мана мошундақ ишлардин кейин ихтиярсиз Улуқ ай, улуқ күнләрдә тәғдир тәқәзаси билән һаятниң қисмитигә учриған җанларға яхшилиқ қилишқа алдириған бәндиләргә апирин ейтмай мүмкин әмәс. Улар һәқиқәтәнму, хәйрихаһлиқ көрситиш арқилиқ җәмийитимиздә адәмләрниң бир-биригә болған меһриванлиғини ашурушқа өз үлүшини қошиду. 
Чарә-тәдбир давамида Абдумеҗит Дуганов, Халидәм Тайирова, Абдулхәбир имам вә Аминәм Һаҗибаева сөзгә чиқип, уюштурғучиларға миннәтдарлиғини билдүрди. Натиқлар асасән, Улуқ Рамзан ейида өткүзүлүватқан хәйри-сахавәтлик ишларниң совавиниң көплигини тәкитлигәч, һәқиқәтәнму ярдәмгә муһтаҗларниң һалидин хәвәр елишни нийәт қилған «Нур қәлби» фонд әзалириға «Қәлбиңлар нурға толғай!» дегән тиләкни ейтти. 
 

465 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы