• Әхбаратлар еқими
  • 28 Наурыз, 2024

Инсан һоқуқи – дөләтниң асасий қәдрийити

Мәлумки, мустәқил, зайирлиқ дөләтниң асасий капитали — адәм. Инсан һоқуқлири дөләтниң асасий қәдрийәтлириниң бири болғачқа, гражданларниң һоқуқлири, әркинликлири вә мәнпийәтлирини һимайә қилишқа алаһидә әһмийәт берилиду. Һәрбир адәм өз һоқуқини билип, өзгиниң һоқуқиға хилаплиқ қилмаслиққа, һоқуқ билимини ашурушқа интилип, инсанпәрвәрлик, адиллиқ вә меһриванлиқ хусусийәтлирини бойиға сиңдүрүшни билиши лазим. Қазақстанниң һәрбир граждини өз һоқуқлирини яхши билсә, артуқ болмайду. Мәсилән, өмүр сүрүш, дәм елиш, әркинлиги, билим елиш, саламәтлигини сақлашқа, сөз әркинлиги, җәмийәтлик ишлар билән шуғуллиниш вә башқиму һоқуқлири бар. 
 Шундақла елимизниң һәрбир граждини өз һоқуқлиридин ташқири вәзипилириниң бар екәнлигини унтумаслиғи керәк. Улар: барлиқ гражданлар елимизниң Конституциясини сақлаш, һәрбир инсанниң һар-номусини һөрмәтләш, дөләт рәмзлирини, тарихий мәдәний мирасларни қәдирләш, тәбиәтни вә тәбиий байлиқларни һимайә қилиш вә башқилар. Демәк, һәрбир адәм өз һоқуқлири вә вәзипилирини билип, Қазақстанниң келәчигигә үлүш қошидиған, тәрәққийпәрвәр шәхс болуши лазим. 
 Тәкитләш лазимки, инсанниң һоқуқлири вә әркинлири у туғулушидин тәминлинидиған әң алий қәдрийәт болуп һесаплиниду. Әйнә шу қәдрийәтләрни сақлаш вә инсан һоқуқи тәминләшни риваҗландуруш мәхситидә әл-Фараби намидики Қазақ миллий университети, А.Байтурсынұлы намидики Қазақ тил билими кафедрисиниң уюштуруши билән «Турақлиқ тәрәққият саһасидики мәхсәтни әмәлгә ашуруш» лайиһиси даирисидә «Инсан һоқуқи – дөләтниң асасий қәдрийити» мавзусида әл-Фараби китапханисида «дүгләк үстәл» өтти. Мәзкүр «дүгләк үстәлниң» асасий мәхсити – яшларға қанун билими саһаси тоғрилиқ әхбарат бериш, өз һоқуқлирини чоңқур билишкә, уни һаятта қоллинишни үгитиш, һоқуқ саватини күчәйтиштин ибарәт. «Дүгләк үстәлгә» ҚҖ Ички ишлар министрлиги М.Есболатов намидики Алмута академиясиниң докторанти, полиция подполковниги Индира Шәмшиева, мәзкүр билим дәргаһиниң һәрбий вә мәхсус-тактикилиқ тәйярлиқ кафедрисиниң доценти, сәясәтшунаслиқ пәнлириниң намзити, полиция подполковниги Ақтолқын Амреева, университетниң филология, хәлиқара мунасивәтләр, шәриқ­шунаслиқ факультетиниң студентлири қатнашти.
 «Дүгләк үстәл» меһманлири яшларниң инсан һоқуқлири бойичә чүшәнчилирини кәңәйтиш, уларға һоқуқ тәрбийә бериш мәсилилири һәққидә кәң әхбарат бәрди.
 Инсан һоқуқлири тоғрилиқ мәлуматларни билишни әһмийити турғусидин қарисақ, яшлар инсан һоқуқи мәдәнийитини қелип­лаштурушта алий оқуш орунлириниң роли алаһидә. Мәзкүр баш қошушниң спикерлириниң бири алимә Ақтолқын Амреева елимиздә һәрбир гражданниң һоқуқи алаһидә һимайә қилинидиғанлиғини ейтип, һазир җәмийитимиздә турмуштики зорлуқ-зомбилиқ көпийиватқанлиғини һәм уларниң алдини елиш мәсилилири һәққидә тәпсилий ейтип бәрди. Әнди полиция подполковниги Индира Шәмшиева елимиз тәрәққиятиниң асасий һөҗҗити болған Конституция билән қанунларда бәкитилгән инсан һоқуқлирини бузушқа, елимизниң шәнини чүширишкә тамамән болмайдиғанлиғини қәйт қилди. Һазир инсан һоқуқлири умуминсаний мәдәнийәтниң күчлүк қисми болуп қалидиғанлиғи тоғрилиқ бирнәччә муһим мәлуматларни бәрди. 
 Тәкитләш лазимки, Президент Қасым-Жомарт Тоқаев өзиниң өткән жили Қазақстан хәлқигә йоллиған Мәктүбидә инсан һоқуқини һимайә қилишни сәясий йеңилиниш билән биллә қойди. Шуңлашқа җәмийитимиздә инсан һоқуқини һимайә қилишқа алаһидә диққәт бөлүниду. Гражданлиқ җәмийәт билән һоқуқлуқ дөләтниң қелиплишишиниң асасий шәртлириниң бири – гражданларниң һоқуқ билимини йүксәлдүрүш вә һоқуқ мәдәнийитини қелиплаштуруштин ибарәт. 

 Әбдибек Әмиров,
кафедра рәһбири, доцент,
Рая ДӘРМЕНҚУЛОВА, 
филология пәнлириниң намзити 

480 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы