- Әхбаратлар еқими
- 28 Наурыз, 2024
Бехәтәрлик кеңишиниң жиғини өтти
Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң рәислигидә Қазақстан Җумһурийити Бехәтәрлик кеңишиниң оператив жиғини өтти.
Дөләт рәһбири течлиқ турғунларға қарши Москва вилайитидә йүз бәргән зорлуқ-зомбилиқ һәрикәтни йәнә бир қетим әйипләп, терроризмға қарши күрәштә Қазақстанниң Россия билән һисдашлиғини изһар қилди.
Жиғин давамида һоқуқ қоғдаш органлири билән йәрлик иҗраий органларниң паалийәт плани, шундақла җиддий әһваллардики уларниң ишини уйғунлаштуруш мәсилилири муһакимә қилинди.
Президент гражданларниң бехәтәрлиги вә терроризмға қарши күрәш мәхситидә Қазақстанниң башқа әлләр вә хәлиқара тәшкилатлар билән һәмкарлиғини тәминләшкә қаритилған мәсилиләр бойичә бирқатар тапшурмилар бәрди.
463 рет
көрсетілді0
пікір