• Әхбаратлар еқими
  • 12 Сәуір, 2024

«Бәргән қол соғулмас»

Мәлумки, Қазақстан Президенти өткән шәнбә күни елимизниң айрим регионлирида йүз бәргән тәбиий апәткә мунасивәтлик Қазақстан хәлқигә йоллиған мураҗиитидә «Мошундақ қийин пәйттә бир яқидин баш, бир йәңдин қол чиқириш алаһидә әһмийәткә егә. Бир әл, бир хәлиқ болуп бирлишип, бу апәтни йеңимиз. Бу бизниң қолумиздин келиду» дегән еди. Йәни барлиқ қазақстанлиқларни су кәлкүнидин зәрдап чекиватқанларға ярдәм беришкә чақирди. Дөләт рәһбириниң мураҗиитини барлиқ қазақстанлиқлар йәкдиллиқ билән қоллап, һазир җай-җайларда ярдәм топлаш паалийәтлири башланди. 

Йолдаш МОЛОТОВ, 
«Uiğur avazi»

Әлвәттә, бу тәшәббусни Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзалири қоллиди. Шуниңға мунасивәтлик өткән чаршәнбә күни Астанадики Достлуқ өйидә су кәлкүнидин зәрдап чәккән регионларға гуманитарлиқ ярдәм көрситиш бойичә Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң җумһурийәтлик вә регионлиқ штаблириниң бирләшкән онлайн жиғини өтти. Мәзкүр онлайн жиғинға ҚХА рәисиниң орунбасари – ҚҖ Президенти Мәмурийитиниң ҚХА кативатиниң рәһбири Марат Әзилханов, Қазақстан Җумһурийити Парламенти Сенатиниң депутатлири, ҚХА рәисиниң җәмийәтлик орунбасари – штаб башлиғи Акборжон Исмаилов, «Ассамблея жастары» мәһкимисиниң рәиси Тимур Джумурбаев вә этномәдәнийәт мәркәзлириниң вәкиллири, меценатлар қатнашти. Елимизниң айрим регионлирида йүз бәргән тәбиий апәттин зәрдап чәккәнләргә ярдәм көрситиш мәхситидә Ассамблея «Жүректен жүрекке» лайиһисини қолға алди. Лайиһә даирисидә «Ассамблея жастары» вә ҚХАниң пидаийлар мәркәзлириниң әзалири озуқ-түлүк, дәсләпки пәйттә һаҗәт болидиған затлар вә иссиқ кийимләрни Ақмола вә Қариғанда вилайәтлиригә әвәтиду. Шундақла зәрдап чәккәнләргә маддий ярдәм көрситилиду. Онлайн жиғинниң қарариға бенаән елимизниң 20 регионида ярдәм топлаш бойичә регионаллиқ штаблар уюштурулди. Алмута шәһиридә болса, «Жомарт жан» гуманитарлиқ ярдәм топлаш бойичә мәркәз тәшкил қилинди. Мәзкүр мәркәзгә рәһбәр болуп ҖУЭМ рәиси, ҚХА кеңишиниң рәиси Долқунтай Абдухелил, Алмута шәһәрлик штабниң рәһбири болуп ҚУЯБ рәиси Рустәм Хәйриев сайланди. Шу күндин башлап тәбиий апәттин зәрдап чәккәнләргә гуманитарлиқ ярдәм топлаш башланди.
 Мошу дүшәнбә күни Алмута шәһәрлик штабниң паалийити билән тонушуш мәхситидә «МеталлПромГруп» заводиға кәлдуқ. Бу йәрдә иш қизиветипту. Келиватқан ярдәмни қобул қилиш, рәтләш, һесаплаш ишлири билән Алмута шәһәрлик штабниң рәһбири Рустәм Хәйриев шуғуллиниветипту. Бу күни Талғир наһийәсиниң жут-җамаәтчилигиниң, ҖУЭМ, Алмутидики сәккиз наһийәниң вәкиллири өзлириниң ярдимини елип кәлгән екән. Уларни «Жомарт жан» гуманитарлиқ ярдәм топлаш бойичә мәркизиниң рәһбири, ҖУЭМ рәиси Долқунтай Абдухелил күтүвалди. 
— Биз лайиһини елан қилғандин кейин, ярдәм беришкә келиватқанлар сани көпийиватиду, — деди у. – Президент Қасым-Жомарт Тоқаев өзиниң мураҗиитидә бир яқидин баш, бир йәңдин қол чиқарсақ, һәрқандақ қийинчилиқни йеңимиз дәп алаһидә тәкитлиди. Су басқан регионларда вәтәндашлиримиз еғир әһвалда қалмақта, улар бизниң ярдимимизгә муһтаҗ. Әйнә шундақ қийин бир пәйттә һәммимиз бирликтә, өмлүктә һәрикәт қилип, өзимизниң һисдашлиғимизни билдүрүшимиз пәриз. Мана төрт күндин бу ян мошу йәргә сахавәтлик инсанлар өзлириниң ярдимини йәткүзүватиду. Бүгүн силәрниң ярдимиңларни қобул қиливатимиз. Кәлгән һәрқандақ ярдәм һесаплинип, рәтлинип тәбиий апәт йүз бәргән йәргә йәткүзүлиду. Пурсәттин пайдилинип, барлиқ ярдәм қолини созған инсанларға миннәтдарлиғимни изһар қилимән.
— Әлвәттә, жигитбашлири мошундақ әһмийәтлик ишларни қоллап-қувәтләйду, — дәйду биз билән болған сөһбәттә Алмута шәһәрлик жигитбашлири иттипақиниң рәиси Махмутҗан Мәңсүров. — Биз ениқ фактлар билән ишләшкә адәтләнгәчкә, рәқәмләрни кәлтүрәй. Азат Ибрагимов вә Алимҗан Разиев рәһбәрлигидики Әвезов наһийәсинң жут-җамаәтчилиги 850 миң тәңгигә озуқ-түлүкләрни елип кәлди. Бостандық наһийәсидин 800 миң тәңгә, Алатав наһийәси 150 миң тәңгә, Жетысу наһийәси 220 миң тәңгә, башқа жутдардин 800 миң тәңгә жиғилди. Җәми 2 миллион 820 миң тәңгә топланди. Бу мәбләққә озуқ-түлүк, кийим-кечәк вә башқиму нәрсиләрни сетивалдуқ. Йәнә бир нәрсини алаһидә тәкитләп өтүшни тоғра көрүватимән. Бизниң Қарасу жутидин Гүлбану Амансопиева дегән һәдимиз шәхсән өзи бүгүн мошу йәргә икки коробка татлиқ-турум, озуқ-түлүкләрни елип кәлди. Гүлбану һәдә ярдимини машинидин өзи чүширип, тапшурди. Һәдимиз дайим мошундақ сахавәтлик ишларға паал қатнишип келиватиду. 
— Бизму қуруқ қол кәлмидуқ, — дәп сөһбитимизгә қошулди «Җанан» фондиниң рәһбири Мизангүл Авамесимова вә ҖУЭМ йенидики Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Сәнәм Беширова. — Бизниң ханим-қизлар 410 миң тәңгилик озуқ-түлүкләрни тапшурди.
 Бу күни шундақла җәмийәтлик ишлар активисти Санийәм Бавдинова болса, жутдашлири намидин кийим-кечәкләрни елип кәпту. 
— Гуманитарлиқ ярдәм топлаш тоғрилиқ тәшәббус көтирилгәндә, бизни барлиқ қазақстанлиқлар қоллап-қувәтлиди, — деди гуманитарлиқ ярдәм топлаш бойичә Алмута шәһәрлик штабниң рәһбири һәм ҚУЯБ рәиси Рустәм Хәйриев. — Мошу күнгә қәдәр 30 миллион тәңгә ианә топланди. Шуниң ичидә ҖУЭМ 8 миллион тәңгә көләмидә мәбләғ бәрди. Бу ишқа ҖУЭМниң барлиқ қурулумлири паал қатнашти. Шу мәбләққә 25 тонниға йеқин тез бузулмайдиған озуқ-түлүк мәһсулатлири, әң һаҗәт товарлар, қурулуш материаллар, кийим-кечәк, дора-дәрмәкләр вә башқиму керәк нәрсиләр жиғилди. Б ярдәмни топлашқа Алмута шәһири Қазақстан хәлқи Ассамблеяси тәркивидики этномәдәний бирләшмиләрниң вәкиллири, шәһәр турғунлири қатнашти. Бу ярдәм Атырав вилайитигә әвәтилди.

559 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы