• Әхбаратлар еқими
  • 20 Наурыз, 2024

Миллий идеологияниң тәрәққиятиға йеңи сүръәт берилиду

Мана Миллий қурултайниң Атыравда новәттики, үчинчи олтириши аяқлашти. Икки күнгә созулған қурултайниң биринчи күни биз «Мәдениет. Өнер. Руханият.» секциясидә паалийәт елип бардуқ. Нами көрситип турғинидәк, мәзкүр секцияниң паалийити мәдәний-мәнивий, иҗтимаий мәсилиләргә, йәни миллий идеология мәсилилиригә беғишланған. Секциягә Мәдәнийәт вә әхбарат министри Аида Балаева модераторлуқ қилди. Секция тәркивидә елимизгә тонулған язғучи-шаирлар, сәнъәткарлар, алимлар, сәясәтшунаслар бар. Мавзу муһим болғачқа, муһакимиләр, бәс-муназириләр наһайити қизғин өтти. Секция иши давамида «Қазақфильм» киностудиясиниң президенти Азамат Сатыбалдыниң бәргән қисқичә һесавитиға нисбәтән пикримни изһар қилдим. Униң ейтишичә, елимиздә 100дин ошуқ кинотеатр бар екән. Уларниң һәммиси шәхсий тиҗарәтчиләрниң, йәни коммерциялик болғанлиқтин, асасән йеник, комедиялик һәм чәт әлләрниң фильмлирини көрситишкә интилидекән. Әнди «Қазақфильм» тәрипидин чүширилгән тарихий, һөҗҗәтлик, тәрбийәвий әһмийити бар киноларни прокатқа чиқиришқа мәнпийәтдар әмәс екәнлигини қәйт қилди. Мән мошу мәсилигә мунасивәтлик ениқ пикримни ейттим. Һазир кинотеатрларда көрситиливатқан чәтәллик фильмлар бизниң менталитетимизға, миллий мәдәнийитимизгә, чүшәнчилиримизгә тамамән ят идеологияни шәкилләндүрүшкә қаритилған. Биз чүшәнмәйдиған мәйрәмләрни, ят урпи-адәтләрни тәшвиқ қилидиған мәйданға айланди. Һәммигә мәлумки, кино идеологиялик саһаниң муһим вә нәтиҗидар васитилириниң бири. Һәқиқитини ейтқанда, һазир яшлар гезит-журнал, китапларни оқушқа қариғанда, кино көрүшни яқтуриду. Демәк, дөләт бу саһаға алаһидә көңүл бөлүши лазим. Мениң ейтқан пикримни делегатлар йәкдиллиқ билән қоллап-қувәтлиди. Шуниң билән биллә дин, қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрлик, аилә қәдрийәтлири тоғрилиқ пикирлиримни оттуриға салдим. Әлвәттә, мана мошундақ әһмийәтлик мәсилиләр нурғун ейтилди һәм бу тәклип-тәвсийәләр Миллий қурултайда өз әксини тапти.
 Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң Миллий қурултайдики нутқида җәмийитимиздики һәммә әһмийәтлик мәсилиләр ейтилди. Дөләт рәһбириниң икки саатлиқ нутқи бир нәпәстә тиңшалди десәм, мубалиғә болмас. Президентниң пикричә, тәрәққий әткән, илғар дөләтләрниң қатариға қошулуш үчүн пәқәт ихтисадий утуқлар азлиқ қилиду. Һазир заманға лайиқ хәлиқ болуш үчүн миллий қәдрийәтләр, урпи-адәтләр, өзимизгә хас алаһидиликләрни сақлап, дунияға тонутуш лазим. Мәсилән, дин мәсилисини алайли. Дөләт рәһбири ейтқинидәк, биз суннизмниң ханафи мәзһәбигә тәәллуқ хәлиқләр. Ислам дини тәрәққийпәрвәр дин екәнлиги һәммигә мәлум. Бу йәрдә һәрхил милләтләргә хас миллий әнъәнилиригә һөрмәт билән қараш шәкилләнгән. Болупму ханим-қизлар әркинлиги, һоқуқлири яхши тәминләнгән. Бизниң әҗдатлиримиз бала тәрбийисидә аялниң ролини алаһидә баһалиған. Амма кейинки жилларда бизниң миллий менталитентимизға тамамән ят диний еқимлар идеологиясиниң кәң қанат йейиши тәшвишләндүриду. Биз мундақ көрүнүшләргә қаттиқ рәддийә беришимиз лазим. Президент җәмийәттә течлиқ, бирлик, разимәнлик, өмлүкни сақлашниң муһимлиғиға диққәт бөлүп, бу йәрдә зиялиларға чоң җавапкәрликниң жүклинидиғанлиғини тәкитлиди. Әлвәттә, чоң әвлатниң өмлүги яш әвлатқа үлгә болидиғини ениқ. Биз милләтниң йеңи сүпитини қелиплаштуруш йолида чоң ишларни әмәлгә ашурушимиз керәк. Бу йәрдә аддий яки ушшақ-чүшәк мәсилә йоқ, һәммиси муһим. Мәсилән, насвай етиш. Бирлири мошуниңғиму диққәт бөлүш һаҗәтму дейиши еһтимал. Амма әйнә шундақ аддий мәсилиләр чоң проблемиларни пәйда қилидиғини ениқ. Насвай етиш мәдәнийәтсизликниң, паскиничилиқниң бир көрүнүши. Мана мошундақ кесәлләрдин айрилсақ, йеңи милләт болуп шәкиллинимиз.
 Хуласиләп ейтсақ, Президент өз нутқида жәмийитимиз тәрәққияти үчүн немә керәк, қандақ һәрикәт қилишимиз лазим, қандақ тосалғулар бар, мошуларниң һәммисини ениқ факт вә ениқ һәрикәт механизмлирини тәкитләп өтти. У қәйт қилғинидәк, «Адил адәм – Адил әмгәк – Адил тапавәт» концепцияси даирисидә һәрикәт қилсақ, илғар пикирлик милләт болуп қелиплишимиз.
 Шаһимәрдан НУРУМОВ, 
Миллий қурултай вә ҚХА кеңишиниң әзаси, 
ҖУЭМниң Пәхрий рәиси

485 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы